Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн деһқанлар көп чиқим тартмақта
2006.01.04
Йеқинқи бир қанчә йилдин бери уйғур елидә йәр тәврәш апәтлириниң йүз бериши пәвқуладдә көп көрүлди. Бу җәрянда апәткә учриған районларда нурғунлиған намрат деһқанлар өйсиз қалди, шундақла уйғур йезилирида йәнила көп сандики деһқанлар, лай кесәктә қурулған хәтәрлик болған өйләрдә олтурмақта.
Гәрчә хитай һөкүмити 2004-йилидин башлап бәш йил ичидә уйғур елиниң намрат йезилиридики аммини бихәтәр өйләргә көчүрүп болимиз дәп йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушини мәхсус мәбләғ аҗритип елип бериватқанлиқини билдүрүватқан болсиму әмма апәт районидики деһқанларниң инкаслири шуни испатлидики, йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн, намрат деһқанлар пул тапшурушқа мәҗбур болмақта икән.
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз гүлчәһрәниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Җяңшида қаттиқ йәр тәвриди
- Апәттә қалған намрат хәлқни ғәмдин халий қилиш қурулиши хәлқни ғәмгә салмақта
- Үчтурпандики йәр тәврәш апитигә учриған хәлқләр техичә чедирда ятмақта
- Үчтурпандики йәр тәврәш апити болған районларға һәқиқий ярдәм қилиниватамду?
- Йәр тәврәш апитиниң тәсиригә учриған хәлқләр қийинчилиққа дүч кәлмәктә