Америка сода министири хитайни зиярәт қилди


2005.01.11
CHINA-US-TRADE-29.jpg
Америка сода министири дон иванис 11-январ бейҗиңдики бир меһманханиға йетип кәлди. AFP PHOTO

Америка сода министири дон иванис сәйшәнбә күни хитайға йитип кәлгәндин кийин, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән, дон иванисниң зиярити җәрянида хитай рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқини, шундақла әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш һәққидики юмилақ үстәл музакирә йиғиниға қатнишидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә "бу йиғин, хитай һөкүмитиниң әқлий мүлүкни қоғдаш җәһәттики тиришчанлиқиниң күчийиватқанлиқини намайән қилиду" диди.

Хитайниң қолланған тәдбири йитәрлик әмәс

Бирақ, америка сода министири дон иванис, хитай һөкүмитиниң қолланған тәдбирлириниң йитәрсизликини көрсәтмәктә. У хитайни зиярәт қилиштин бир күн бурун баянат елан қилип, өзиниң хитай даирилиригә әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашни күчәйтиш вә базарни йәниму ечиветиш мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән. У йәнә, хитай һөкүмитидин әқлий мүлүк һоқоқиға хилаплиқ қилғучиларни қаттиқ җазалашни тәләп қилидиғанлиқини тәкитлигән иди.

Әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилиси, америка- хитай сода мунасивитидә узундин бери һәл болмиған бир һалқилиқ мәсилә. Америкидики "хәлқара әқлий мүлүк һоқуқи бирләшмиси" ниң мөлчәрлишичә, хитайдики һәр хил компютер юмшақ деталлири, музика вә кино дискилири қатарлиқ боюмларни қанунсиз көчүрүп тарқитишла, америка ширкәтлирини һәр йили икки милярд 600 милйон долларлиқ зиянға учритидикән.

Қанунсиз көчүрүп тарқитилған буюмлар азлиғини йоқ

Биз хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитилған боюмларниң азлиғинини көрмидуқ.

Мәзкүр тәшкилатниң башлиқи әрк симис, гәрчә хитай һөкүмити әқлий мүлүк һоқоқиға хилаплиқ қилиш қилмишлириға қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини көп қетим ипадилигән болсиму, әмма хитайдики әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш вәзийитиниң йәнила интайин начар икәнликини билдүрүп, мундақ диди:

"Өткән йили төтинчи айда, хитайниң муавин баш министири ву йи америкини зиярәт қилған. Шу чағда у, хитай һөкүмитиниң чоқум базарларда еқип йүргән қанунсиз көчүрүп тарқитилған малларниң санини зор дәриҗидә азайтидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Хитайниң базирида сетиливатқан америкиниң маркиси чапланған малларниң 90٪ и қанунсиз көчүрүлгән. Бу нисбәт дуняда әң юқири болуп һесаблиниду. Ву йи америкини зиярәт қилип кәткәндин кийин, гәрчә хитай һөкүмити бир қисим тәдбирләрни қолланған болсиму, әмма һазирғичә биз хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитилған боюмларниң азлиғинини көрмидуқ".

Хитайниң вәдиси вә әмәлийити

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, дон иванис бу йил 1 - айниң 20 - күни сода министирлиқ вәзиписини тамамлайду. Америка президенти җорҗ буш униң орниға америкидики бир чоң ашлиқ ширкитиниң баш дериктори карлос гутиәрризни тәйинлигән. Дон иванис баянатида, өзиниң избасариниңму хитай һөкүмитигә әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш һәққидики вәдилирини әмәлгә ашуруш һәққидә давамлиқ бесим ишлитидиғанлиқини билдүргән.

"Хәлқара әқлий мүлүк һоқуқи бирләшмиси" ниң башлиқи симис әпәндиниң қаришичә, хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитиш мәсилисиниң яхшилиниши вә һәл болиши асаслиқи хитай һөкүмитиниң вәдисини әмәлгә ашуруш нийитиниң бар- йоқлиқида икән.

Америкида қанун илмини тәһсил қиливатқан алим сейитоф әпәнди, хитайда әқлий мүлүк һоқоқиға хилаплиқ қилиш қилмишлириниң интайин еғирлиқини билдүрүп, өз қарашлирини оттуриға қойди. У мундақ деди:

Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян америка вә хитай арисида, содидики тәтүр танасип барғансири чоңийип, өткән йили 180 милярд доллардин ашқан. Америка һөкүмити изчил түрдә хитайдин, америка мәһсулатлириниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашни күчәйтип, икки дөләт арисидики сода тәтүр танасипини кичиклитишни тәләп қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.