Алтун орда татар ханлиқи тәтқиқат йиғини ечилди


2005.04.27
soz-kilgan-Alimlar.jpg
Йиғин сәһнисидин көрүнүш. RFA

Өткән һәптә алтун орда татар ханлиқи тарихини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләр түркийиниң истанбул шәһиригә топлинип, хәлқаралиқ 2- қетимлиқ алтун орда вә варислири намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзди.

Түркийидики аяз таһир түркистан, идил –урал вәхпи тәрипидин уюштурулған мәзкур муһакимә йиғиниға америка, японийә, русийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 40 тин артуқ профессор вә тәтқиқатчилар қатнашти.

Йиғинда бир қисим алимлар уйғурларниң алтун орда ханлиқиға көрсәткән тәсирилири тоғрисида илмий тәтқиқатларни оттуриға қойған.

Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.