Түркийә баш министириниң америка зиярити
2005.06.09
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған узундин бири тәйярлиқ көриватқан, америкиға қаратқан зияритини башлиди . Әрдоған сәйшәнбә күни ақ сарайда, америка президенти җорҗ буш билән учришип униң билән икки дөләт мунасивәтлиригә алақидар мәсилиләр үстидә сөһбәт елип барди .
Түркийә вә америка нурғун мәсилиләрдә ортақ мәнпәәткә игә дөләтләр һесаблиниду. Түркийә иқтисадий җәһәттә һәмдә яврупа иттипақиға кириш мәсилиси шундақла ирақниң шималий районини база қилип түркийигә қарши террорлуқ паалийити елип бериватқан күрт җәңчилирини бастуруш вә уларниң паалийитиниң алдини елиш қатарлиқ мәсилиләрдә америкиниң ярдимигә муһтаҗ .
Америка болса түркийини , җуғрапийилик орни , ислам дөләтлиригә өлгә болалайдиған демократик түзүми түпәйлидин, америкиниң миллий мәнпәәти үчүн наһайити муһим рол ойнайдиған бир дөләт дәп қаримақта.
Америка – түрк мунасивитиниң йириклишиши
Әмма, икки иттипақдаш дөләт һесабланған америка билән түркийә оттурисидики мунасивәтләр, 2003 - йилдин кейин йәнә америкиниң ирақ ишғалидин кейин, йириклишишкә башлиди.
Түркийә парламенти, америкиниң түркийә арқилиқ ирақниң шималий райониға һуҗум қилиш тәлипини рәт қилди. Хәвәрләргә қариғанда, түркийә парламентиниң америкиниң түркийә территорийиси арқилиқ ирақниң шималий райониға әскәр киргүзүш тәлипини рәт қилғанлиқи, америка армийисиниң ирақни ишғал қилиш мәслисидә түзүп чиққан һәрбий истратегийисини астин -үстүн қилип ташлиған. Чүнки америка армийиси ираққа қаратқан һәрбий һәрикәт пиланида, түркийә америкиниң түркийә территорийиси арқилиқ ираққа әскәр әвәтишигә чоқум рухсәт қилиду дәгән, ишәнч билән түзүп чиққан икән . Түркийә парламентиниң америкиниң тәлипини рәт қилиши, америка һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиди.
Гәрчә, америка вә түркийә рәһбәрлири, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни қайтидин яхшилап, әслигә кәлтүрүш үчүн бәзи қәдәмләрни басқан болсиму, лекин, ирақ ишғалидин кейин йүз бәргән бәзи вәқәләр америка вә түркийә мунасивитиниң техиму начарлишишиға шундақла түркийидә бурун көрүлүп бақмиған дәриҗидә америка дүшмәнликиниң оттуриға чиқишиға сәвәп болди.
Америкиниң күрт сиясити
Мундақчә қилип ейтқанда, америкиниң, ираққа қаратқан һәрбий һәрикити җәрянида вә ирақта саддам һөсәйин һакимийитиниң ағдурулишида муһим рол ойниған күртләргә ирақниң һакимийәт қатлимида чоң һоқуқ бәргәнлики, америкиниң ирақниң шималий районида түркийигә қарши террорлуқ паалийитини давамлаштуруватқан, түркийилик күрт җәңчилириниң паалийитини тохтитиш үчүн җиддий тәдбир алмиғанлиқи шундақла түркийә мәтбуатиниң америкиниң ирақтики қаршилашқучи күчләргә қарита елип барған һәрбий һәрикәтлири җәрянида йүрбәргән вәқәләрни наһайити мубалиғә қилип хәлқғә билдүрүши, түркийә хәлқи арисида америкиға қарши һесиятниң көпийишини кәлтүрүп чиқарди.
Түркийидә оттуриға чиққан америкиға қарши кәйпият вә түркийә һөкүмәт рәһбәрлири һәмдә сиясәтчилириниң, америкиниң ирақтики һәрбий һәрикәтлири тоғрисидики баянатлири, шундақла түркийиниң сурийә билән йеқинлишиши вә түркийә президентиниң америкиниң қарши чиқишиға қаримай, сүрийини зиярәт қилиши, түркийә- америка мунасивәтлириниң техиму йириклишишигә сәвәп болған .
Шуңа, сиясий мулаһизичиләр, түркийә баш министири әрдуғанниң бу қетимқи америка зияритини , икки дөләт мунасивәтлириниң қайтидин әслигә кәлтүрүлүши үчүн муһим бир пурсәт дәп қаримақта.
Әмма, америка президенти буш билән түркийә баш министири әрдоғанниң учришишидин кейин, америкида чиқидиған "вашингтон пост" вә "вашингтон вақти" қатарлиқ гезитләрниң хәвәр қилишичә, гәрчә һәр икки рәһбәр түркийә вә америка оттурисидики достлуқ вә иттипақдашлиқни тәкитлигән болсиму, лекин америка президенти буш, әрдоғанниң , шималий ирақта, түркийигә қарши паалийәт елип бериватқан күрт җәңчилирини бастуруш тоғрисидики тәлипини қобул қилмиған . (Қанат)









