Тйәнәнмин мәйданида, әрз қилғучи өз қарнини йерип өлүвелишкә урунди
2006.08.15
Хоңкоң миңбав гезитиниң җүмә күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң хунән өлкисидики чаңша дегән йеридин көп қетим бейҗиңға келип мәркизи һөкүмәт орунлириға йәрлик һөкүмәтниң деһқанларниң йерини халиғанчә тартивелиш қилмишлири һәққидә әрз сунмақчи болған деһқанлар вәкили яң чаңҗун йеқинда, йәрлик сақчилар тәрипидин тутқун қилинған. Чиқиш йоли тапалмиған чаңшалиқ бу деһқан тйәнәнмен мәйданиға келип, өзиниң қарнини йерип өлүвалмақчи болған. Һазир униң әһвали хәвп ичидә қалған болуп, вәқә йүз бәргән күниниң әтиси 20 дин артуқ деһқан тйәнәнмен мәйданиға берип наразилиқ билдүргән.
Вәқәниң сәвәби
Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, тйәнәнмен мәйданида өз қарнини йерип өлүвалмақчи болған чаңшалиқ яң чаңҗүн исимлиқ бу деһқан йәрлик деһқанларниң һөкүмәткә болған наразилиқини билдүрүш үчүн, илгири - кейин болуп җәми 4 қетим бейҗиңға кәлгән вә мәзкур йезидики деһқанларниң йәрлик һөкүмәт тәрипидин халиғанчә бозәк қилиниватқанлиқи һәққидә юқирилап әрз сунған.
Мәзкур йезидики деһқанларниң мәлум қилишичә, йәрлик һөкүмәт деһқанларниң бир қисим йерини игиләп, мәзкур җайға булғанған суни бир тәрәп қилиш завутини салмақчи болған. Улар йәнә тартивелинған йәр үчүн деһқанларға дөләт бәлгилимиси бойичә 30 милйон төләм һәққи беришкә вәдә қилған. Лекин улар вәдисидә турмай, һәтта завут селиш үчүн қомуруливетилгән милйонлиған йеңи көклигән көчәтләр үчүнму төләм һәққи бәрмигән.
Деһқанлар юқиридин берилгән төләм һәққиниң мәзкур йеза комитети тәрипидин хиянәт қилинғанлиқини билгәндин кейин, деһқанлар арисидин өз вәкилини сайлап чиқип бейҗиңға берип әрз қилиш қарарини чиқарған. яң чаңҗүн болса сайлинип чиққан вәкилләрниң бири болуп, бу йил йил бешидин башлап, деһқанларниң мәнпәәти үчүн, көп қетим район, шәһәрк вә өлкә дәриҗилик һәрқайси һөкүмәт орунлириға берип әрз сунған. Һәмдә илгири - кейин болуп 4 қетим бейҗиңға барған. Лекин униң қилған әрзлири һич бир йәрдә ақмиған. Әксинчә, йәрлик һөкүмәт вә сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, көп қетим зиянкәшликкә учриған.
Амалсизлиқтин таллиған йол
Униң билән биллә әрз қилип йүргән яшинип қалған гән җйәмин исимлиқ бир деһқан сақчилар тәрипидин тутуш буйриқи чүшүрүлгәчкә 7 ай өз өйигә қайталмиған. Сақчилар йәнә яң чаңҗүн һәққидиму тутуш буйруқи чүшүргән. Һечқандақ чиқиш йоли тапалмиған яң чаңҗүн 8 - айниң 6 - күни тйән ән мен мәйданиға келип, өз қарниға пичақ тиқип өлүвалмақчи болған һәмдә аяли вә өз йезисидики деһқанларға вәсийәт хети қалдуруп, өзиниң дава қилиш йолида һечқандақ нәтиҗигә еришәлмәй амалсиз қалғанлиқтин өлүвелиш йолини таллиғанлиқини мәлум қилған. У йәнә аялиға " мени әйибкә буйрумаң, әйибләшкә тегишлик болғанлар ачкөз вә чириклишип кәткән әмәлдарлар, мән кәнтдашлиримниң маңа тапшурған вәзиписини орундиялмидим. Буни ойлисам кәнттики деһқанларға йүз келәлмәймән. Шуңа амалниң йоқлиқидин бу йолни таллидим" дәп вәсийәт хети қалдурған.
Бәхткә яриша вәқә йүз бәргәндин кейин, тйәнәнмин мәйданида нөвәтчилик вәзиписини өтәватқан сақчилар униң өзигә пичақ тиққанлиқини көрүп қилип, уни дәрһал дохтурханиға елип барған. Лекин шундақтиму униң һаяти йәнила хәтәр ичидә қалған.
Радиомизниң зияритини қобул қилған мәзкур йеза комитетиниң адими йүз бәргән вәқәдин хәвәрдар икәнликини вә кәнт башлиқлириниң бейҗиңға яң чаңҗүнни йоқлашқа кәткәнликини мәлум қилипла телефонни қоювәтти.
Биз йәнә яң чаңҗүн турушлуқ райондики җамаәт хәвпсизлик идарисиғиму телефон қилип, мунасивәтлик әһвалларни игилимәкчи болдуқ. Лекин телефонни алған идарә хадими " яң чаңҗүнниң һаяти хәтәрлик басқучтин өтүп кәтти" дәп қалған башқа суалларға җавап бериштин өзини қачурди.
Хоңкуңда нәшр қилинидиған миңбав гезитидә берилгән хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур вәқәниң йүз бериши ху нән өлкисиниң рәһбәрлириниң деққитини қозғиған болуп, улар яң чаңҗүн турған йезиға мәхсус тәкшүрүш гурупписи әвәткән.
Бундин илгири йәни бу йил 7 - айниң 20 - күни, тйәнән мин мәйданида бир адәм өзигә- өзи от қоюп өлүвалмақчи болғанда, башқилар тәрипидин қутулдуривелинған. Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, һазир тйәнәнмин мәйданиға берип бәш юлтузлуқ қизил байрақ астида өзини өзи өлтүрүвалмақчи болғанлар барғансери көпәйгән, өларниң көп сандикиси юқирилап дава қилғучилар икән.
Өзини өлтүрүвелиш арқилиқ қанунға җәң елан қилиш
Зияритимизни қобул қилған хебей өлкисидики ваң шю җи исимлиқ бир аял өзиниң 21 -йилдин буян тохтимай дава қилип йүргәнликини һәмдә бу җәрянда йәрлик сақчилар тәрипидин йүз нәччә қетим қолға елинип, икки қетим қамақта ятқанлиқини, һәтта сараңлар дохтурханисиға апирип қамап қоюлғанлиқини сөзләп бәрди. У йәнә өзиниң көп қетим өлүвалмақчи болғанлиқини һәмдә һәр қетим башқилар тәрипидин қутулдурилинғанлиқини мәлум қилди. Бу йил техи әмди 46 яшқа киргән, лекин саламәтлик җәһәттә түрлүк кесәлликләргә гириптар болуп һеч бир чиқиш йоли тапалмай йүргән ваң шйвҗи ханим сөһбәт җәрянида йәнә өзиниң һелиму тәйәнәнмен мәйданиға берип өлүвелишни ойлайдиғанлиқини билдүрди:
" Мениң һазир һечбир чиқиш йолум йоқ. Йиллардин буян саламәтликкимдинму пүтүнләй айрилип, түрлүк кесәлликләргә гириптар болуп қалдим. Мәндә һазир һечқандақ үмид дегән туйғу йоқ. Шуңа мән өз һаятимни қурбан қилиш арқилиқ қанунниң маңа болған йолсузлиқиға җәң елан қилай дәймән. Мән һазир пәқәт амал қилалмисам тйәнәнминниң үстигә чиқип өзәмни йәргә етип өлүвалай дәймән. яки болмиса тйән әнменмәйданиға берип, дора ичип өлүвелишни ойлаватимән"
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, һазир хитайда йәр -земин мәсилиси түпәйлидин өз һаятидин ваз кечиватқанлар сани барғансери көпәймәктә. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- 4 - Июн вәқәси һәққидә 17 йилдин кейиниму ихтилап еғир
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәси һәққидә йәнила җим -җит болуп турмақта
- "Тйәнәнмин анилири" америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язди
- 4 - Июн тйәнәнмин анилири баянат елан қилди
- Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт язди
- Хитайдики қанун - түзүмниң йетәрсизлики деһқанларниң наразилиқини күчәйтип муқимсизлиқни пәйда қилмақта
- 1989 - Йилидики 4- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?
- Хитай вә уйғур елиниң илим - пән саһәсидики чириклик мәсилиси