Буш билән путин учришиши мувәппәқийәтлик болди


2006.07.16

Сәккиз санаәт дөлитиниң русийиниң санкит петирбург шәһиридики йиғинидин бир күн бурун санктпетербургқа йетип кәлгән америка президенти җорҗи буш русийә президенти владимир путинниң қизғин күтүвелишиға еришти һәмдә икки президент рәсми соһбәт өткүзди.

Русийиниң интерфакис қатарлиқ агентлиқлириниң учур беришичә, җүмә күни җорҗи буш вә униң рәпиқиси лора буш санктпетербург шәһири йенидики владимир путинниң туралғу җайида путин вә униң рәпиқисиниң қизғин күтүвелишиға еришкән.

Аиливи достлуқ кәйпиятидики учришиш

Улар арисидики бу учришиш рәсми түс алмиған болуп, икки президент вә уларниң ханимлири әркин азадә аиливи достлуқ тәриқисини алған меһмандарчилиқ кәйпиятини шәкилләндүргән .

"Невсру"агентлиқиниң уларниң учришиш һәққидики тәпсилий мәлуматлиридин қариғанда, улар арисидики достанә учришишта тәрҗиманму ишлитилмигән. Владимир путин җорҗи бушқа өзиниң 1972-йили һәйдигән тунҗи машинисини көрсәткән. Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, улар арисидики бу учришиш бәкму иллиқ кәйпиятта өткән болуп, толуқ аиливи достлуқи түси алған. Владимир путин президент буш вә униң рәпиқисини америкичә " барбакю" дәп аталған каваб түри билән мәһман қилған.

Буш билән путин сөһбәттин рази болған

Интерфакис агентлиқиниң вә америка авазиниң учуридин мәлум болушичә, шәнбә күни җорҗи буш билән владимир путин русийә –америка мунасивәтлири һәққидә рәсми сөһбәт өткүзгән болуп, иран, шималий корийә мәсилисини өз ичигә алған хәлқара мәсилиләр һәмдә терроризмға қарши уруш қатарлиқ көп мәсилиләрдә пикир бирлики һасил қилған. Сөһбәттин кейин бирләшмә мухбирларни күтүвелиш өткүзгән.

Невсру агентлиқиниң учуриға асасланғанда, владимир путин өзиниң җорҗи буш билән өткүзгән сөһбитидин рази болғанлиқини билдүрүп" биз икки тәрәп вә хәлқаралиқ ачқучлуқ мәсилиләр бойичә бир қатар толуқ келишимләрни һасил қилдуқ" дегән.

Буш билән путин сөһбәт нәтиҗиси сүпитидә бихәтәр атом енергийисини раваҗландуруп, буни енергийә мәсилисини һәл қилиш үчүн ишлитиш , аммиви қириш характерлиқ қоралларниң тарқилишиға һәмдә терроризмға қарши ортақ күрәш қилиш қатарлиқ мәсилиләр бойичә мәхсус тәшәббуснамә оттуриға қойған болуп, уларниң мәзкур тәшәббуслириниң сәккиз санаәт дөлитиниң бу қетимқи йиғинидики музакирә темиси болуши тәкитләнгән.

Оттура шәрқ мәсилиси

Икки президент оттура шәрқтә кетиватқан вәзийәткә охшашла көңүл бөлүдиғанлиқлирини билдүргән. Җорҗи буш оттура шәрқ мәсилисини тинчлиқ сөһбити арилиқ һәл қилишни оттуриға қойған. У сүрийә һөкүмитини " һизбулланиң" мәсилини һәл қилишида түрткилик рол ойнашқа чақирған.

Иран вә шималий корийә мәсилиси

Бу қетимқи сөһбәтләр җәрянида америка билән русийә шималий корийә вә иранға ортақ сигнал беришкә келишип, уларниң ядро қораллири пиланини бирликтә чәкләшкә пүтүшкән. Русийә билән америка терроризмға қарши шуниңдәк аммиви қирғин қилиш характерлиқ қоралларниң тарқилишиға нисбәтән бирликтә күрәш қилишқа қошулған.

Демократийә мәсилисиму музакирә қилинған

Интерфакис агентлиқиниң учуридин қариғанда, җорҗи буш билән владимир путин арисида русийидики демократийиниң чекинип кетиватқанлиқи һәққидиму пикир алмаштурушлар болған. Буш билән путинниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида владимир путин ғәрб дөләтлириниң русийини демократийә җәһәттә чекинип кәткәнлик билән әйиблишини қобул қилмайдиғанлиқини билдүрүп," русийә өзидики демократийини қандақ тәрәққи қилдурушни башқа һәр қандақ бир дөләттин әң яхши билиду" дегән. Җорҗи буш русийиниң худди ирақтикигә охшаш демократийә йолиға меңишини, чүнки һазир ирақта сөз вә мәтбуат әркинлики барлиқини оттуриға қойғанда, владимир путин, һечкимниң русийигә дөләтни идарә қилишни өгәтмәсликини үмид қилидиғанлиқини тәкитләш билән " биз русийидә худди ирақтикигә охшаш демократийә болушни халимаймиз" дәп кәскин ейтқан.

Җорҗи буш русийиниң америкичә демократийини қобул қилмаслиқиға қошулуп," русийәдә русийичә демократийә усули бар, у чоқум америкидики билән охшимаслиқи керәк" дәп билдүргән.

Русийиниң демократийә җәһәттә чекинип кәткәнлики, владимир путиниң барлиқ һоқуқларни өз қолиға елип, мустәбит түзүм орнитиватқанлиқи йеқиндин буян ғәрб дөләтлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән иди. Америка һөкүмитиму бу мәсилидә владимир путинни тәнқид қилған. Көзәткүчиләр бу қетимқи буш-путин учришишида демократийә мәсилисидики ихтилапларниң сақлинип қалғанлиқини, әмма униң бәдилигә икки дөләт арисидики бири қисим хәлқара мәсилиләр һәққидики ихтилапларниң һәл болғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Көзәткүчиләр бу учришишниң русийә билән америкиниң йеқинқи йилдин буян соғуқлишип қалған мунасивәтлирини көрүнәрлик дәриҗидә иллитиш ролини ойниғанлиқини һөкүм қилишмақта.

Русийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш мәсилисидә өзгириш болмиған

Америка президенти җорҗи буш америка-русийә мунасивәтлири һәққидә тохтилип, уларниң мунасивәтлириниң" яхши" икәнликини тәкитлигән. Әмма, русийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш мәсилиси һәққидики тәлипи бу қетим нәтиҗигә еришәлмигән болуп, нөвәттә, америка русийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш мәсилисидә бирдин –бир ениқ қоллаш ипадисини билдүрмигән мәмликәттур. Москва даирилири вашингтонниң бу җәһәттики қоллишиға бәкму муһтаҗ болмақта, бирақ, бир қисим көзәткүчиләр америка билән русийә арисидики мәзкур мәсилигә аит сөһбәтниң бу йил 10-айда елип берилип, бәлки 2007-йили русийиниң дуня сода тәшкилатиға киришиниң әмәлгә ешиши мумкинликини пәрәз қилмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.