Җумһурийәтчи партийә президент намзатлириниң хитай һәққидики қарашлири
2007.06.22
Хитайниң иқтисадий вә һәрбий җәһәттин күнсири күчийиши, америка сиясий сәһнисиниң һәр икки қанитидики сиясәтчиләр вә вә мутәхәссисләрниң әң көп диққитини тартиватқан бир мәсилигә айланмақта. Шуңа 2008- йили америкида өткүзүлидиған президент сайлиминиң намзатлири, хитай-америка мунасивәтлирини алаһидә бир мәсилә сүптидә тилға елип, президент сайлими тәйярлиқ йеғинлирида хитайға қарита қандақ сиясәт елип баридиғанлиқиниң бишаритини бәрмәктә. Өткәнки программимизда демократчи партийә президент кандидатлириниң хитайға қаратқан сөзлири һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Әмди, җумһурийәтчи партийә президент намзатлириниң хитай һәққидики сөзлирини диққитиңларға сунимиз.
Нюйоркниң сабиқ шәһәр башлиқи руди җулияни
Нюйоркниң сабиқ шәһәр башлиқи руди җулияни, 2008- йили америкида өткүзүлидиған президент сайлиминиң әң күчлүк җумһурийәтчи партийә намзатлириниң бири һесаблиниду. У һазирғичә президент сайлимиға тәйярлиқ йеғинлирида қилған сөзидә, хитай һәққидә мәйданини очуқ ипадилимигән. Лекин 2007- йилиниң башлирида, н б с телевизийиси мухбири билән өткүзгән сөһбитидә, хеләри килинтонниң америкиниң хитайға болған қәрз пул еһтияҗини азайтиши керәклики тоғрисидики көз қарашлириға қошулмайдиғанлиқини билдүрүп, америка хитайға өз мәһсулатини сетишни көпәйтиш үчүн санаитини күчләндүрүши керәк, дегән иди.
Әмма у 2001- йили нюйорк шәһәр башлиқи вәзиписини өтәвәтқан мәзгилидә, тәйвән президенти чн шүйбйән билән учрашқан һәмдә тәйвәнни алаһидиликләргә игә бир дөләт дәп атиған иди.
Кеңәш палатасиниң нопузлуқ әзалиридин бири болған җон маккей
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң нопузлуқ әзалиридин бири болған җон маккей, америкиниң хитайға қарши қаттиқ позитсийә тутушини қоллайдиған җумһурийәтчи намзатларниң бири. Җон маккей 2005- йили бәргән бир баянатида, "америка хитайниң дуняда тәсир даирисини кеңәйтишигә диққәт қилиши керәк. Бу хитайниң дуняда нопузлуқ бир дөләт болуп оттуриға чиқишиға тосқунлуқ қилиш дегәнлик әмәс. Лекин биз америка миллий мәнпәәтлирини қоғдаш вә қиммәт қарашлирини илгири сүрүш үчүн шәрқий асиядики һәрбий мәвҗудийитимизни давамлаштуруп японийә вә башқа асия дөләтлири билән һәмкарлиқ вә иттипақдашлиқимизни техиму күчәйтишимиз керәк", дегән.
Башқа җумһурийәтчи партийә кандидатлири
2008- Йили өткүзүлидиған президент сайлимидики җумһурийәтчи намзатларниң йәнә бири болған том танкиридониң, хитайға қаратқан сиясий мәйдани ениқ болуп, у америка дөләт мәҗлисидә тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллайдиған сиясәтчиләрниң бири дәп тонулған. Том танкиридо, 2007- йилиниң башлирида америка дөләт мәҗлисигә америкиниң тәйвән билән дипломатийә мунасивитини қайтидин тиклиши тоғрисида қанун лайиһиси сунған киши. Том танкридо шундақла 2006- йили америка дөләт мәҗлисидә хитайниң диний гуруппиларни бастуруш сияситини әйибләш қарариниң қобул қилинишида һалқилиқ рол ойниған сиясәтчи һесаблиниду.
Майк һукаби, 2008- йили өткүзүлидиған президент сайлимидики, тәйвәнни қоллайдиған җумһурийәтчи партийә намзатлириниң бири һесаблиниду. У 2006- йили тәйвәнни зиярәт қилип тәйвән президенти чин шүйбйән билән учрашқан. Гәрчә у башқа намзатларға охшаш хитай һәққидә көп әндишә қилмисиму, лекин, хитайниң қаидә-қанунларға вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәкликини тәкитлимәктә.
2008- Йили өткүзүлидиған президент сайлимида өзини намзат көрсәткән җумһурийәтчи партийә намзатлири арисида хитайға қарши әң қаттиқ позитсийидә болуватқан дункан һунтәрдур. У, узундин бери америка дөләт мәҗлисидә хитайни әң қаттиқ тәнқид қилип келиватқан сиясәтчи дәп тонулған. Һәтта у америка дөләт мәҗлиси тәрипидин 2000- йили қобул қилинған, америка-хитай сода мунасивәтлири қануниғиму қарши чиққан. Һунтәр 2001- йили дөләт мәҗлисигә бир қанун лайиһиси сунуп, америка-хитай сода қанунини бикар қилиш тәклипини оттуриға қойған. Лекин униң тәклипи дөләт мәҗлисидә рәт қилинған иди.
Сам бравнбак дөләт мәҗлисидә хитайни қаттиқ тәнқид қилип келиватқан җумһурийәтчи президент намзатлириниң бири һесаблиниду. У фалунгуң тәриқитини очуқ-ашкара қоллап, бейҗиң һөкүмитиниң бу тәриқәткә қаратқан бастуруш сиястини қаттиқ тәнқид қилған. Сам бравнбак шундақла 2004- йили хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйибләп хитайға қарита тәдбир қолланмиғанлиқи үчүн әйни чағдики б д т кишилик һоқуқ комитетини қаттиқ әйиблигән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Албанийидики уйғурлардин абабәкри қасим америка- албанийә мунасивити вә косова мәсилиси үстидә тохталди
- Бушниң рабийә ханим билән көрүшкәнлик тәнтәниси бишкәктә
- Президенти җорҗ буш прага шәһиридә дуня демократийиси һәққидә муһим нутуқ сөзлиди
- Президент буш америкиниң дөләт әһвали һәққидә нутуқ сөзлиди
- Демократлар дөләт мәҗлиси авам палатасида көп санлиқни игилиди
- Америкида дөләт мәҗлиси сайлими
- Буш террор гумандарлириға мунасивәтлик қанун лайиһисигә қол қойди
- Президент буш шәрқий асия зияритини ахирлаштурди
- Америка президентиниң асия зияритидики муһим мәсилиләр
- Уйғур вә тибәтләр президент бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Буш террорчилиққа қарши уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди
- Президент буш, грузийиниң демократик қәдимигә юқири баһа бәрди