Америка тәйвәндики депломатлирини актип вәзипидики һәрбийләрдин таллайду


2004.12.22

Вашингтонниң тәйвәндә турушлуқ иш башқармисидики депломатик әмәлдарлиқини, дөләт мудапиә министирлиқида актип вәзипидики һәрбийләрниң үстигә алидиғанлиқи елан қилинди.

Америка 25 йиллиқ сияситини өзгәртти

Әнгилийидә чиқидиған "җенис мудапиә һәптилик жорнили ниң ашкарилишичә, америка 25 йилдин бери давамлаштуруп келиватқан адитини бузуп, тәйвәндә турушлуқ америка иш башқармисидики һәрбий әмәлдарини, тунҗи қетим актип вәзипидики һәрбийләрдин тәйинләшни қарар қилған.

Америка 1979 - йили хитай билән депломатик мунасивәт орнатқандин кейин, тәйвәндики америка әлчиханисини бейҗиңға көчүрүп, бу йәрдики депломатик оргинини амирика иш башқармисиға өзгәрткән, шундақла иш башқармисидики һәрбий әмәлдарлиқни пинсийигә чиққан һәрбийләр яки сабиқ депломатлар үстигә алған иди.

Йеңи сиясәтни дөләт мәҗлиси тәстиқлиған

"Җенис мудапиә һәптилик " жорнилиниң хәвәригә қариғанда, тәйвәндики америка һәрбий әмәлдариниң орнини актип вәзипидики һәрбийләр үстигә елиш һәққидики қанун тәклип лайиһиси, 2002 - йили америка авам палатаси тәрипидин тәстиқланған болуп, "америкиниң дөләт мәнпәәтигә зөрүр болса " тәйвәнгә актип вәзипидики һәрбий әмәлдар әвәтишни мақуллиған. "Җенис мудапиә һәптилик жорнили " ниң көрситишичә, бу сиясәт америкиниң тәйвән билән болған һәрбий мунасивитини күчәйтидиғанлиқини шундақла хитайниң тәйвән боғизидики һәрбий қара нийитидин әнсирәватқанлиқини көрситидикән.

Америкиниң тәйвән мәсилисидики сиясити өзгәрмиди

Тәйбейдики америка иш башқармисиниң баянатчиси дана смис, юқириқи вәзипигә " америка дөләт мудапиә министирлиқидики һәрбий форма киймәйдиған хадимлар яки актип вәзипидики һәрбийләр тәйинлинидиғанлиқи" ни билдүрди. У, америкиниң тәйвән мәсилисидики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини әскәртип, бу қетимқи өзгиришни " хизмәт үнүмини өстүрүш йолидики нормал кадир алмаштуруш, бу шунчиликла иш" дәп көрсәтти.

Америкиниң тәйвәнгә актип вәзипидики һәрбий депломат әвәтиш қарари, хитай һөкүмитиниң дәрһал наразилиқини қозғиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи, америкиниң сиясити тәйвән боғизи икки қирғиқи мунасвитиниң муқимлиқини бузиду, дәп агаһландурған.

Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав, сәйшәнбә күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида вашингтонни тәнқид қилди. Лю җйәнчав мундақ дәйду: "америкиниң тәйвән билән һәр қандақ баһанә яки шәкилдә һәрбий мунасивәт қилиши, җоңго - америка оттурисидики үч қошма ахбаратниң роһиға хилап. Бу хил һәрикәтләр тәйвәндики бөлгүнчилик паалийитигә йәл берип, тәйвәнниң тинчлиқи , муқимлиқи вә җоңго - америка мунасивитигә бузғунчилиқ қилиду. Биз америкиниң вәдисигә әмәл қилип, тәйвәнгә қорал - ярақ сетип бериш вә тәйвән билән болған һәрбий мунасивәтни тохтитишни шундақла җоңго билән америкиниң ортақ мәнпәәтини зиянға учритиштин сақлинишни үмид қилимиз."

Америка тәйвән билән йәр иҗаригә елиш тохтими түзди

Бу арида вашингтон, тәйвәндики америка иш башқармисиниң йеңидин селинидиған хизмәт бинаси үчүн, тәйвән билән 99 йиллиқ йәр иҗаригә елиш тохтими имзалиған. Тәйвән ташқи ишлар министири чен таңшйән, " бу келишим тәйвән билән америка мунасивитиниң зичлиқини көрситидиған әң яхши пакит," дәп көрсәткән. Тәйвәндики америка иш башқармисиниң башлиқи доглас полл, келишимни " америка - тәйвән хәлқләр мунасвитиниң хатирә мунари" дәп тәриплигән.

Америкиниң тәйвәнгә әскәр чиқиришини дөләт мәҗлиси қарар қилиду

Буниң билән биргә америкиниң муавин ташқи ишлар министири ричард армитәҗ, тәйвән мәсилиси һәққидә тохтулуп, " тәйвән мунасивәт қануни да америка тәйвәнни чоқум қоғдайду дейилмигән, дәп көрсәтти. У мундақ дәйду : " тәйвән мунасивәт қанунидики бәлгилимидә, бизниң асия - тинч окян районида йитәрлик һәрбий күч турғузуп, тасадипий һуҗумниң алдини елишимиз тәшәббус қилинған. Бирақ, бизниң уларни чоқум қоғдишимиз бәлгиләнмигән." Армитәҗ, әгәр хитайлар тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилса, америкиниң әскәр чиқириш - чиқармаслиқини америка дөләт мәҗлиси қарар қилидиғанлиқини тәкитлигән.

"Америка тәйвәндин асан ваз кәчмәйду"

Армитәҗниң сөзи тәйвәнликләрниң җидди инкасини қозғиған. Тәйвән дөләт кабинтиниң баянатчиси чен чимейниң билдүрүшичә, тәйвәнниң америкида турушлуқ вәкили ли давей , америка ташқи ишлар министирлиқи вә дөләт хәвпсизлик комитетидин армитәҗниң сөзигә чүшәнчә беришни тәләп қилған. Тәйвәнниң муавин дөләт мудапиә министири ху җенпу, тәувән қанун чиқириш палатасида сөз қилип, америкиниң тәйвәндин асанлиқчә ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән. Ху җенпу " бизниң пиланимиз мустәқил уруш қилишни алдинқи шәрт қилған. Мән америкиниң тәйвәндин ваз кәчмәйдиғанлиқиға ишинимән. Чүнки, икки қирғақ мунасивити һәргизму ноқул һалда бизниң хитай компартийиси билән болған мунасвитимиз әмәс. Бу пүтүн районниң бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилә," дәп көрсәткән.

Америка 1979 -йили " тәйвән мунасивәт қануни" ни мақуллап, тәйвәнни қоғдаш мәҗбурийити барлиқини қобул қилған. Америка тәйвәнниң әң муһим һәрбий иттипақдиши шундақла тәйвәнни қорал- ярақ билән тәминләйдиған асаслиқ дөләт. Нөвәттә тәйвән һөкүмити америкидин 15 йил ичидә 18 милярд долларлиқ қорал - ярақ сетивелиш хам чотини тәйвән парламентиниң тәстиқлишиға сунған.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.