Америка -моңғулийә һәрбий һәмкарлиқи пишип йетилмәктә
2006.08.11
Бирләшмә агентлиқиниң 8 - айниң 11 - күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә, йеқинда америка билән моңғулийә бирликтә б д т ниң тинчлиқ сақлаш программиси үчүн икки һәптилик һәрбий мәшиқ орунлаштурған. Уланбатур шәһириниң шимал тәрипидики бәш тағ районида өткүзүлүватқан 'ханни изләш' дәп атилидиған бу һәрбий мәшиққә фиҗи, тоңга, тайланд, бенгал вә һиндистандин ибарәт 5 дөләтниң һәрбий қисимлири болуп җәми 850 җәңчи қатнишиватиду. юқирида нами тилға елинған көп дөләт қисимлири - дәп баян қилиду америка қисимлириниң баянатчиси лейтенант дәриҗилик офитсери марк зиммар, - бу көп дөләт қисимлири курсни түгәткәндин кейин, уларға б д т ниң тинчлиқ сақлаш қошуниға қатнишиш үчүн гуваһнамә тарқитип берилиду.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бурун сабиқ совет иттипақиниң сүни һәмра дөлити болған моңғулийә йеқинқи йилларда бирдинла америкиниң иттипақдишиға айланди вә америка билән бир сәптә туруп ираққа қошун әвәтти. Шуниңдин кейин җорҗи в. Буш америка президентилиқ салаһийити билән тунҗи қетим моңғулийини зиярәт қилған иди. Хәвәрдә баян қилинишичә, америка йеқинқи йилларда русийә вә хитайдин ибарәт икки ядро қорал дөлитиниң оттурисида бекинип қалған моңғулийә билән һәрбий алақә орнатти. Моңғулийиму чоң қошнилири тәрипидин идарә қилинип кетиш хәвпидин қутулуш үчүн америка билән болған мунасивитини кеңәйтишни издәйду.
Америка билән моңғулийиниң һәрбий мунасивити гәрчә йеңи болсиму, әмма һазир пишип -йитиливатиду
Америкиниң моңғулийидә турушлуқ әлчиханисиниң баянатчиси алекси кралниң баян қилишичә, моңғулийә һазир америка билән бирликтә 2003 - йилидин буян 3 - қетим елип бериватқан 'ханни изләш мәшқи' дәп атилидиған һәрбий мәшқни давамлаштуриватиду. Бу мәшиққә қатнишиватқан көп дөләт қисимлири һазир қаравуллуқ понкитлирини сақлаш, чарлаш елип бериш, биналарниң бихәтәрликини сақлаш, әшя тәқсимләш, пәвқуладдә вәзипә өтәш, даирә бәлгиләш қатарлиқ җәһәтләрдә мәшқ қилмақта. Бу мәшиққә русийә, хитай, франсийә, италийә, беританийә, японийә вә җәнубий корийииләр көзәткүчи әвәткән. Америкиниң моңғулийидә турушлуқ әлчиханисиниң қаришичә, америка билән моңғулийиниң һәрбий мунасивити гәрчә йеңи болсиму, әмма һазир пишип -йитиливатиду.
Франсийә агентлиқиниң токйодин хәвәр қилишичә, японийиниң баш министири җуниширо койзуми моңғулийигә қилған икки күнлүк зияритини ахирлаштуруп 8 - айниң 11 - күни токйоға қайтип кәлгән. Бу японийә баш министири кейзо обочи 1999 - йили моңғулийини зиярәт қилғандин буян японийиниң баш министир дәриҗилик әмәлдариниң моңғулийигә қилған тунҗи қетимлиқ зиярити болуп һесаблиниду. Койзуми бу қетим моңғулийиниң қоллишиға еришишни излигән.
Моңғулийә үчүн пүтүн дуняға қарап алға илгириләш пурсити
Бултур америка президенти җорҗи в. Буш моңғулийини зиярәт қилғанда франсийә агентлиқи елан қилған обзорда "америка икки чоң қудрәтлик дөләтниң оттурисида бекинип қалған моңғулийидин ибарәт бу яш демократик дөләтни қоллашқа башлиди. Моңғулийиму бу пурсәттин пайдилинип, америка билән бир сәптә туруп ираққа 180 нәпәр әскәр әвәтти. Америка һазир моңғулийини, худди һунунулудики тинч окян тәтқиқат мәркизи баһа бәргәндәк, 'коммунизмдин демократик түзүмгә тинч өтүшниң үлгиси' қилип тикләватиду. Моңғулийә әмәлдарлириму бу пурсәтни 'моңғулийә үчүн пүтүн дуняға қарап алға илгириләш пурсити, әмди пүтүн дуня моңғулийигә диққәт билән қарайдиған болиду' деди, дәп баян қилинған иди. Франсийә агентлиқиниң моңғулийә рәһбәрлири америкини зиярәт қилғанда елан қилған обзоридиму 'америка президенти җорҗи в. Буш бу вәқәни "америка -моңғулийә омумйүзлүк сәпдашлиқ мунасивити орнатқанлиқиниң йеңи әсири" дәп җакарлиғанлиқидин қариғанда, америка моңғулийиниң стратегийилик орнини көздә тутуп, һазир уни өзиниң асия стратегийә ториға қошувалди' , шундақла һазир 'америка моңғулийиниң б д т ни 5000 кишилик тиз инкас қайтуридиған тинчлиқ сақлаш қошун билән тәминлиши үчүн, 18 милйон америка доллири аҗритип, моңғулийә һәрби қомандан тәрбийиләп бериватиду' дәп баян қилинған иди.
Америка авази бурун елан қилған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, моңғулийә 1987 - йили америка билән дипломатийә мунасивити орнатқан. У 1990 - йиллардин башлап демократик ислаһат елип беришқа башлиғанда, америкиниң актип қоллишиға еришип кәлмәктә. Америка 1994 - йилидин башлап моңғулийини русийә вә хитайдин башқа 'тәсәввурдики 3 - муһим дөләт' дәп қарап кәлмәктә вә 1999 - йилидин башлап моңғулийини содида алаһидә етивар берилидиған дөләт орниға игә қилип, униңға изчил һалда көп җәһәттин иқтисадий ярдәм бәрмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисидә оттура асия темисида испат бериш йиғини ечилди
- Америка оттура асияда туридиған һәрбий қисимлирини қисқартиши мумкин
- Америка билән қирғизистан һәрбий базиниң иҗарә мәсилисидә келишим һасил қилди
- Афғанистандики америка қисимлири қисқартилмақчи
- Доналд рамсфилд таҗикистанни зиярәт қилди
- Хитайниң иран президентини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәклип қилиши америкиға тақабил турғанлиқму?
- Америка оттура асияға қаратқан сияситини күчәйтиши мумкин
- Оттура асияниң кәлгүси зор
- Америка тәләп қилинған шараитта, қазақистанда һәрбий база ечиши мумкин