Рамисфелд хитайдики ниқапларни ечивәтмәкчи


2005.10.18
CHINA-US-DEFENSE-RUMSFEL-63.jpg
Хитай армийә герирали сав гуаңчүән бейҗиңда америка дөләт мудапиә министири рамсфелд әпәндини күтүвалди. AFP

Америкиниң дөләт мудапиә министири доналд рамисфелд әпәнди 10 - айниң 18 - күни хитайда 3 күнлүк зияритини башлиған. Бу рамисфелд әпәндиниң 2001 - йили буш һөкүмитиниң дөләт мудапиә министири болғандин кейин, мушу салаһийәт билән тунҗи қетим хитайни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.

"Америка бирләшмә агентлиқи" ниң хәвиридә, рамисфелд әпәнди хитайниң сиясий, иқтисадий вә һәрбий җәһәтләрниң һәммисидә тәрәққи қилип , учуқ - йоруқ җәмийәткә қарап илгирилишини үмид қилидғанлиқҗни билдүргән. Рамисфелд әпәнди мухбирларға хитайда немә мәсилиләрни оттуриға қойидиғанлиқини ашкарилимиған болсиму, әмма бейҗиң рәһбәрлириниң дуняда хитайға һечқандақ тәһдит болмиған әһвал астида, йәнә һәрбий хираҗәтни шу қәдәр тиз көпәйтилгәнликиниң сәвәблирини чүшәндүрүп беришини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Доклатлардики санлиқ мәлуматлар

"Америка авази" ниң хәвиридә баян қилинишичә, рамсфелд әпәнди бу йил 6 - айда мухбирларға "хитайниң һәрбий хамчоти наһайити тиз көпәйтилгәнлики бир қизиқ иш. Ким бу дөләткә тәһдит сапту, шу қәдәр көп хираҗәтни немигә ишлитиду, зади немә қилмақчи, башқа дөләтләр буни билишни халайду" дегән иди. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бу йил 7 - айда елан қилған доклатидиму "хитай һазир һәрбий хираҗитини өткән 5 йиллиқ санидин бирақла 3 һәссә ашуруп 90 милярд америка доллириға йәткүзди" дейилгән иди.

Рамсфелд әпәнди дүшәнбә күни "асия волд ситрит гезити" ға йезип бәргән обзорида "хитай рәһбәрлири техиму ечиветилгән, дәвр билән маслашқан, учуқ - йоруқ болған бир хил һөкүмәт системисини қобул қилиши керәк" дегән.

Асиядики һәрбий тәңпуңлуқни сақлаш

Б б с ниң хәвәр қилишичә, рамисфелд зиярити җәрянида корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш мәсилисниму тилға алиду. Рамсфелд әпәндиниң бу қетим бейҗиң шәһириниң шисән райониға җайлашқан бир мәхпи қоманданлиқ мәркизини зиярәт қилиш тәлипи хитай тәрипидин рәт қилинған болсиму, әмма хитай униң 2 - топчи қисим дәп атилидиған башқурилидиған бомба қошунлириниң қоманданлиқ шитабини зиярәт қилишиға мақул болған.

Хәвәрдә ейтилишичә, америкиниң юқири қатлам әмәлдарлири хитайниң һәрбий паалийәтлири учуқ - йоруқ болмайватқанлиқиға қарап , күнләрниң биридә америкиниң асиядики һәрбий базилири билән хитай оттурисида сүркилиш пәйда болуп, от ечилип кетидиған һадисә йүз бериши мумкин, дәп қаримақта. Шуңлашқа рамсфелд әпәнди бу қетим хитайда мәсилиләрни учуқ оттуриға қоюп, хитайдики ниқапларни ечиветишни, асиядики һәрбий тәңпуңлуқни сақлашни, өз ара чүшиниш һасил қилишни, дөләт мунасивитини яхшилашни илгири сүрүшни ойлайду.

Рамсфелд һәққидә

"Гогол хәвәрлири" дә елан қилинған мулаһизидә баян қилинишичә, 73 яшлиқ рамисфелд әпәнди буш һөкүмитиниң йәр шари характерлиқ терроризимға қарши туруш истратегийисиниң қәти һемайә қилғучиси вә йеңи консерватизим еқиминиң вәкиллиридин бири болған бүркүт миҗәзлик әрбаб. У адәттә зиярәттә чай ичип, ромка соқуштуруп йүрүш билән қанаәтлинидиған киши әмәс, бәлки у әмәлий мәсилиләрни һәл қилидиған киши. У буниңдин бурун америкиниң дөләт мудапиә миниситири болмаста, хитайға әйни вақиттики салаһийити билән нурғун қетим кәлгән, хитайни чүшинидиған киши. У дөләт мудапиә министири болғандин кейин, хитай тәрәп америкиниң һәрби базилирини зиярәт қилиш җәһәттә оттуриға қойған тәләпләрниң һәммисини қандурған. Әмди у хитайни зиярәт қилғанда, хитай униң мәркизи һәрбий комитетниң бейҗиңниң шаңсән теғидики мәхпи қоманданлиқ шитабини зиярәт қилиш тәлипини рәт қилған.

Бәзи учур вастилири буни "хитайниң рамсфелдқа көрсәткүдәк бир немиси йоқ болғанлиқтин болса керәк, болмиса қарши тәрәпкә өзиниң күчини көрситип қоюш яман иш әмәс иди" дәп тәһлил қилмақта.

Мақалида баян қилинишичә йәнә, рамсфелд әпәнди бу қетим хитайдики зияртидә мәсилиләрни конкерт оттуриға қоюп, хитайниң америкиға тутқан муамилисидики ниқапларни ечивитишкә тиришиду. Әмма пәрәз қилинишичә, бу җәһәттә бөсүш характерлиқ нәтиҗә һасил болиши натайин. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.