Хитай билән америка һәрбий мунасивәтләр бойичә сөһбәт елип барди


2005.02.01

Тәйвән мәсилиси хитай - америка юқири дәриҗиликләр һәрбий сөһбетидики әң сәзгүр темиларниң бири болған. Америка һәрбий вәкилләр өмикигә дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири ричард лавлез йитәкчилик қилди. Хитай тәрәпкә дөләт мудапиә министирлиқиниң ташқий ишлар идариси башлиқи җаң баңдоң башчилиқ қилған. Бу қетимқи сөһбәтни һәр иккила тәрәп " сиясәт мәсилилири бойичә рәсми деалог" дәп атиди.

Тәйвән мәсилиси

Дүшәнбә күни башланған сөһбәт темиси терорчилиққа қарши туруш, район характирлик бихәтәрлик шундақла тәйвән боғузидики җидди вәзийәткә четилған. "Җоңго" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң әмәлдари полковник ту чимиң, икки тәрәпниң тәйвән боғузи вәзийитини музакирә қилғанлиқини ашкарилиған. Бейҗиң һөкүмити тәйвән мәсилисиниң хитай - америка мунасивитигә тосалғу яритиватқан муһим амиллиқини агаһландуруп, америкиниң тәйвәнни қорал - ярақ билән тәминләш сияситини тәнқид қилип кәлди. Америка тәйвән боғузи икки қирғиқиниң һәрбий күч җәһәттики тәңпуңлиқини сақлаш, тәйвән боғузидики муқимлиқни қоғдашқа пайдилиқ, дәп көрсәтмәктә. Чүнки бейҗиң һөкүмити тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса һәрбий һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландуруп кәлгән.

Уйғурлар мәсилиси

Терорчилиққа қарши туруш мәсилисидә қандақ конкерт мәсилиләр бойичә сөһбәт елип берилғанлиқини һәр иккила тәрәп елан қилмиди. Бу җәһәттә америка афғанистанда әсиргә елинған гуантанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини ашкарә җакарлиған. Гуантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни тәләп қилған бейҗиң һөкүмити, америкини терорчилиқ мәсилисидә қош өлчәм қоллиниш билән әйиплимәктә. Америка, гуәнтанамодики уйғурлар хитайларға қайтуруп берилсә тән җазасиға учрайдиғанлиқини шундақла өлүм җазаси билән җазалиниш иһтималлиқи еғирлиқини әскәртип кәлди.

Қорал-ярақ мәсилиси

Хитай - америка оттурисидики ихтилапларниң йәнә бири, шимали корийә ядро қораллар мәсилиси билән явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргоси һисаплиниду. явропа иттипақи 1989 - йили тйән әнминдики оқуғучилар һәрикити бастурулғандин кейин хитайға имбарго қойған . Америка хитайға қоюлған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишқа қарши чиқмақта. Вашингтон, хитайниң явропадин сетивалған қораллар билән тәйвәнгә һуҗум қилишидин әнсирәйдикән. Бирақ хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, америкиниң әндишисини " орунсиз " дәп көрсәтти. У, "имбаргони бикар қилиш 3 - бир дөләтниң мәнпәәтигә тәсир йәткүзмәйду шундақла зиянға учратмайду," дәп сөзлиди . Коң чүән , америкини өз ичигә алған 3 - бир дөләтниң бу мәсилигә тосқунлуқ қилмаслиқини үмид қилған

Бирақ хитай дөләт мудапиә министирлиқидики әмәлдарлар, имбарго мәсилисиниң хитай - америка һәрбий вәкилләр сөһбитидики музакирә темиси әмәс, дәп көрсәтмәктә. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, полковник ту чимиң сөһбәт темисиниң қорал - ярақ имбаргоси билән шимали корийә ядро қораллар мәсилисигә четилмиғанлиқини билдүргән. Икки тәрәп оттурисидики сөһбәт сәйшәнбә күни ахирлашти.

Тәйвән мәсилиси хитай –америка мунасивитидики муһим амил

Америка һәрбий вәкилләр өмикиниң башлиқи ричард лавлиз, шу күни хитай хәлқ азатлиқ армийисиниң муавин штаб башлиқи шйоң гуаңкәй билән сөһбәт елип барған. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ричард лавлиз америка " тәйвән мәсилисиниң тинч йоллар билән һәл болушини үмид қилиду," дәп көрсәткән. Шинхуа ахбарат агентлиқи шйоң гуаңкәйниң " тәйвән мәсилиси җоңгониң игилик һоқуқи вә зимин пүтүнликигә алақидар, җоңго хәлқиниң негизлик мәнпәәтигә мунасивәтлик принсипал мәсилә шундақла җоңго - америка мунасивитидики муһим амилларниң бири," дәп сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

Америка тинбч окян армийиси 7 - пилотиниң қомандани муавин адмирал җонатан грейнертниң билдүрүшичә, корийә йерим арилидики уруш хәвпий, тәйвән боғузиниң вәзийити шундақла хитай - японийә мунасвитиниң йириклишиши америка деңиз армийисини әндишигә селишқа башлиған. Полковник ту чимиң, икки тәрәп һәрбий вәкиллириниң өз- ара иссиқ линийилик телефон алақиси орнитиш, 2005 - йилдики һәрбий алмаштуруш пилани шундақла һәрбий бихәтәрлик мәсилилири бойичә музакирә елип барғанлиқини билдүргән. Хитай - америка һәрбий мунасвити 2001 - йили 4 - айда хитай уруш айрупилани билән америка развитка айрупиланиниң соқулуп кетиш вәқәсидин кейин оңушсизлиққа учрап, 2003 - йили әслигә келишкә башлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.