Уйғурларниң дости алипарслан түркәш хатириләнди
2005.04.11

Әркин тарим, түркийиниң сабиқ дөләт министири рамазан мирзаоғли әпәндини зиярәт қилди. RFA
Түркийә милләтчи һәрикәт партийисиниң сабиқ баш секритари, пешқәдәм сиясәтчи, шәрқий түркистан тәшкилатлириниң түркийидики әң чоң қоллап қуввәтлигучиси болған алипарслан түркәш вапатиниң 8 йиллиқи хатириләнди.
Түрк милләтчиликиниң нәзирийиви йетәкчи идийисиниң иҗадчиси алипарслан түркәш шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини толиму арзу қилатти.
Алипарслан түркәшниң уйғурларға тутқан позитсийиси һәққидә мәлумат елиш үчүн, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим хатириләш йиғиниға қатнашқили кәлгән, алипарслан түркәш әпәнди билән узун йил биргә ишлигән бир қисим сабиқ министир вә сабиқ парламент әзалирини зиярәт қилди.
©
2005 Radio Free Asia