Америка дөләт мәҗлиси әзалири ху җинтавға хәт йезип, рабийә қадирниң пәрзәнтлири қоюп беришни тәләп қилди
2006.06.29

Техи он бәш ай аввал хитай түрмисидин әркинликкә еришкән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирханимниң оғуллири, қаһар абдуреһим, абликим абдуреһим вә алим абдуреһимниң йеқинда хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинип, қизи рошәнгүлниң нәзәрбәнд қилинғанлиқи, дуня җамаәтчиликиниң болупму америкиниң диққитини қозғиди.
Рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин тутулғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң тарқилиши билән биргә америка һөкүмити җиддий инкас қайтурди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип бу вәқәдин әндишиләнгәнликини билдүрди.
Игиләшләргә қариғанда, америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитай ташқи ишлар министирлиқиға берип, америка һөкүмитиниң рабийә ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елинғанлиқини наһайти җиддий бир мәсилә дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән һәмдә вашингтонда турушлуқ хитай баш әлчисини миллий бихәтәрлик кеңишигә чақиртип, баш әлчигә рабийә ханимниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин қолға елиниши вә хитай сақчилириниң уларға қаратқан муамилисиниң америка - хитай мунасивәтлиригә сәлбий тәсир йәткүзидиған бир мәсилә икәнликини әскәрткән.
6-Айниң 23 - күни америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ әзаси вә дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси һанр һайд, мәзкур комитетниң алий дәриҗилик әзаси вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси там ләнтос әпәндиләр хитай дөләт рәиси ху җинтавға бир хәт әвәтип, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин тутулғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргән һәмдә уларниң тездин вә шәртиж қоюп берилишини тәләп қилған.
Һанри һайд вә там ләнтос әпәндиләр, ху җинтавға йезилған хәтни америка дөләт мәҗлисиниң барлиқ әзалириға тарқитип, уларни бу хәтни өзлириниң намида хитай дөләт рәисигә әвәтишкә чақирған.
Америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси һанри һайд вә дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси там ләнтос әпәндиләр хитай дөләт рәиси ху җинтавға әвәткән хетидә мундақ дегән:
"Сизниңму хәвриңиз болғандәк, бу йил май ейиниң ахирида, рабийә қадир ханимниң үч балиси тутулған болуп, уларниң иккиси қаттиқ урулған һәмдә уларниң башқа аилә әзалириму вақитлиқ тутулған вә қаттиқ қорқутулған, тәһдитгә учриған.
Бизниң һөкүмитимиз, сизниң бихәтәрлик хадимлириңизниң бу қилмишиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини қутқузушқа тиришти. Сизниң бихәтәрлик органлириңиз америка һөкүмитиниң бу һәқтики тәләплирини рәт қилипла қалмай, 6- айниң 13- күни рабийә қадирханимниң йәнә бир оғли йәни қаһар абдуреһимни ақсуда тутқун қилди. Биз рабийә ханимниң үч оғли алим абдуреһим, абликим абдуреһим вә қаһар абдуреһимниң қолға елинғанлиға қаттиқ наразилиқ билдүримиз һәмдә уларниң тездин вә шәртсиз қоюп берилишини тәләп қилимиз.
Һанри һайд вә там ләнтос әпәндиләрниң хитай дөләт рәиси ху җинтавға әвәткән хетидә йәнә мундақ дийилгән:
6-Айниң 13- күни қаһар абдуреһим баҗ оғрилаш вә сақчилар билән һәмкарлашмаслиқ, абликим абдуреһим дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш вә алим абдуреһим вәтәнни парчилаш үчүн тәшкилат қуруш вә баҗ оғрилаш дегәнгә охшаш җинайәтләр билән әйибләнди. Рабийә ханим түрмидин қоюп берилип, америкиға әвәтилгән чағда, сизниң бихәтәрлик қисимлириңизниң рабийә қадир аилисигә рабийә қадирниң уйғур кишилик һоқуқи үчүн актип паалийәт елип бармаслиқи тоғрисида қилған тәһдитлирини нәзәрдә тутсақ, һөкүмитиңиз рабийә ханимниң пәрзәнтлиригә йүклигән җинайәтләрниң ишәнчсизлики көрүнүп туриду. Қандақ болушидин қәтинәзәр, рабийә қадир ханимниң нәврилиригә қаритилған муамилә, пәрзәнтлиригә ишлитилгән қаттиқ қоллуқни һәқлиқ қилип көрсәткили болмайду. Биз рабийә қадир ханимниң аилә әзалириға қаритилған муамилини хитай асасий қанунида бекитилгән хитай пуқралирини қоғдаш қанунлириға вә хитай һөкүмити қол қойған хәлқара келишимләргә хилап бир һәрикәт дәп қараймиз.
Һанри һайд вә там ләнтос әпәндиләр ху җинтавға әвәткән хетини мундақ ахирлаштурған:
"Җанабий президент, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елинғанлиқи, униң аилә әзалириға қаритилған тәһдитниң давамлишиватқанлиқи шундақла, уларға қаритилған қаттиқ қол муамилә, дуня дөләтлирини беиҗиңда җәм болуп 2008- йили олимпик тәнһәрикәт йеғинини достлуқ вә тинчлиқ роһи билән өткүзүшкә чақириватқан бир дүләт үчүн қобул қилғили болмайдиған бир һәрикәт.
Ахирида биз, сиздин йәнә бир қетим, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишини, униң нәврилири вә туққанлирниң саламәтлики вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишиңизни тәләп қилимиз".
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим пәрзәнтлирини миллитидин үстүн қоялмиди
- Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир пәрзәнтлирини қолға алғанлиқи мунасивити билән намайишлар
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда
- Рабийә қадир: хитай һөкүмити балилиримни қолға елиш арқилиқ паалийәтлиримни тосиялмайду
- Қирғизистанда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
- Хитай рабийә қадирниң 3 оғлини рәсмий қолға алди
- Норвигийидә уйғурларниң паалийәтлири күчәймәктә
- Д у қ рабийә ханимниң пәрзәнтлири һәққидә чегрисиз инсан һәқлири тәшкилатиға мәктуп йоллиди
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә хитайға қарши намайиш
- Қазақистан уйғурлири рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишидин нарази болмақта
- Шветсийидики уйғурлар рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишиға наразилиқ билдүрди
- Уйғур даваси йеңи бир басқучқа кирдиму?
- Д у қ хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди
- Канада вә қирғизистандики уйғурлар хитай даирилириниң рабийә қадирниң пәрзәнтлирини тутқун қилишиға наразилиқ билдүрди