Албанийидики уйғурлардин абабәкри қасим америка- албанийә мунасивити вә косова мәсилиси үстидә тохталди


2007.06.11

Америка президенти җорҗ буш санаәтләшкән сәккиз дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишиш җәрянида чехийә, полша, италийиләрни зиярәт қилғандин кейинла, 6 ‏- айниң 9 ‏- күни албанийини зиярәт қилди.

Җорҗ бушниң бу қетимқи албанийә зиярити америка президентиниң албанийини тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду. Албанийә болса террорчилиққа қарши урушта америкини әң күчлүк қоллиған дөләтләрниң бири болуп һесаблиниду. Албанийиму террорчилиққа қарши туруш үчүн ирақ, афғанистанларға һәрбий қисим әвәткән.

Америкиниң дөләт радио истансиси н п р ниң хәвәр қилишичә, җорҗ буш албанийигә кәлгәндә тирана шәһириниң пак-пакизә кочилиридики рәтлик имарәтләргә америкиниң дөләт байриқи есилған, җорҗ бушниң вә униң рәпиқиси лора буш ханимниң рәсимлирини көтүривалған албанлар бушниң алдиға чиқип қизғин қарши алған. Албанийидә бу күнни хатириләш үчүн мәхсус почта маркиси тарқитилған.

Җорҗ билән сали бериша косова мәсилиси үстидә сөзләшкән

Иккинҗи дуня урушидин кейин, таки 1992 ‏- йили албанийидә тунҗи қетимлиқ президент сайлими елип берилғанға қәдәр, албанийә хәлқи пүтүнләй совет иттипақиниң идарә қилиши астида яки йәрлик диктатор һакимийәтниң юқири бесимлиқ сияситидә езилишкә учрап кәлгән иди.

Рәсимлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу қетим америка президенти җорҗ буш албанийигә кәлгәндә, албанийә хәлқниң қизғин қарши елишиға еришкән. Б б с ниң хәвәр қилишичә, җорҗ буш бу қетимқи 7 саәтлик зиярити җәрянида, албанийиниң баш министири сали бериша билән косованиң мустәқил болуш мәсилиси һәққидә сөзләшкән.

Америка президенти җорҗ буш асасий аһалиси албанлар болған косованиң мустәқиллиқ пилани тез әмәлгә ашурулуши лазим , дегән тәшәббусни оттуриға қойған, гәрчә санаәтләшкән сәккиз дөләт башлиқлири йиғини җәрянида русийә президенти путин бирләшкән дөләтләр тәшкилатида косованиң мустәқил болуши һәққидә қарар мақуллашқа қарши туридиғанлиқини ипадилигән болсиму, лекин президент буш бәрибир косованиң мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән .

Албанийә шималий атлантик окян әһди тәшкилати ( NATO )ға әза болушни арзу қилиду

Җорҗ бушниң албанийә зиярити җәрянида, албанийә һөкүмити албанийиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилати( NATO )ға вә явропа бирликигә әза болуп кириш арзуси барлиқини ипадилигән.

Абабәкри қасим америка- албанийә мунасивити вә албанийиликләрниң косова мәсилисидики қарашлирини баян қилди.

Һазир албанийидә туруватқан бәш нәпәр уйғурдин абабәкри қасимниң баян қилишичә, җорҗ буш албанийигә кәлгән вақит, уларниң башқа шәһәрдики деңиз саһиллириға саяһәт қилғили кәткән вақтиға тоғра кәлгәнлики, өзлири тиранада болмиғанлиқи үчүн зиярәт әһвалини нәқ мәйданда көрәлмигәнликигә әпсуслинидикән.

У өзи албанийидә туруш җәрянида америка -албанийә мунасивитиниң наһайити яхши икәнликини һес қилған. Униң қаришичә йәнә, русийиниң косова мустәқиллиқиға қарши туруши русийидики башқа милләтләрниң, шундақла уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлиридин сақлинишни мәқсәт қилидикән.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.