Ирақтики америка армийә қомандани түркийини зиярәт қилди


2005.01.11

Америкиниң ирақта турушлуқ мәркизий армийә қомандани җон абизаид (John Abizaid) рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлди. У алди билән түркийә мәркизи хәвпсизлик комитетиниң баш секритари йигит алпоган әпәнди билән учрашти.

Җоһн абизаид учришиштин кейин, мухбирларға баянат елан қилип, өзлириниң курдистан коммунистик партийиси билән ирақ мәсилиси һәққидә музакирә елип барғанлиқини, түркийә армийиси билән америка армийисиниң техи бирликтә қилидиған көп ишлириниң барлиқини тәкитлиди.

Буниң тәпсилатини түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.