Америка иран билән бивастә сөһбәт елип бармақчи


2005.11.29

Америкиниң ирақтики нопузлуқ баш әлчиси зәлмәй хәлилзад йеқинда News Week жорнилиға бәргән баянатида, америка президенти җурҗ бушниң униңға ирақтики вәзийәтни муқимлаштуруш тоғрисида иран билән бивастә сөһбәт өткүзүш һәққидә салаһийәт бәргәнликини ашкарилиди. Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, бу һәрикәт америкиниң сияситидики чоң бир өзгириш һесаблинидикән. Чүнки америка билән иран оттурисида, 2003 - йили май ейида йәни ирақта саддам һүсәйин һакимийити америка һәрбий қисимлири тәрипидин ағдурулуп узун өтмәй, бир қитимлиқ бивастә сөһбәт өткүзүлгән болуп, андин кейин икки дөләт вәкиллири оттурисида бивастә сөһбәт елип берилмиған.

Хәвәрләргә қариғанда, у қеитм икки дөләт вәкиллири оттурисида елип берилған бивастә сөһбәттә, америка һөкүмити әлқаидә тәшкилатиниң сәуди әрәбистанда елип барған һуҗуминиң иранда пиланланғанлиқини оттуриға қойған. Америка тәрәпниң бу әйиблишидин қаттиқ ғәзәпләнгән иран, америка билән афғанистан вә ирақ мәсилисидә елип бериливатқан дипломатийә сөһбитини дәрһал тохтатқан иди.

Сиясий анализчи җим лобниң асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, иран билән қайтидин бивастә сөһбәт башлаш - башлимаслиқ мәсилси, иранниң ядро программисини давамлаштуриши түпәйлидин, америка һөкүмити ичидә нурғун талаш- тартишларға сәвәб болған.

Ирандики мәвҗут һакимийәтни ағдуруш мәқсәт қилинған

Америка һөкүмити ичидики консриватиплар, ирандики өктичи гуруппиларниң паалийәтлири һәққидә техиму көп мәлумат қолға кәлтүрүш үчүн, америка һөкүмитидин тиһранда бир дипломатийә ишханиси ечишини тәләп қилған. Уларниң ейтишичә, әгәр америка һөкүмити ирандики сиясий өктичи гуруппиларға мувапиқ ярдәм йәткүзәлисә, бу өктичи гуруппилар, 1980 - йиллири полшада һәмкарлиқ җәмийити һакимийәтни ағдурғандәк, ирандики мәвҗут һакимийәтни ағдуривитиши мумкин.

Әмма америка һөкүмитидики йәнә бир қисим кишиләр, иран билән нөвәттә бивастә сөһбәт елип беришниң сиясий җәһәттин зиянлиқ икәнликини баян қилип, бундақ бир һәрикәт иран президенти мәхмут әхмәди ниҗат америка вә исраилийини дуня хәритисидин йоқитиш керәк дәп җар селип йүргән бир пәйиттә, униң һакимийитини хәлқарада қанунлаштурған болуп қалиду дәп, иран билән бивастә сөһбәт елип беришқа қарши чиққан.

Америка чарисиз қалған

Әмма, мичигән университетиниң профессори җан кол қатарлиқ бәзи оттора шәрқ мутәхәсссилири, америка һөкүмитиниң иран билән, ирақтики вәзийәт һәққидә бивастә сөһбәт өткүзүш тәшәббусини, америка һөкүмитиниң ирақ мәсилсидики чарисизликиниң бир ипадиси вә ирақтин чиқиш үчүн иранниң ярдимигә еһтиячлиқ икәнликини етирап қилғанлиқ дәп тәбирлимәктә.

Немә болушидин қәтийнәзәр, ирақтики америка баш әлчиси зәлмәй хәлилзадниң, иран билән бивастә сөһбәт өткүзүш тоғрисидики баянати, узундин бири америкидики сабиқ америка миллий бихәтәрлик киңишиниң рәиси брнет скукрафт қатарлиқ җумһурийәтчиләр вә бәзи демократлартәрипидин оттуриға қоюливатқан истратегийисиниң бир қисми һесаблиниду. Улар узундин бири, америка һөкүмитидин ирақ мәсилсини биртәрәп қилиш үчүн ирақниң қошнилири билән һәмкарлиқ орнитишини тәләп қилмақта.

Хәвәрләргә қариғанда, америка хәлқиниң президент бушниң ираққа қаратқан сияситигә болған көз қаришиниң өзгирип, ирақтики уруштин нарази болғанлар саниниң күндин ـ күнгә көпийиши, буш һөкүмитини ирақ мәсилиси тоғрисида йеңи тәшәббусларни оттуриға қоюшқа, һәтта иран билән бивастә сөһбәт елип беришқа мәҗбурлиған болуши мумкин. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.