Кейинки төт йилдики америка-хитай мунасивәтлири


2005.01.21

Америка президенти җорҗ буш иккинчи қарар вәзиписини тапшуруп елиши билән, мәйли хитай мәтбуатлирида болсун яки хитай -америка мунасивәтлиригә көңүл бөлидиған чәтәл тор бәтлиридә болсун, америкиниң буниңдин кейинки 4 йилда хитайға қаратқан ташқи ишлар сияситиниң қандақ болидиғанлиқи һәққидики һәрхил мулаһизә вә қарашлар көпләп оттуриға қоюлмақта.

Америкиниң хитайға беридиған бесими техиму күчийиши мумкин

... Буниңдин қариғанда, америкиниң хитайға беридиған бесими техиму күчийиши мумкин.

Биз бу һәқтә илгирилигән учурларға игә болуш үчүн америкидики даңлиқ илмий тәтқиқат оргини болған брукиңс иниститоти(Brookings Institution) ниң хитай ташқи ишлар сиясити вә америка-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси хуаң җиң әпәнди билән бу һәқтә сөһбәт өткүздуқ.

Хуаң җиң әпәнди америка-хитай мунасивәтлириниң буниңдин кейинки 4 йилда асасий җәһәттин турақлиқ болидиғанлиқини, әмма бәзи ихтилапларниң йәнила мәвҗут болуп туруши һәтта техиму еғирлишиш еһтималлиқини нәзәрдин сақит қилғилиму болмайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бушниң биринчи қарар президентлигидики ташқи ишлар сияситидин қариғанда, америка-хитай мунасивәтлири бир қәдәр турақлиқ болиши мумкин. Әмма, бушниң қәсәм ичиш мурасимида қилған сөзлиригә қарисақ, у пүтүн дуняда әркинлик вә демократийини барлиқ күчи билән қанат яйдуридиғанлиқини қайта-қайта тәкитлигән. Буниңдин қариғанда, америкиниң хитайға беридиған бесими техиму күчийиши мумкин. Мәсилән кишилик һоқуқ, әркин сода вә сиясий түзүлмә қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләрдики ихтилаплар техиму еғирлишиши мумкин."

Хуаң җиң сөзидә йәнә, америка-хитай оттурисидики ихтилаплар үстидә техиму тәпсилий тохтилип, әгәр америка тез мәзгилдә ирақ мәсилисини яхши бир тәрәп қилалиса, у һалда америкиниң хитай мәсилисини бир тәрәп қилишқа тутишиши мумкинликини, навада буниң әксичә болуп, ирақ мәсилисини узун мәзгилгичә һәл қилалмиса, у чағда америкиниң хитай мәсилисини бир яққа қоюп турушқа мәҗбур болидиғанлиқини билдүрди.

Тәйвән мәсилиси

Хитай қәстән террорчилиққа қарши уруш билән уйғурларниң йоллуқ елип берилған мустәқиллиқ һәрикитини бир-биригә четивалди.

Америка-хитай мунасивәтлиридики йәнә бир муһим мәсилә - тәйвән мәсилиси. Сиясий анализчилар узундин бери буни икки дөләт мунасивитидики "мина " дәп атап кәлгән. Бушниң иккинчи қарар президентлиқ мәзгилидики тәйвән мәсилисиниң йөнилиши һәққидә тохталған хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң тәйвән ишлири тәтқиқат иниститутиниң башлиқи шү кели, америкиниң нурғун муһим стратигийилик мәсилиләрдә хитайниң һәмкарлиқиға еһтияҗлиқ икәнликини тәкитләп мундақ диди:

"Әгәр америка, хитай - америка мунасивәтлириниң сағлам тәрәққий қилишиға әһмийәт бәрсә, у чағда америка тәйвән мәсилисигә тутқан сияситидә көп еһтиятчан болиши керәк. Әмма нурғун ишларниң тәрәққиятини һазир мөлчәрлиги болмайду. Шуңа буниңға ениқ бир немә дийиш тәс. "

Брукиңс иниститутиниң тәтқиқатчиси хуаң җиң әпәнди бу һәқтә башқичә қарашта болуп, явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиниң тәйвән мәсилисидә мәлум өзгириш һасил қилиш еһтималлиқини оттуриға қойди. У мундақ деди:

"Бу явропа бирликиниң хитай билән болған мунасивитигә бағлиқ. Әгәр явропа бирлики қорал чәклимисини бикар қилғандин кейин, хитайға кәң көләмдә қорал сетип берип, хитайни илғар қораллар билән тәминләп қалса, у чағда америка тәйвәнни қоралландуруш арқилиқ бу вәзийәтни тәңпуңлаштурушқа урунуши мумкин. Бундақ болғанда әлвәттә икки дөләт вәзийити техиму җиддийлишиду. Лекин бу узун мәзгиллик мөлчәр, мениңчә кейинки 4 йил ичидә тәйвән мәсилисидә чоң һадисиләр йүз бериши натайин."

Кишилик һоқуқ вә терроризм

Бушниң хәлқара террорчилиққа қарши уруши вә кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә тохталған хуаң җиң әпәндиниң көз қарашлири төвәндикичә оттуриға қойди:

" 'Террорчилиққа қарши уруш дегәнниң өзи' кишилик һоқуқ билән пут тепишидиған нәрсә. Террорчилиққа қарши урушни елип барғандин кейин, у һаман мәлум дәриҗидә кишилик һоқуқни чәткә қақиду. Униң үстигә хитай қәстән террорчилиққа қарши уруш билән уйғурларниң йоллуқ елип берилған мустәқиллиқ һәрикитини бир-биригә четивалди. Шуңа бу мәсилә һазир техиму мурәккәплишип кәтти. Мениңчә, буш һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә тутқан позитсийиси азрақ аҗизлап қелиши мумкин."

Әмма буш һөкүмитиниң сияситини көзитип келиватқан бәзи сиясий анализчилар бушниң иккинчи қарар президентлиқиниң алдинқисиға түптин охшимайдиғанлиқини, чүнки буш 20 - январ күни қәсәм бериш мурасимида қилған нутуқида, пүтүн дуняда азадлиқ, әркинлик вә демократийини илгири сүрүшни асаслиқ тема қилип, буни қайта-қайта тәкитлигәнликини билдүрмәктә. Улар йәнә шу сәвәбтин, кейинки 4 йилда буш һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә техиму әһмийәт беридиғанлиқини мөлчәрлиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.