Сәндуңда алданған бир уйғур әрниң баяни (1)
2007.05.01
Әркин асия радиосиниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғур әрниң баян қилишичә, мәлум йезилиқ һөкүмәт хитай коммунистик партийә секритари, шу уйғур йезисидин 150 тәк қиз вә йегитни хитайниң сәндуң өлкисигә 'бай болисиләр' дәп йолға салған. Йол буйи уларниң сепигә өзлиригә натонуш адәмләр қошулған.
Бу уйғур әр сәндуңға кәлгәндин кейин, алди билән йемәк-ичмәк җәһәттә қийналған. Бәдәнлирини қичишқақ бесип кәткән. Дәрт ейтса, сәндуңда һечқандақ бир орган уларға ярдәм бәрмигән. "Секритар бизни сәндуңдики қоймичиға сатти" дәп җакарлиди бу уйғур әр.
Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғур әрниң баяниға қариғанда, улар сәндуңда ишлимәкчи болған карханиға йетип кәлгәндә, униңдин 3000 юән пул алған. Уларға 'һәрбир адәм йәнә 10 дин адәм әкилип 3000 юәндин пул тапшурисиләр' дегән. Уларни аялларниң гирим буюмлирини сетип пул таписиләр дегән. Бу уйғур әр һечқандақ киримгә игә болалмиғандин кейин, кархана дәп аталған җайдин қечип чиқип, һазир башқа өлкидә яллинип тирикчилик қиливатиду.
Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғур әрниң баяниға қариғанда, бу кишиниң сиңлисиму йезидин тәшкилләп хитай өлкилиридә ишләшкә әвәтилгән икән. У қиз акисиға телефон арқилиқ налә қилғандин кейин, акси уни қачуруп қайтуруп кәлгән. Бу қиз юртиға қайтса, йәрлик һөкөмәт тәрипидин сорақ қилинған.
Һикайиниң тәпсилатини, радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғур әрниң өз ағзидин, юқуридики улунуш арқилиқ, аңлайли. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда харланған бир уйғур қизниң баяни
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Уйғурлар өз юртида кәмситилмәктә
- Уйғур елидә, "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә
- Уйғур елидики иш пурсәтлиригә кимләр игә болмақта ?
- Алвасти қуюнидин һәзәр әйләң
- Хитайдин чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қеливатқан иқтидарлиқ кишиләр барғансери көпәймәктә
- Хитайдики ишсизлиқ мәсилиси сиясий мәсилигә айланмақта
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә
- Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән