Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 - йиллиқ кишилик һоқоқ хатириси доклати елан қилди
2008.03.11

11- Март сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министирлиқи дунядики барлиқ дөләтниң 2007- йилидики кишилик һоқоқ хатириси һәққидә йиллиқ доклат елан қилған болуп, доклатта хитайниң 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ хатирисиниң начар пети турғанлиқи көрситилгән.
"Хитай хәлқ җумһурийити бир мустәбит дөләт "
Доклатниң хитайға қаритилған қисими 139 бәтлик болуп бу қисимда хитайниң һөкүмәт түзүлмисигә баһа берилгән һәмдә " хитай хәлқ җумһурийити бир мустәбит дөләт болуп, униң асасий қанунида хитай компартийиси әң һоқуқлуқ партийә дәп тәкитләнгән" дәп көрситилип, хитайдики һөкүмәт, сақчи вә һәрбийдики әң юқири һоқуқларниң хитайда партийә әзалириниң қолида икәнлики оттуриға қоюлған.
Доклатниң бу қисминиң бешидила хитайниң 2007- йилидики кишилик һоқоқи хатирисиниң начар һаләтни сақлап кәлгәнлики, хитайниң тибәт вә уйғур районида диний етиқад әркинликини қаттиқ контрол қилип кәлгәндин башқа йәнә, сөз пикир әркинлики, ахбарат вә интернет алақисигә болған контроллуқни күчәйткәнлики көрситилгән вә: " һөкүмәт аз санлиқ милләтләргә қаритилған мәдәний вә диний җәһәттин қаттиқ бастурушни давамлаштуруп, уйғур аптоном районида техиму күчәйткән болса, тибәттә диний әркинликни техиму боғди" дейилгән.
" Уйғур елидә уйғурларни бөлгүнчилик җинайити билән җазалаш изчил давамлишип кәлди"
Доклатта хитайдики "сотниң һөкүмисиз өлтүрүш, җинайәтчиләрни қийнап, мәҗбурий иқрар қилдуруш, мәҗбурий әмгәккә селиш" қатарлиқ шәкилдики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири көрситилгән һәмдә " хитай һөкүмити язғучи вә мухбирларни, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини, ақлиғучи адвокат вә уларниң аилә тавабиатлирини көзитиш, зорлуқ ишлитиш, тутуп туруш, тутқун қилиш вә қанун астида өз һоқуқини қоғдашқа урунғанларни бастурушни изчил давамлаштуруп кәлди" дәп көрситилгән.
Униңдин башқа доклатта йәнә, уйғур елидә уйғурларни бөлгүнчилик җинайити билән җазалаш изчил давамлишип кәлгәнлики оттуриға қоюлған болса, хитай һөкүмитиниң 2007- йилида йәнә қәстән вә қанунсиз адәм өлтүрүш қилмиши билән шуғуллинип кәлгәнлики, 2007- йили 5- январда памир егизликидә 18 адәмни өлтүрүп 17 адәмни өлтүргәнлики һәққидә тәпсилий санлиқ мәлуматниң йоқлуқи буниңға мисал қилип көрситилгән.
Хитайда сиясий җинайәтчиләрниң 2007- йилида түрмидә яки башқа шәкилдики реҗимға елиш орунлирида тутуп турулғанлиқини, буларниң ичидә уйғур илидин тохти тунияз вә дилкәш тиливалдиларниң барлиқи, хитайда сиясий җинайәтчиләрниң түрмидә муддитини қисқартиш вә кепиллик билән қоюп беришкә асанлиқчә еришәлмәйдиғанлиқи көрситилгән.
"Һөкүмәт даирилири уйғурларға қаратқан бесимни техиму еғирлаштурди"
Доклатта һөкүмәт даирлириниң 2001- йилидин буян уйғурларға қаратқан бесимни еғирлаштурғанлиқи көрситилип: " һөкүмәт даирилири 2001 болупму, бу райондики әң чоң етник милләт уйғурларға қаратқан бесимни техиму еғирлаштурди" дейилгән болуп, бу йил январда уйғур аптоном районниң партийә секретари ваң лечүәнниң һөкүмәт органлирини "үч хил күчләр" гә зәрбә беришкә риғбәтләндүргәнлики мисал қилинған.
Бу бөләктә йәнә, хитай һөкүмитиниң тинч йосунда сиясий наразилиқ билдүргән уйғурларни бастурушни давамлаштуруп кәлгәнликини вә диний рәһбәрләрни бәзи вақитларда террорлуққа қарши туруш баһаниси билән бастуруп кәлгәнлики берилгән болса, униңдин башқа, уйғурларниң бөлгүнчилик җинайити билән еғир җазаға тартилидиғанлиқи, һәтта бәзи әһвалларда өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқи һәмдә буниң мисали сүпитидә исмаил сәмәтниң "дөләтни парчилаш" җинайити билән әйиблинип өлүмгә җазасиға тартилғанлиқи көрситилгән.
"Хитай һөкүмити сүргүндә яшаватқан уйғурларға зәрбә беришни давамлаштуруп кәлди"
Доклатта өткән йилида йәнә, хитай һөкүмитиниң хитайға қайталмай сүргүндә яшаватқан уйғурларға зәрбә беришни давамлаштуруп кәлгәнликини һәмдә уйғур сиясий паалийәтчи рабийә қадир ханимниң оғуллири қаһар, абликим вә алим абдуреһимларни қамаққа алғанлиқини көрсәткән.
Уйғур елидә мустәқиллиқ үстидә тәһлил елип баридиған нәшр вә үн-син буюмлирини сақлашқа йол қоюлмайдиғанлиқини һәмдә шундақ материялларни сақлиса узун муддәтлик түрмигә ташлинидиғанлиқи көрситилгән вә 2005- йилида уйғур мустәқиллиқини тәләп қилидиған шаир абдулла җамалниң қолға елинғанлиқи вә өз көз қарашлирини тинч йосунда оттуриға қойған уйғур язғучилардин тохти тунияз, абдухелил зунун, абдуғәни мәмтимин, нурмәмәт ясин вә көрәш һөсәйин қатарлиқларниң техичә түрмидә икәнликини оттуриға қоюлған.
Өткән йил җәрянида йәрлик һөкүмәт даирилириниң бөлгүнчиликкә қарши һәрикәтләрни җәмийәт муқимлиқини сақлашта зөрүр дәп ақлап кәлгәнликини һәмдә зораванлиқ ишлитип тәһдит селишни аманлиқ сақлаштики чарә сүпитидә йәрлик аһалә вә шу районни зиярәт қилған чәт әлликләргә ишләткәнлики, уйғур районидики иқтисади йүксилиш вә мәнпәәтләрдин йәрликләрдин көрә хитайларниң әң көп мәнпәәтлинип келиватқанлиқи көрситилгән.
Кандилиза райс : "дуняниң һәр қайси җайлиридики милйонлиған кишиләрниң һоқуқи өз дөләтлири тәрипидин тартивелинди"
11- Март чүштин кейин америка ташқи ишлар министирлиқида мәзкур доклатниң елан қилинғанлиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Йиғинда сөзгә чиққан америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханим гәрчә кишилик һоқуқниң һәммә адәмгә ортақ нәрсә болсиму, әмма йәнә дуняниң һәр қайси җайлирида нурғун инсанларниң кишилик һоқуқиниң өз һөкүмәтлири тәрипидин тартивелинғанлиқини оттуриға қоюп:. Гәрчә бу арзу- тиләклири һәммәйләнгә ортақ болсиму, әмма ечинишлиқ йери, дуняниң һәр қайси җайлиридики милйонлиған кишиләрниң һоқуқи өз дөләтлири тәрипидин тартивелинди" деди.
У йәнә, нурғун дөләтләрдә кишлик һоқуқ паалийәтчилириниң җазаға тартилип кәлгәнликини, әмма әшу җәсур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бәл қоювәтмәй тиришиватқанлиқини көрсәтти вә " улар өз вәтәндашлириға җүмлидин һәммигә илһам беғишлайду" деди.
" Кишилик һоқуқ үчүн көрәш қилишни тохтатмисила, үмид дегән әнә шу"
У ахирида дуняниң һәммә районлирида мустәбит дөләтләрниң мәңгү мәвҗут болуп туривәрмәйдиғанлиқини, буниңға үмидвар икәнликини билдүрүп " бәлким өзгиришкә вақит кетиши мумкин. Әмма өзгириш чоқум болиду. Дуняниң һәр қайси җайлиридики инсанлар кишилик һоқуқниң универисал қиммәт қариши үчүн көрәш қилишни тохтатмисила, үмид дегән әнә шу" деди.
Гәрчә, америка һөкүмити бу йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайни алдинқи йиллардикигә охшаш кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан дөләт қатариға тизимлиған болсиму, әмма хитайниң өткән йилдики кишилик һоқоқ хатирисидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини вә начар һаләтни сақлап кәлгәнликини көрсәткән. Хитай америкиниң 2005- вә 2006 - йиллиқ доклатлирида дунядики кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан қатаридин орун елип кәлгән иди.
Мәзкур доклатниң хитайға қаритилған қисимида, хитайда кишилик һоқуқниң һәр тәрәптин дәпсәндә қилиниватқанлиқи интайин тәпсилий көрситилгән болуп, биз бу қетимлиқ программимизда доклатниң уйғурлар тилға елинған қисминила тонуштуруп өттуқ. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Норвегийидә хәлқара иҗадийәт әркинлик мукапати тарқитилди
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җияниң адвокати йоқап кәтти
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ": кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди"
- Төт дөләттики сайлам һәққидә селиштурма мулаһизә
- Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
- Канадада коммунизмниң қурбанлири хатирә мунариси тиклиниду
- Хитай аққунлириниң уйғур дияридики мәнпәәт күриши
- Хитай әрздарлар, хитай хәлқ қурултийиға очуқ хәт әвәтти
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети бушни бейҗиң олимпик йиғинида хитай түрмисидики мәһбуслар билән көрүшүшкә чақирди
- Кандилиза райис хитайдики сиясий өктичиләрни қоюп беришни алаһидә тәкитлиди
- Олимпик һәқиқәтән хитайниң кишилик һоқуқни яхшилишиға түрткә болдиму?
- Үзүлүп қалған хитай - америка кишилик һоқуқ диалоги қайтидин башланмақчи
- Хитай билән америка кишилик һоқуқ сөһбитини қайтидин әслигә кәлтүрмәкчи
- Рабийә қадир ханим австралийә парламент әзалири вә ташқи ишлар минстирлиқи әмәлдарлири билән көрүшти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Бишкәк уйғурлири косованиң мустәқиллиқини қарши алди
- Кандилиза райс хитайни зиярәт қилиду
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәнди вапат болди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Америка диний әркинлик тәшкилати доклат елан қилип хитайни әйиблиди