Албанийидә яшаватқан адил шветсийигә йитип кәлди
2007.11.21
Гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған бәш уйғурниң бири болған адил һаким йәкшәнбә йәни 18 - ноябир күни кәчтә шветсийигә йитип кәлди. Уни күтивелиш үчүн айродромға униң шиветсийидә яшаватқан ачиси кәвсәр ханим аилиси, шиветсийидә яшаватқан уйғур җамаити, гуәнтанамо түрмисидики уйғурларниң бирдин бир адвокати болған сабин велит, адилниң шиветсийидики адвокати стен әпәнди вә шиветсийә радио - телевизийә мухбирлири чиқти.
Кәвсәр ханим иниси адилни көз йеши билән күтүвалди
Адилни күтивелиш җәряни шиветсийә телевизийиси тәрипидин толуқ синалғуға елинди. Иниси адилни төт көзи билән күтүватқан кәвсәр ханим зияритимни қобул қилип көңүл сөзлирини ейтти.
Адилниң америкидин кәлгән адвокати адилни күтүш җәрянида зияритимни қобул қилған болсиму, әмма адил килидиған айропиланниң кечиккәнликидин тақәтсизлинип соаллиримға қисқила җаваб бәрди. У мундақ дәйду: " гуантанамодики уйғурларниң әһвали силәр күткәндәк унчә яхши әмәс. Бош һөкүмити гәрчә уларниң америкиға қарши күч әмәсликини елан қилған болсиму, лекин техиму көп хаталиқларниң садир болушидин сақлиниш үчүн йәнила еһтиятчан муамилидә болуватиду. Кәчүрүңлар, мән силәрниң соалиңларға әтики йиғилишта җаваб бәрсәм, мән һазир адилни күтивелишим керәк."
Җулия ханим:"америка башқиларниң бир - бирини хорлишиға йол қоймайду"
Дүшәнбә йәни 19 - ноябир күни кәчтә" шиветсийә хелсинки инсан һәқлири комитети"ниң орунлаштуруши билән мәхсус гуантанамодики уйғурларниң тәқдиригә алақидар илмий йиғин болуп өтти. Йиғинға шиветсийидики һәрқайси инсан һәқлири тәшкилатлириниң хадимлири, инсан һәқлири темиси буйичә университетларда оқуватқан оқуғучилар, мухбирлар вә шиветсийидә яшаватқан бир қисим уйғурлар қатнашти.
Алди билән сөзгә чиққан адвокат сабин велит адилниң вә гуантанамодики уйғурларниң һаяти һәққидә чүшәнчә бәрди вә америка һөкүмитиниң улар үстидә елип бериватқан тиришчанлиқлирини баян қилди. Униңдин кейин сөзгә чиққан адил һаким өзиниң һаят мусаписи вә һазирқи әһвали һәққидә чүшәнчә бәрди. Булардин кейин сөзгә чиққан, "америка инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати"дин кәлгән җулия ханим мундақ дәйду: "америкиниң принсипи һәрқандақ бир инсанниң өз - өзини харлишиға вә башқиларниң харлишиға йол қоймаслиқ, аллиқачан башқилар тәрипидин харланған вә һаяти тәһдиткә учриған бир инсан америка туприқиға дәссигән икән, у һечқачан у йәргә қайтурулмайду. Әлвәттә уйғурлар буниң бир типик мисали."
Сөзгә чиққучиларниң нутуқлиридин кейин йиғин қатнашчилириниң гуәнтанамо түрмиси вә уйғурлар һәққидә сориған һәр хил соаллириға җаваб берилди.
Йиғиндин кийин адилниң билдүрүшчә, униң бу қетим шветсийигә келиши пәқәт "шиветсийә хелсинки инсан һәқлири комитети"орунлаштурған инсан һәқлири йиғини үчүн икән. У шиветсийә һөкүмити тәрипидин пәқәт 4 күнлүк визиға еришкән болуп, вақти тошқанда қайтиши керәк икән. Әмма адвокатлириниң билдүрүшичә, улар адилниң шиветсийидә йеңидин панаһлиқ тиләш ишлири үстидә издиниветипту. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Узундин буян дидарлишалмиған қериндашлар җәм болди
- Хәлқара дини әркинлик комитети ахбарат елан қилип, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди
- Б д т 2009 - йили хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүриду
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- Мутәхәссис мартин: хәлқара террорчилиққа қарши һәрикәт сиясий панаһланғучиларға зәрбә берип қоймақта
- Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
- Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида
- Америка гуантанамони тақашта нурғун қийинчилиқларға дүч кәлмәктә
- Албанийидә яшаватқан уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт
- Меркел ханим хитайни ахбарат вә сөз-пикир әркинликини қоюветишкә қистиди
- Ангела меркел: хитай оюнниң хәлқара қаидисигә бойсунуши керәк
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Албанийидики уйғурларниң арзу - арманлири