Түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл рәсмий зиярәт үчүн америкиға маңди
2006.07.04
Түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл рәсмий зиярәт үчүн америкиға кәтти. Бу қетимқи зияритидә америка ташқи ишлар министири кондализа райис билән бирликтә америка билән түзүлидиған "ортақ һәмкарлиқ тохтамнамиси" ни елан қилидикән. Бу тохтамнамида түркийиниң дуняви вә район харәктерлик сиясәттә америка билән йеқиндин һәмкарлишиши бәлгиләнгән. Бу тохтамнамида америкиниң оттура асияға қаратқан сиясетидиму түркийә билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқи көрситилгән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia