Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди (1)


2007.05.25

Америкиниң марилан штатиға җайлашқан җәрмәнтавн шәһиридики николас черкавиниң баш раһиби кен вувард әпәндим вә униң җәрмән тавн ислам җәмийитидики достлириниң тәшәббуси билән 5‏- айниң 12‏- күни гүәнтанаму түрмисидин қоюп берилип, албанийәгә орунлаштурулған уйғурларға ярдәм пули йеғиш паалийити өткүзүлди. Бу паалийәт нәтиҗисидә 5000 доллар пул йиғилған болуп, бу пул йеқинда уйғур америка бирләшмиси арқилиқ албанийидики уйғурларға әвәтип берилидикән.

Мухбиримиз өмәр қанат, албанийидики уйғурларға ярдәм йеғин паалийитини тәшкиллигән җәрмән тавн шәһири николас черкавиниң баш раһиби кен вувард әпәнди билән, бу паалийәтниң асаслиқ мәқсиди һәққидә сөһбәт өткүзди.

Суал: " һөрмәтлик баш раһиб, қандақ қилип гүантанамодики уйғур мәһбусларға көңүл бөлүшкә башлидиңиз?"

Җавап: " буни алланиң орунлаштуруши десәк болиду. Миниң гвәнтанамодики уйғурларға қизиқишим, бир йил бурун себин вәлит тәрипидин вашингтон почтиси гезитидә гүәнтанамуда тутуп турулған муһәммәт садиқ исимлик бир уйғур мәһбус һәққидә елан қилинған бир мақалини оқуш билән башланди."

"Мән бу мақалини оқуп қаттиқ тәсирләндим. Мақалидә униң гунаһсиз икәнлики, гунаһсиз икәнлики билингән әһвал астида йәнила түрмидә йетиватқанлиқи баян қилинған. "

"Биз христан диниға етиқад қилимиз . Әйсани худа дәп билимиз. Бизниң динимиздә кесәлләргә, кәмбәғәлләргә вә түрмидә йитиватқанларға ярдәм беришниң әһмийити чоң. Бундақ әһвалдики кишиләргә ярдәм бериш әйсаға йеқинлишишниң муһим бир васитиси. Улардин йүз өрүш худадин йүз уруштин ибарәт."

"Бу уйғур мәһбусниң һекайиси миниң үчүн бир түрткә болди. Униңға ярдәм қилишни өзәмниң диний бир вәзиписи дәп қаридим. Униң тәқдиригә көңүл бөлмәслик миниң үчүн елип ейтқанда, худа алдидики вәзипәмдин баш тартиш демәк иди."

"Мән гвәнтанамодики уйғурлар һәққидә техиму көпрәк учурға игә болуш үчүн дәрһал вашингтон почтиси гезитидә гүәнтанамо түрмсидә тутуп турулуватқан уйғур мәһбус һәққидә елан қилинған мақалиниң аптори себин вәлитгә телефон қилдим. У маңа гүәнтанамода әһвали муһәммәт садиққа охшайдиған йәнә тоққуз уйғур мәһбус бар икәнликини ейтти. Буларниң ичидә албанийигә орунлаштурулған бәш уйғурму бар иди."

"Мән бу уйғурларға қандақ ярдәм қилиш һәққидә бизниң райондики башқа черкавлар билән һәтта бирнәччә синагоглар билән алақилишип сөзләштим. Ахирида районимиздики бир нәччә черкав вә бир синаго билән бирликтә әйни мәзгилдики америка мудапиә министири доналд рамиз фелдқа хәт йезип, әгәр америка һөкүмити бу 9 уйғур мәһбусқа сиясий панаһлиқ берип, уларниң америкида турушиға рухсәт қилса, уларниң турмушиға керәклик пүтүн чиқимни өз үстимизгә алидиғанлиқимизни билдүрдуқ. Биз хетимиздә 9 черкавниң һәр бириниң бир уйғур мәһбусниң чиқимини өз зиммисигә алидиғанлиқини тәклип қилған. "

"Лекин, мудапиә министири рамиз фелд бизгә әвәткән җаваб хетидә, пәқәт вақти кәлгәндә бизгә хәвәр беридиғанлиқини билдүрүп қойған. Очуқ қилип ейтқанда бизниң тәклибимизни рәт қилған."

Суал: " гүәнтанамо һәрбий түрмисидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған уйғурларға ярдәм йеғиш пикри нәдин кәлди? бу тәклипни сиз өзиңиз оттуриға қойдиңизму яки башқилар сиздин бундақ бир ярдәм паалийити тәшкилишиңизни тәләп қилдиму? "

Җавап: " буниңдин узун өтмәйла, сот болуш алдида турған бәш уйғурниң гүәнтанамодин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулидиғанлиқини аңлидуқ. Сотдин уларниң пайдисға қарар чиқиш еһтималлиқи бар иди. Аввал немә қилишимизни билмәй қалдуқ. Лекин узун өтмәй себин вәлитдин албанийигә орунлаштурулған уйғур мәһбусларниң әһвалиниң начар икәнлики, иқтисадий қийинчилиқтин қутулмиғичә, уларниң һәқиқий әркинликкә еришәлмәйдиғанлиқини аңлидуқ. Биз уларға иқтисадий җәһәттин ярдәм қилишни қарар қилдуқ. Буниң үчүн районимиздики йәни җәрмән тавндики мәсчит мәсуллири билән алақилаштуқ." "Биз йеңи қурулған бир черкав җәрмән тавндики мәсчити йәни җәрмәнтавн ислам җәмийити бәш йил бурун қурулған икән. Биз мәсчит мәсуллири билән көрүшүп, албанийигә орунлаштурулған уйғур мәһбусларға ярдәм йеғиш мәсилисини оттуриға қойдуқ. Америкида мәвҗут вәзийәт түпәйлидин болса керәк, улар башта бу ишқа унчила қизиқмиди. Очуқ қилип ейтқанда гүәнтанамодин қоюп берилгән мәһбусларға ярдәм йеғиш ишиға арилишиштин бир аз чөчүди."

"Сизгиму мәлум болғандәк, һөкүмәт бихәтәрлик мәсилиси түпәйлидин америкидики мәсчитләрдә болупму , ярдәм йеғиш ишлирини қаттиқ контрол қилмақта. Лекин вақитниң өтүши билән мәсчит мәсуллири билән алақимиз күчәйди. Бир-биримизгә болған ишәнч көпәйди. Бизниң бу һәрикитимиз уларни қаттиқ тәсирләндүрди вә ахирида бирликтә уйғурларға ярдәм йеғиш ишини әмәлгә ашурдуқ."

Америкиниң мариланд штатиға җайлашқан җәрмән тавн шәһиридики николас черкавиниң баш раһиби кен вувард әпәнди билән өткүзгән сөһбитимизниң давамини дүшәнбә күнидики програмимиздин вақип болғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.