Қирғизистан президенти алмасбек атамбайев қәсәм мурасимиға кәлгән хитай вәкили исмаил тиливалдини қобул қилмиған
Мухбиримиз азад
2011.12.03
2011.12.03
Мурасимға қирғизистанниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 1200 нәпәр вәкил һәмдә чәт әллик меһманлардин түркийә президенти абдулла гүл, грузийә президенти михаил сакашвили, қазақистан баш министири кирим мәсимув, хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин башлиқи исмаил тиливалди, таҗикистан, чечәнистан, татаристан баш министирлири шундақла америка, русийә, өзбекистан, моңғулийә, иран, корийә, қатарлиқ дөләтләрниң һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, явропа парламентиға охшаш хәлқаралиқ органларниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири, һәр қайси дөләтләрниң қирғизистанда турушлуқ әлчилири қатнашти.
Мурасим саәт 11дә қирғизистан дөләт гимини садаси ичидә башланди. Алди билән сөз қилған роза отунбайева алмасбек атамбайевни йеңи хизмити билән тәбриклигәндин кейин, өзиниң өткүнчи мәзгилниң президенти болуп турған бир йерим йилдин көпрәк вақит давамида, қирғизистан дуч кәлгән барлиқ сиясий вә иқтисади қийинчилиқларға тақабил турушта, болупму қирғизистанниң парламентлиқ сиясий түзүлмигә өтүшидә өзини қоллап мәдәт бәргән барлиқ қирғизистанлиқларға һәмдә һәр қайси дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларға сәмимий миннәтдарлиқини билдүрди.
Қәсәм берип қирғизистан призиденитлиқи вәзиписини тапшуруп алған алмасбек атамбайев өз сөзидә, қирғизистан әң еғир синақларға дуч кәлгән мәзгилләрдә, өзиниң әқил - парасити, йирақни көрәрлики һәмдә мол сиясий билими билән дөләтни парчилинип кетиштин сақлап қалғини, һакимийәтниң сайлам арқилиқ тинч йол билән өткүзүп берилишигә көрсәткән тиришчанлиқи үчүн роза отунбайеваға пүтүн қирғизистан хәлқи намидин рәһмәт ейтти. У өз сөзидә, нөвәттә илип бериливатқан сиясий вә иқтисади ислаһатларни қәтий давамлаштуридиғанлиқини, һакимийәтниң һәр қайси тармақлириға чоңқур йилтиз тартип кәткән чириклик вә парихорлуққа қарши кәскин тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини, хәлқниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүш, иқтисадни гүлләндүрүш һәмдә чәтәл мәблиғини җәлп қилишқа шундақла явру - асия тамужна - баҗ иттипақиға киришкә тосқун болуватқан ошуқчә бәлгилимиләрниң әмәлдин қалдурулидиғанлиқини билдүрди.
Қирғизистанниң ташқи сиясити һәққидә тохталған алмасбек атамбайев русийә билән болған қериндашларчә һәмкарлиқниң буниңдин кейинки қирғизистан ташқи сияситиниң асаси болидиғанлиқини, түрки тиллиқ дөләтләр вә хәлқләрниң достлуқ - иттипақлиқни һәмдә америка башлиқ ғәрб демократик әллири билән болған достанә мунасивәтләрниң давамлиқ гүллиниши үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини ипадилиди.
Қәсәм бериш мурасими аяғлашқандин кейин алмасбек атамбайев һөкүмәт бинаси алдиға келип, қирғизистан қораллиқ күчлириниң баш қомандани сүпитидә, қирғизистан армийиси миллий гивардийәсиниң һәрбий паратини қобул қилди.
30 - Өктәбирдә өткүзүлгән сайламниң вә 1 - декабирда болған қәсәм берип президентлиқни тапшурувелиш мурасиминиң оңушлуқ болуши хәлқара җамаәтчилик һәмдә қирғизистанлиқларда омумйүзлүк яхши тәсират қалдурди. Атамбайевниң вәзипә тапшурувалғандин кейинки нутқида мәмликәтниң маарип, сәһийә, әдлийә шундақла таможна тармақлирида болупму сот системисида сақлиниватқан еғир парихорлуқ қилмишлириға қаттиқ зәрбә бериш лазимлиқи һәққидики баянлири җамаәтчилик арисида қирғизистанниң кәлгүсигә нисбәтән зор үмид вә ишәнч пәйда қилди.
Һалбуки атамбайевниң вәзипә тапшурувелиш нутқида хитайни тилға елип қоймиғанлиқи һәмдә 2 - декабир қәсәм бериш мурасимиға кәлгән көплигән чәт әллик меһманлар билән көрүшүп, ялғуз хитай хәлқ қурултийиниң муавин башлиқи исмаил тиливалдини қобул қилип қоймиғанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған бир нуқта болуп қалди. Тәһлилчиләр қирғизистанниң ташқи сияситидә мәлум өзгиришләрниң барлиққа келидиғанлиқини, бурунқи чоң дөләтләр арисида тәңпуңлуқни сақлаш сияситиниң орниға қирғизистанниң буниңдин кейин барлиқ саһәләрдә русийә билән истратегийилик шериклик мунасивитини йолға қойидиғанлиқини һәмдә хитайниң иқтисади кеңәймичиликигә тақабил туруш мәқситидә оттура асия дөләтлирини өз ичигә алған таможна - баҗ иттипақи қурушқа интиливатқан русийиниң ишәнчлик иттипақдиши болуп қалидиғанлиқини қәйт қилишмақта.