Хитай америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗутлуқидин әндишә қилиду
2007.10.15
11-Сентәбир вәқәсидин кейин, америкиниң хәлқара террорчилиққа қарши күриши башлинип, афғанистандики талибанларни йоқутуши билән афғанистан, қирғизистан қатарлиқ оттура вә җәнубий асия дөләтлиридә америкиниң һәрбий мәвҗутлуқи мәйданға кәлди. Илгири- кейин афғанистандики бағрам, өзбекистанниң қарши-хан абад вә қирғизистанниң пайтәхти бишкәктики манас айродромида һава армийә базилири қурулди. Әлвәттә, өзбекистандики база тақалған болсиму, бирақ афғанистан һәм қирғизистандики һава армийә базилири давамлиқ мәвҗут болуп турмақта. Бу әһвал хитай һәрбий көзәткүчилириниң диққитини җәлп қилған болуп, улар америкиниң оттура асиядики һәрбий тәсири һәққидә һәр хил тәһлилләрни оттуриға қоймақта.
Америка өз базилирида күчлүк қошун турғузған
Гәрчә, америкиниң мәркизий асия районидики һәрбий мәвҗутлуқиниң пәқәт террорчилиққа қарши күрәш қилип, районниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш икәнлики, униң әтраптики башқа дөләтләргә һечқандақ тәһдит селиш әмәслики америка тәрәптин көп қетим тәкитләнгән болсиму, лекин әзәлдинла мәркизий асия районини өзлириниң мәнпәәтлири билән бағлап кәлгән русийә вә хитайниң америка һәрбий базилирини бәрибир өзлири үчүн тәһдит дәп қараватқанлиқи түрлүк мулаһизә вә инкаслар арқилиқ оттуриға чиқмақта. Болупму, америкиниң афғанистандики бағрам вә қирғизистандики манас һава армийә базилириниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлири мәвҗут уйғур елиниң җүмлидин уйғурлар нопус җәһәттә мутләқ үстүнлүкни игилигән тәңри тағлириниң җәнубий районлири билән чегридаш җайларға орунлишишиниң бейҗиң истратегийичилирини биарам қилғанлиқи түпәйлидин хитай һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәмдә мәзкур тәшкилат рамкиси астида вә айрим йосунда әтраптики пакистан, һиндистан, афғанистан, қирғизистан, қазақистан, өзбекистан шуниңдәк русийә билән болған бихәтәрлик мунасивәтлирини күчәйтишкә әһмийәт бериватқанлиқи мәлум.
Ундақта, хитай немә үчүн оттура асиядики мәзкур америка базилиридин әндишә қилиду? нечи исимлик хитай мулаһизичисиниң "дуня учур гезити" дә елан қилған мақалисидә оттуриға қоюлишичә, бағрам америкиниң мәркизий асиядики әң чоң һәрбий базисиға айланған болуп, нөвәттә, бу база давамлиқ кеңәймәктә. Униң давамлиқ кеңәйтилиши америкиниң бу җайда узун туридиғанлиқидин дерәк бериду. Бағрам базиси кабулдин 47 километир, хитайниң ғәрбий чегрисидин 700 километир узақлиқта болуп, мәзкур җай 80 - йилларда сабиқ совет иттипақиниң әң чоң һәрбий базисиға айланған иди. Дәсләптә, америка бағрам базисиға үч миң һәрбий хадим орунлаштурған болса, кейин көпәйтип, йәттә миңға , һазир болса 13 миңға йәткүзгән. Әмәлийәттә, америкиниң пүтүн афғанистандики һәрбий хадими 25 миңдин ашиду.
Хитай мулаһизичиси нечи мақалисидә бу әһвалларни сөзләп келип," бағрам һава армийә базиси америка армийисиниң оттура асиядики әң чоң һәрбий базиси шуниңдәк америка армийисиниң җуңгониң ғәрбий дәрвазисиға орунлаштурған чоң көләмдики базисидур" дәп хуласә чиқириду.
Апторниң баян қилишичә, америка тәрәп бу йәрдә айропиланларниң чүшүш вә учуш йоллири, чоң искилатлар вә башқа көплигән әслиһәләрни ясиған һәм үзлүксиз түрдә ремонт қилиш вә кеңәйтиш елип барған болуп, бу йәргә әң илғар уруш айропиланлири җүмлидин " C-5 бойин" ",747s бойин" типлиқ һәрбий айропиланлар чүшәләйду һәмдә учалайду. Бу йәргә йәнә кинохана , мунча, почтихана, чениқиш өйи қатарлиқ һәр хил керәклик орунлар тәсис қилинған.
Кеңәйтилгәндин кейинки мәзкур базиға адәттики чағларда A -10 типлиқ һуҗумчи айропиланлар, F-16 , F-15 типлиқ күрәшчи айропиланлар, AH-64 типлиқ қораллиқ тик учар айропиланлар һәм C-17 типлиқ тошуғучи айропиланлар болуп, көп хил һәрбий айропиланлар орунлаштурулған. Мәзкур базисиниң вәзиписи кабулни қоғдаш һәмдә афғанистан һөкүмитиниң пүтүн мәмликәтни идарә қилишини қоллаш һәм башқилардин ибарәт дәп қаралған.
"явро-асия қуруқлуқини контрол қилиш дуняни контрол қилиштур"
Хитай анализчиси нечи өз мулаһизисини давамлаштуруп, өзигә хас болған бир қатар қарашлирини баян қилиду. Униң чүшәндүрүшичә , америка бурундинла оттура асияға киришни арзу қилған болсиму, лекин совет иттипақиниң алаһидә орни түпәйлидин оттура асияға қол салалмиған иди, совет иттипақи йимирилгәндин кейин, америка бу пурсәткә еришти. Шундақ қилип америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗутлуқи реаллиққа айланди.
Афғанистан җайлашқан оттура асияниң нефит байлиқи мол болупла қалмастин бәлки, истратегийилик орни муһим, явро-асия чоң қуруқлуқиниң мәркизи нуқтисидур. Униң шималий тәрипи русийә, шәрқий тәрипи җуңго, ғәрбий тәрипи парис қолтуқи дөләтлири билән тутишиду. " Әгәр ким оттура асияни контрол қилса, шу явро-асия қуруқлуқини контрол қилиду, ким явро-асия қуруқлуқини контрол қилса, шу дуняни контрол қилиду" дегән әнгилийә истратегийичисиниң йәкүнлири билән өз пикирлирини хуласилайду хитай аптори нечи.
У йәнә, "бағрамдин учқан F-15 E типлиқ америка күрәшчи айропиланлири 20 минуттила хитайниң ғәрбий чегрилириниң һава бошлуқиға йетип келәләйду" дәп язиду шуниңдәк америкиниң B-52H , B-1B вә B-2 қатарлиқ йирақ мусапилиқ бомбардиманчи айропиланлириниң он миң километирға учалайдиғанлиқи һәм башқурулидиған бомбилар вә ядро қораллири ишлитип урушалайдиғанлиқи, булардин қоюп берилгән башқурулидиған бомбиларниң русийиниң җәнуби вә хитайниң ғәрбий қисимлири шуниңдәк һинди окян райониға йетип берип, уларға тәһдит пәйда қилалайдиғанлиқини тәкитләйду.
Әлвәттә, аптор қирғизистандики америка һава армийә базисиниң әһвали һәққидә тәпсилий тохталмиған болсиму, бирақ у мәзкур базиниңму охшашла хитайни биарам қиливатқанлиқини унтуп қалмиған болса керәк (үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қәғәз йолвасму ?
- Қирғизистан уйғурлири сайламға тәйярлиқ қилмақта
- Мәркизий асияниң алдидики таллаш йоли- өзара бирлишиш вә яки русийә билән бирлишиш
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қирғизистанға немиләрни елип кәлди?
- Турсун бек ахонофқа, хәлқара ататүрк пән вә мәдәнийәт фонди җәмийитиниң мукапати берилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәқсиди көп қутуплуқ
- " Тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ һәрбий маневири аяғлашти
- Хитай-русийә оттурисида һәл қилишқа тегишлик нурғун мәсилиләр мәвҗут
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини қирғизистанда өткүзүлди
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?