Хитайдики даңлиқ бейҗиң вә чинхуа университетлириниң инавити тәврәнмәктә
2006.07.03
"Малийә вақти" гезитидә йеқинда елан қилинған мақалида көрситилишичә, хитайдики һәмдә чәтәлләрдики барғанчә көп кишиләр хитайдики әң алдинқи орунда туридиған бейҗиң вә чинхуа универстетлириниң илмий орниға гуман билән қаримақта. Маарип саһәсидики кишиләрниң тәкитлигинидәк, буниңға түрлүк амиллар сәвәп болған болсиму, лекин һәммидин муһими кишиләр барғансери бу икки университетниң шундақла хитайдики башқа университетларниң оқутуш түзүми, башқуруш модели вә мәктәп башқуруш идийисигә қаратқан әйибләшни күчәйтмәктә. Йәнә бәзи бир қисим кишиләр йәнә буниңға қошулуп, һазир хоңкоң университетиниң ичкири өлкиләрдики алий мәктәпләрдин талантлиқ оқутқучиларни юқири мааш билән һәмдә нурғун әла оқуғучиларни яхши оқутуш мукапати билән өзигә қиззиқтуруп кәткәнлики үчүн, бейҗиң вә чинхуа университетлириниң бара-бара иккинҗи дәриҗилик алий мәктәпләргә айлинип қалғанлиқини көрсәтти.
"Малий вақти" гезитидә елан қилинған мақалида чинхуа университетиниң гүзәл-сәнәт иниститоти профиссори чен дәнчиңниң хизмитидин истипа бериш мисали нәқил кәлтүрүлгән. Чен дәнчиң өзи таллиған талантлиқ оқуғучиларниң сиясий нәтиҗиси төвән болғанлиқи сәвәбидин бу мәктәпкә талланмиғанлиқиға нарази болуп, һәтта өз хизмитидин истипа бәргән.
Әркин мустәқил роһниң боғилиши
Хитай иҗтимаий пәнләр акадимийисиниң сабиқ тәтқиқатчиси су җавҗи бу һәқтә өз қаришини баян қилип, мәйли бейҗиң, чинхуа университети болсун яки башқа хитайниң алий мәктәплири болсун, уларниң илим-пән илғарлиқиға тосқунлуқ қиливатқан әң муһим амилниң, әркин мустәқил роһниң боғилиши икәнликини билдүрди:
" Бир алий дәриҗилик мәктәп болуш үчүн, у алди билән әркин идийигә вә мустәқил нопусқа игә болиши керәк. Бир мәктәпниң әркин идийиси болмай туруп, яхши мәктәп башқуруши мумкин әмәс. Хитайдики әң чоң мәсилә, мәктәпләрниң мушундақ әркин идийиләрни боғиши. Мәсилән кона чинхуа, бейҗиң университетлирини алайли, бурун бу мәктәпләрниң иҗтимаий пәнлири наһайити илғар иди. Лекин һазир оқуш матирияллири қаттиқ контрол қилинғачқа, оқуғучиларниң чәтәлләрдин болсун һәр қайси илғар идийиләрни қобул қилиши тәскә чүшмәктә. Тәрәққий қилған һәмдә хәлқарада алқишқа еришидиған бир дөләт болуш үчүн алди билән ечиветилиши керәк".
Сиясий һәрикәт вә солчи идийә тәсири
Бу һәқтә тохталған бейҗиң физика-санаәт университети профессори ху шиндов 1949- йилдин кейинки сиясий һәрикәт вә солчи идийә тәсирлириниң бейҗиң вә чинхуа университетиға апәт характеридә зәрбә болғанлиқини ейтти. Шундақла буниң нәтиҗисидә мәктәпләрниң илим-пән сәвийиси бир мәзгил паләч һаләткә чүшүп қелиш һәмдә чинхуа университети иҗтимаий пән кәсплирини бир мәзгил тохтутуп қоюштәк яман ақивәтләр келип чиққан:
"Уларниң һазирқи илим-пән сәвийисини 1949- йилдин авалқиға селиштурғили болмайду. У чағлардики бейҗиң вә чинхуа университетлири хитай бойичә әң алдинқи орунда туратти. Шундақла һәр саһәләрдә нурғун таланлиқ кишиләрни йетилдүрүп чиққан. Лекин 49- йилдин кейин һәр иккила мәктәп сиясий һәрикәтләрниң тәсиригә учрап кәтти. Гәрчә шу чағда бейҗиң университетиму өзини дуня бойичә алдинқи орунда туридиған мәктәпкә айландуридиғанлиқини вәдә қилған болсиму, лекин улар аллиқачан наһайити солчи идийини елип болған иди. Чинхуа болса у чағда пүтүнләй тәбиий пәнни асас қилидиған мәктәп болуп қалди".
Ху шиндов йәнә, дуня тәрәққиятида илим-пән саһәсигә охшаш иҗтимаий пәнләрниңму интайин муһим орунда туридиғанлиқини ейтип, чинхуа университетиниң шуниңдин кейин заваллиққа қарап йүзләнгәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, хитайдики ислаһат ечиветиштин кейин, гәрчә чинхуа университети авалқи универсал оқутушиға қайтип кәлгән болсиму, лекин йәнила башқуруш моделида сиясәт илим-пәнниң үстидә туридиған шәкил сақлинип қалған.
Маарипни базарға йүзләндүрүш сәлби тәсир көрсәткән
Буниңдин сирт йәнә, ислаһат ечиветиш мәзгилидә бир тәрәплимилик һалда маарипни базарға йүзлинишкә тәкитләшниң өзиму мәлум дәриҗидә илим-пәнгә сәлби тәсир көрсәткән:
" Университетлар мәлум дәриҗидин қариғанда ширкәтләргә охшап қалди. Улар пайда-киримни асасий мәқсәт қилди. Мәсилән чинхуа вә бейҗиң университетлири пул тепиш үчүн техиму көп толуқ оттура вә һәр хил синипларни ашти".
Профессор ху шиндов әпәндиниң ейтишичә, тәрәққий қилған дөләтләрдә университетлар адаләтни истәйдиған орун болуп, улар иқтисат вә ширкәтләрдин айриветилгән. Ху әпәнди сөзидә университетларниң бир тәрәптин илим-пән тәтқиқати елип берип, йәнә бир тәрәптин пул тепиш билән шоғуллинишниң тоғра әмәсликини ейтти. Униң тәкитлишичә, хитайдики университетлар һазир пул тепишни муһим орунға қоювалғачқа, бу илим-пән тәтқиқатиға тәсир көрсәткән һәмдә нурғун иқтисас игилириниң исрап болишини кәлтүрүп чиқарған.
Әнглийидә чиқидиған "малийә вақти" гезитиниң мақалисида йәнә, чинхуа вә бейҗиң университетиниң кәлгүсигә үмидлик қарайдиған бәзи кишиләрниң қарашлириму йезилған болуп, улар бу икки мәктәпни йәнила күчлүк асасқа игә дәп қарап, уларни кәлгүсидә давамлиқ биринҗи дәриҗилик орнини сақлап қалиду дәп ойлайдикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җеңҗу университетидики оқуғучилар исян көтүрүп намайиш қилмақта
- Уйғур елида хизмәткә қобул қилиш еланлири пул йиғишни мәқсәт қилмақта
- Алий мәктәпләрниң пиландин сирт оқуғучи қобул қилиш нисбити төвәнләйдиған болди
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта
- Бу йил техиму көплигән алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар ишсиз қалиду