Америка һөкүмитиниң рабийә ханимниң қоюп берилишигә қайтурған инкаслири
2005.03.18
Америка һөкүмити атағлиқ уйғур паалийәтчиси вә карханичиси рабийә қадирниң қоюп берилгәнликини тәбриклиди һәмдә хитай һөкүмитини кишлик һоқуқ вәзийитини яхшилашта техиму көп тиришчанлиқ көрситишкә чақирди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул ярдәмчи ташқи ишлар министири майкел козак мухбирларни күтивелиш йиғинида, рабийә қадирниң қоюп берилгәнликидин интайин хушал болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Улар рабийә қадирни қоюп бәрди. Рабийә қадир, сиясий сәвәп билән хитай һөкүмити тәрипдин узун мәзгил тутуп турулған кишиләрниң бири һәмдә униң мәсилисигә комитетимиздики барлиқ әзалар йеқиндин көңүл бөлүп кәлди. У пәқәт гезит-жорналларни әвәткәнлики үчүнла, хитай һөкүмити тәрипидин дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған дәп түрмигә ташланди. Буниңға кишиниң ишәнгүси кәлмәйду. Лекин униң һазир әркинликкә чиққанлиқидин биз толиму хушал болдуқ".
Уйғур мәсилисидә рабийә қадирниңла қоюп берилиши техи йетәрлик әмәс
Мән шуни ениқ дәп қояй. Уни қоюп бәргәнликниң өзила йетәрлик болмайду…… шундақла биз бу һәқтә хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим ишлитимиз.
Майкел козак йәнә, гәрчә хитайниң рабийә қадирни қоюп бериши бир илгириләш болсиму, әмма буниң йәнә йетәрлик әмәсликини ейтти. У мундақ деди:
"Мән шуни ениқ дәп қояй. Уни қоюп бәргәнликниң өзила йетәрлик болмайду. Биз буни пәқәт 'бир қәдәм илгирләш' дәп қарши алимиз. Биз буниңдин сирт йәнә хитайдики башқа нурғун кишилик һоқуқ мәсилилиригә вә һазирғичә түрмидә йетиватқан сиясий мәһбусларниң тәқдиригә көңүл бөлимиз. Шундақла биз бу һәқтә хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим ишлитимиз".
Америка б д т да хитайни әйибләйдиған қарарни сунмайдиған болди
Америкида чиқидиған вашингтон почта гезитиниң пәйшәнбә күнидики хәвиридә, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни қоюп бериш бәдилигә америка һөкүмитидин, җәнвәдә ечиливатқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиллиқ йиғинида хитайни тәнқитләйдиған қарар сунмаслиқини тәләп қилғанлиқини көрсәткән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин баянатчиси адам ирәли бу һәқтә мундақ дәйду:
"Биз һәқиқәтән рабийә қадирниң қоюп берилиши һәққидә көп тиришчанлиқ көрситип кәлдуқ. Рабийә қадирниң қоюп берилиши, бизниң җәнвәдә хитайни әйибләйдиған қарарни сунмаслиқимизда бир сәвәп болди. Әмма бу бирдин-бир сәвәп әмәс. Буниңдин башқа йәнә, хитай һөкүмити кишилик һоқуқ мәсилисидики бәзи саһәләрдә биз билән маслишидиғанлиқини билдүрди. Мәсилән, хитай б д т хадимлириниң хитайни зиярәт қилишиға йол қойди һәмдә хәлқара қизил крест җәмийитиниң бейҗиңда ишхана қурушиға мақул болди".
Адам ирәли йәнә, хитай һөкүмитидики бу илгирләшләрни қарши алидиғанлиқини, әмма хитайда буниңдин сирт йәнә нурғун кишилик һоқуқ мәсилилири мәвҗут болуп, америка һөкүмитиниң бу һәқтә хитайға изчил бесим ишлитидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә ханимниң қоюп берилишигә, кондолиза райсниң зиярити сәвәп болди
"Әлбәттә йәнә нурғун мәсилиләр мәвҗут. Мәсилән уйғур ели вә тибәтни өз ичигә алған хитайда йәнила нәччә онмиңлиған сиясий мәһбуслар түрмидә йетиватиду.
Илгири уйғур елини зиярәт қилип кәлгән һәмдә рабийә қадир мәсилисигә көп көңүл бөлгән америкиниң демократийә вә кишилик һоқуқ ишлириға мәсул сабиқ ярдәмчи министир лорен крейнер бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, рабийә ханимниң қоюп берилгәнликидин өзиниң интайин хушал болғанлиқини билдүрди. Биз униңдин хитайниң рабийә қадирни бундақ туюқсиз қоюп беришидики сәвәбини сориғинимизда, у америка ташқи ишлар министири кондолиза райсниң хитайға қилидиған зияритиниң буниңдики асаслиқ сәвәп икәнликини көрсәтти. У мундақ деди:
"Райс ханим йеқинда хитайға зиярәткә бариду. Мениңчә бу хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни бу мәзгилдә қоюп беришидики асаслиқ сәвәп. Кондолиза райс, рабийә қадир мәсилисини обдан билиду һәмдә униңға шундақ қизиқиду. Шундақла бу униң ташқи ишлар министири болуш сүпити билән хитайға қилидиған тунҗи зиярити болуп һесаблиниду. Шуңа хитай буниң қанчилик муһим икәнликини обдан билиду".
Лорен крейнер сөзидә, рабийә қадирниң қоюп берилиши, америка һөкүмитиниң җәнвәдә хитайни әйибләйдиған қарарни сунмаслиқидики бир муһим сәвәп болалайдиғанлиқини ейтти. У йәнә, хитай һөкүмити өткән йилидики җәнвә йиғини алдида рабийә қадирниң кесимини бир йил қисқартқанлиқи сәвәбидин америка һөкүмитиниң өткән йилиму җәнвәдә хитайни әйипләйдиған қарарни сунмиғанлиқини билдүрди.
Йәнә нәччә онмиңлиған киши хитай түрмисидә йетиватиду
Әлбәттә бу йәнә давамлишиду. Рабийә қадир уйғур мәсилисиниң бир символи. Лекин у уйғур мәсилиси әмәс. Буниңдин сирт йәнә сөһбәтлишидиған вә илгири сүрүшкә тегишлик нурғун уйғур мәсилилири бар.
Рабийә ханимниң қоюп берилишини америка һөкүмитидин сирт, хәлқарадики һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири қарши алди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики вәкили т . Кумар, рабийә ханимниң қоюп берилишини тәбрикләш билән биргә, хитайда җүмлидин уйғур елидә йәнә нурғун кишилик һоқуқ мәсилилириниң мәвҗут икәнликини билдүрди. У мундақ деди:
"Әлбәттә йәнә нурғун мәсилиләр мәвҗут. Мәсилән уйғур ели вә тибәтни өз ичигә алған хитайда йәнила нәччә онмиңлиған сиясий мәһбуслар түрмидә йетиватиду. Шинҗаң хитайдики сиясий җинайәтчиләргә өлүм җазси берилидиған бирдин-бир җай. Буниңдин сирт йәнә, түрмиләрдики қийин-қистақлар, диний әркинлик дәпсәндичилики, сөз вә мәтбуат әркинликниң боғулуши вә пиланлиқ туғут қатарлиқ нурғун кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири хитайда йәнила еғир".
Уйғур мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлимиз
Т . Кумар сөзидә йәнә, америка ташқи ишлар министири кондолиза райсни хитайдики зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди. Шундақла у ахирида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң уйғур мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлүп туридиғанлиқини ейтти. Лорен крейнер әпәндиму охшашла, рабийә ханимниң қоюп берилиши билән америкиниң уйғур мәсилисидики тиришчанлиқиниң тохтап қалмайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
" Әлбәттә бу йәнә давамлишиду. Рабийә қадир уйғур мәсилисиниң бир символи. Лекин у уйғур мәсилиси әмәс. Буниңдин сирт йәнә сөһбәтлишидиған вә илгири сүрүшкә тегишлик нурғун уйғур мәсилилири бар. Биз буниңға давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз".
Рабийә қадир 1999 - йили 8 -айда хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинип, униңға "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" җинайити билән 8 йиллиқ қамақ җазаси берилгән. У 6 йил түрмидә ятқандин кейин бу йил 3 - айниң 17 - күни қоюп берилди. Әмма хитай мәтбуатлирида бу һәқтә һечқандақ мәлумат берилмиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимни зиярәт
- Сидиқ һаҗи рози, рабийә қадирниң қоюп берилиши мунасивити билән обзор елан қилди
- Рабийә қадир ханимниң қоюп берилиши билән түркийидики уйғурларниң инкаси
- Рабийә қадир ханим әркинлик йолида
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқ хатирисигә баһа бәрди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди