Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида
2007.10.02
Қатарниң "әл җәзирә"телевизийә қанили 2007- йили 1 - өктәбир күни дуня кишилик һоқуқ тәшкилати хадимлириниң гуантанамо мәһбуслар лагиридин албанийәгә қайтурулған бәш нәпәр уйғур яш билән елип барған сөһбитини нәқ мәйдан көрсәтти. Сөһбәт мәзкур бәш нәпәр уйғурниң албанийә лагиридики ятиқида елип берилған болуп, улар бу җайни иккинчи түрмә дәп тәрипләшти.
Дәсләп сөзгә башлиған бир уйғур яш мундақ деди:" биз адәттики бир тиҗарәтчиләрдин идуқ. Һечбир гунаһсиз һалда төт йерим йил мәһбус болдуқ. Һазир биз албанийә, хитай вә америка өч дөләтниң қолида оюнчуққа охшап қалдуқ. Өткән төт йерим йилдин бири биз америка һөкүмитидин бизни уйғурлар бар бирәр мәмликәткә йөткәп қоюшини сорап кәлгән болсақму, әпсуски, иш тәләп қилғинимизниң әксичә болуп чиқти. Ахирида бирәрму уйғур йоқ, уйғур мәдәнийитиму йоқ бир дөләткә келип қалдуқ. Америка һөкүмити бизни гуантанамодики түрмидин қутқузуп қойған болди. Буниңға рәһмәт ейттуқ. Әмма бу йәрдики һаятимиз йәнила түрмә һаятиға қайтти. Биз мана силәр көриватқан мушу бир еғизлиқ ятақта һаят кәчүриватимиз. Ақивитимизниң қандақ болидиғанлиқидин әнсирәп һәмишә көңлимиз биарам һалда туруватимиз. Бу йәрдә мәсулларға сөзлиримизни чүшәндүрүп беридиған берәрму уйғур болмиғанлиқтин, албанийәликләр бизгә албанийә тилини өгитишкә тиришти. Бизму бу тилни өз һаҗитимиздин чиқишимиз үчүн тиришип өгиниватимиз."
Иккинчи болуп сөзгә башлиған йәнә бир уйғур яш мундақ деди:" мән вәтәндә 11 йил оқуған идим. Әмма һазир шу оқиғанлиримниң бириму йоқ. Бу йәрдә өгәнгән нәрсилиримму калламдин тезла чиқип кетип туриду. Худди калламда һеч нәрсә йоқтәк һес қилип қалимән. Бу йәргә кәлгәндин бири анам билән аран бир қетимла телефон билән сөзлишиш пурситигә ериишәлидим. Иккинчи қетим анам бар өйниң номуриға телефон урғинимда телефон уланмиди. Кесиветилгән икән. Һәдәмниң өйигә телефон қилип әһваллаштим. Кейин һәдәмниң өйигә иккинчи қетим телефон урғинимда телефон уланмиди. Шуниң билән һәдәмниң телефониниңму кесиветилгәнликини билдим. Әслидә хитай сақчилири анамни вә аиләмдикиләрни чақиртип, уларниң мени немә үчүн чәтәлгә әвәткәнликини сорап биарам қилған икән. Шундин бири өйимизниң телефони кесиветилгән икән. Мән анамниң авазини аңлашқа шунчилик зор тәшна болған болсамму униң билән бир қетимдин башқа сөзлишәлмидим."
Дуня кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин албанийидики мәзкур бәш нәпәр уйғур яш билән сөһбәт өткүзүш үчүн барғанлардин бири мундақ деди:" бу бәш нәпәр уйғурни вә гуантанамо мәһбуслар лагиридики башқиму уйғур мәһбусларни әлқаидә тәшкилатиниң адәмлири дейишкә қәтий болмайду. Чүнки өз вақтида афғанистандики шималий иттипақниң адәмлири яки пакистанлиқ сақчилар буларни вә буларға охшиған көплигән бигунаһ кишиләрни бигунаһ тутувелип, дуня мәнпәәти болған азрақ доллар бәдилигә сетивәткән." (Тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- 40 Йилдин артуқ хитай түрмисигә елинған қазақ язғучиси қазғумарниң армани
- Хитай йәнила дуня буйичә өлүм җазасини әң көп йүргүзидиған дөләт
- Америка гуантанамони тақашта нурғун қийинчилиқларға дүч кәлмәктә
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (2)
- Бир уйғур яшниң хитай түрмисидики азаб оқубәтлик сәргүзәштиси (1)
- Албанийидә яшаватқан уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- яң җйәнли: демократийә җуңгода тосувалғили болмайдиған еқим болуп қалди
- Албанийидики уйғурларниң арзу - арманлири
- Канада һөкүмити гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурға сиясий панаһлиқ беришни рәт қилған
- Уйғур елидики сиясий җиддийчиликниң арқа көрүнүши немә?
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (2)
- Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (1)