Хитай билән америка оттурисидики сода маҗраси барғансери күчәймәктә
2006.08.31
Wall Street Жорнилидики мақалида, йеқинқи бир нәччә айдин буян хитай һөкүмитиниң чәтәл ширкәтлириниң хитай ширкәтлири билән бирлишишигә қарита тәкшүрүшни алаһидә күчәйтип, чәтәл мәблиғиниң хитай банкилириға киришни тосайдиған бир йүрүш бәлгилимиләрни түзүп чиққан.
Хитайниң юқири қатламдики рәһбәрлири болса, хитайниң тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисидики нәччә йиллардин буян чәтәл мәблиғини әң көп қобул қилған дөләт болуш сүпити билән, чәтәл мәблиғиға қарита ишикни қәтий йепивалмайдиғанлиқини, әмма йеңи чиқирилған бу чәклимә бәлгилимиләрниң чоң һәҗимдики иқтисадий тәңпуңлуқниң еһтияҗи болуп, һәргизму мәлум чәтәл ширкәтлиригә қарши тәдбир әмәсликини тәкитлигән.
Чәтәл мәблиғини өзигә тартиш әмди хитайниң алдинқи вәзписи әмәс
Хәвәрдә мәлум болишичә, бу йеңи тәдбирләр хитайдики парчә сатқучи содигәрләрниң тәлипигә бинаән чиқирилған икән. Әгәр бу бәлгилимиләр әмәлийләштүрүлсә, хитайда тиҗарәт қиливатқан < вал-март> вә калифорға охшаш парчә сатқучи чәтәл ширкәтлири пайдисиз орунға чүшүп қалидикән. Америка карханилири шу сәвәбтин, хитайниң бу йеңи бәлгилимилириниң чәтәл ширкәтлириниң хитай базириға киришини техиму қийинлаштуридиғанлиқидин әндишә қилмақта. явропа "сандерберд сода иниститути" ниң бейҗиңда турушлуқ асия ишлиридики муавин мудири лин дүн "хитай һазир чәтәл ширкәтлиригә қаттиқ муамилә қилалайдиған мәзгилгә кәлди. Чүнки чәтәл мәблиғини өзигә тартиш әмди хитайниң алдинқи вәзписи әмәс" дәйду.
Нөвәттә америка сода вәкили сузан шваб бейҗиңда зиярәттә боливатқан болуп, у хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә бу мәсилиләрни оттуриға қойған һәмдә хитайниң чәтәл ширкәтлиригә қайтурған инкасиниң балдурлуқ қилидиғанлиқини билдүргән. Сузан йәнә, америка хитай сода мунасивәтлиридә тохтитилип, америкиниң сода гуруппилири гәрчә хитайда мәлум дәриҗидә пайдиға еришиватқан болсиму, лекин уларниң хитайда сода қилиши нурғун тосалғуларға дуч келиватқанлиқини ейтқан. Униң ейтишичә, хитай дунядики 3- чоң сода дөлити болуш сүпити билән әсли дуня содисида техиму чоң вә техиму актип рол ойниши керәк; тамоҗна беҗини илгирлигән һалда қисқартип сода тосалғулирини азайтиши вә өзиниң әмәлий һәрикити билән дуня содисидики чоң дөләт болуш орнини ипадилиши керәк.
Америка карханилириниң хитайда тиҗарәт қилиши омумийүзлүк қилип ейтқанда хушаллинарлиқ болмиған
Буниң билән бир вақитта, америка-хитай сода комитети чаршәнбә күни бир парчә доклат елан қилип, бу комитетқа тәвә карханилар үстидин елип барған бу йиллиқ тәкшүрүшигә асасән, америка карханилириниң хитайда тиҗарәт қилиши омумийүзлүк қилип ейтқанда хушаллинарлиқ болмиғанлиқини көрсәткән. Доклатта мәлум болишичә, хитайда тиҗарәт қиливатқан америка ширкәтлириниң 81% и пайдиға еришкән болсиму, лекин улар тиҗарәт рәсмийәтлирини тәстә беҗириш, әқлий мүлүк һоқуқи яхши қоғдалмаслиқ вә назарәт түзүмлири рушән болмаслиқ қатарлиқ түрлүк тосқунлуқларға дуч кәлгән.
Америка сода вәкили сузан шваб бу нөвәт хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә, гәрчә хитай билән америка оттурисида юқиридәк бир йүрүш сода ихтилаплири мәвҗут болсиму, лекин америкиниң бу мәсилиләрни хитай билән сөһбәт арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқини, хитайға зит тәдбирләрни қоллунушни әп көрмәйдиғанлиқини билдүргән. Сузан шваб сәйшәнбә күнидин башлап хитайда зиярәттә болуп, бейҗиңда өткүзүлгән йәр шари сода сөһбитигә қатнашти. У мухбирларниң зияритини қобул қилғанда, " мениң бу қетим хитайдики сәпиримниң мәқсити, хитайни дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдисидә турушқа үндәш. Ундақ болмиғанда, әң зиян тартидиғини хитай өзи болиду" дәп билдүргән. Нөвәттә америка хитай билән болған сода мунасивәтлиригә җиддий позитсийә тутмақта. 2005- Йили америкиниң хитай билән болған сода пассип баланиси 200 милярд америка доллириға йәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң хәлқара сода сөһбитидә илгири сүргүчилик рол ойнишини үмид қилди
- Капиталистик Wal-Mart җуңгода комунистлашти
- Хитайда, сахта дорилар техиму көп адәмләрни һаятидин айримақта
- Хитай тарим ойманлиқида нефит-тәбиий газ ечишта чәтәл ширкәтлиригә тунҗи қетим ишик ачти
- Хитайдики әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Хитайдики балиларниң ботулкилири, кийим-кечәк вә оюнчуқлириниң зәһәрлик икәнлики байқалди
- Хитайниң тәқлиди маллири германийә телевизорлрида
- Йемәкликтин зәһәрлиниш вәқәси 3 кишиниң җениға замин болди