"Ахирқи дуняви козур - америка турани " намлиқ китаб һәққидә
2007.06.14
Түркийә бағча шәһәр университети оқутқучиси, тонулған истратегийә тәтқиқатчиси профессор доктор һасан көни язған "ахирқи дуняви козур - америка турани," намлиқ китаб нәшир қилинғандин кейин, китабтики мәзмунлар һәққидә түркийидә мулаһизиләр елип берилмақта.
Профессор доктор һасан көни китабида америкиниң оттура асия түркий җумһурийәтлиридә бир йүрүш йеңилиқларни елип беришни пиланлаватқанлиқини, буларниң оттура асия түркий җумһурийәтлиригә мәбләғ селип, бу җумһурийәтләрдики йоқсуллуқни азайтиш, иҗтимаий вә иқтисадий асасни күчләндүрүш арқилиқ, сиясий ислаһат елип беришқа земин һазирлаш вә йеңи билим адәмлирини йетиштүрүшни әмәлгә ашуруш икәнликини язиду.
У йәнә түрк дунясиға мәлум болған " туран" билән америкичә " туран" ниң охшимайдиған тәрипи үстидә тохтилип, буниң бирла пәрқлиқ тәрипиниң барлиқини йәни бу пиланниң ичидә түркийиниң йоқлиқини көрситиду.
Түркийидики явро асия истратегийә тәтқиқат мәркизи түркистан бөлүминиң тәтқиқатчиси гөкчән оган ханим вә коч университети оқутқучиси профессор доктор тимор коҗа оғли өз көз қарашлирини оттуриға қойди.
юқурдики улиништин, әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң шу затларниң көз - қарашлири тоғрисидики мәлуматини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң "әсир шәрқий түркистан үчүн" намлиқ китабиниң давами йоруқ көрди
- Қазақистанда йүсүп мухлисниң " мәшәл" романи нәширдин чиқти
- Алма-атада, "уйғур авази" гезитиниң 50 йиллиқи хатириләнди
- Әрәб дунясидики тунҗи уйғур жорнили "түркистан авази"
- Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлиридики төһпикар - қазақистанлиқ уйғур тарихшунаси, доктор гегел исһақоп(1)
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (2)
- "Қараҗүлдики җәң" намлиқ әсәр нәширгә берилди (1)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(2)
- "Мәхмут қәшқири" намлиқ тарихи роман түркчигә тәрҗимә қилинди(1)
- Улуғ әдип йүсүп хас һаҗипниң қутадғубилик намлиқ әсири түркийидә қайта нәшр қилинди
- Уйғур хәлқ дастанлири намлиқ китаб нәширдин чиқти