Рабийә қадирниң оғли алим, ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди


2005.08.29

Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай мәркизий сиясий биюросиниң әзаси, уйғур аптоном райониниң партком секритари ваң лечүән, атақлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадирни чәтәлдә террорлуқ тәшкилатларға арилашқан вә террорлуқ паалийәт уюштурмақчи болған дәп әйиблиди вә рабийә қадирниң хитайға 50 милйон йүән қәрздар икәнликини, рабийә қадирниң әқидә сода ширкитиниң 1994-йилдин 2004-йилғичә болған 10 йил ичидә 7 милйон 180 миң йүән баҗ оғрилиғанлқииниң ениқланғанлиқини илгири сургән иди.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз өмәр қанат 26-авғуст күни рабийә қадир ханимниң үрүмчидики оғли, 10 йилдин бери рабийә қадирниң әқидә ширкитини башқуруп келиватқан алим әпәндини зиярәт қилип, униң ваң лечүәнниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида рабийә қадир вә әқидә ширкити һәққидики баянлири тоғрисидики қарашлирини сориди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.