Америка-хитай оттурисида тунҗи истратегийилик иқтисадий сөһбәт башланди
2006.12.14
Хитай билән америка оттурисида тунҗи истратегийилик иқтисадий сөһбәт 14 - дикабир күни бейҗиңдики бүйүк хәлқ сарийида башланди.

Хитай һазир америкиниң иккинчи орунда туридиған чоң сода шерики, әмма ...
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай һазир америкиниң сода шериклири ичидә, мекискидин ешип кетип, канададин қалса иккинчи орунда туридиған чоң сода шерики болуп қалди. Әмма һазир америка -хитай оттурисидики содида келип чиққан наһайити көп қизил рәқәм бар. Бундақ қизил рәқәм бултур 202 милярд америка доллириға йәткән иди. Бу йил 10 - айда бултурқидин 6.1% Ашқанлиқи мәлум болди. Тәхминлинишичә, бу йил бу қизил рәқәм 240 милярд америка доллириға йетиши мумкин.
Америкиниң малийә министири хенри павлсон әпәнди бу қетимқи истратегийилик сөһбәт башлиништин бурун, хитайниң пул сиясити мәсилиси, базарни хәлқараға техиму кәң ечивитиш мәсилиси, муһитни асраш мәсилиси қатарлиқ мәсилиләр үстидә хитай әмәлдарлири билән музакирә қилидиғанлиқини; бу иккки дөләт оттурисида наһайити көп қизил рәқәм турған әһвал астида содини қандақ қилип давамлиқ юқири өрлитишиниң йолини тепишни ойлаватқанлиқини баян қилған иди. Америкиниң сода вәкили шваб әпәнди болса 'хитай дуня сода тәшкилатиға киргәнликиниң бәш йиллиқини дағдуғилиқ тәбриклиди, әмма дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимилирини иҗра қилиши күткәндин начар' дәп көрсәткән иди.
Шинхуа агентлиқи сақлиниватқан мәсилини тилға елиштин өзини қачурди
Хитай тәрәпниң бу сөһбәттә оттуриға қойғанлири америка тәрәп көңүл бөлүватқан мәсилиләр әмәс. Шинхуа агентлиқи бу һәқтә пәқәт хитай билән америка оттурисида өткүзүлгән бу қетимқи истратегийилик сөһбәтниң икки дөләт оттурисида мәсилиләрни музакирә қилидиған әң юқири дәриҗилик шәкил икәнликини; икки дөләтниң иқтисадий ишлар буйичә әң алий дәриҗилик хадимлири учришидиған пурсәт икәнликини; рәис ху җинтав бултур 8 - айда җорҗи буш билән хитай - америка оттурисида истратегийилик сөһбәтни йолға қоюшқа келишкәнликини; буйил 9 - айда, муавин баш министир вуйи билән америка малийә миниситири павлсон бу сестиминиң ишқа чүшкәнликини җакарлиғанлиқини; бу қетим елип берилған тунҗи қетимлиқ истратегийилик иқтисадий сөһбәткә америкиниң ғәзинә рәиси, сода министиири, әмгәк миниситири, сәһийә министири, муһитини қоғдаш идарисиниң башлиқи вә америкиниң баш сода вәкили қатарлиқ мунасивәтлик юқири дәриҗилик әмәлдарлири кәлгәнликини баян қилғандин башқа, конкрет мәсилини тилға алмиди.
Хитайниң муавин баш миниситири вуйи қилмақчи болған ишлар тоғрилиқ вәдә бериш билән чәкләнгән
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә йәнә, хитайниң муавин баш миниситири вуйи бу қетимқи хитай - америка оттурисида елип берилған истратегийилик сөзлишиштә сөз қилип, буниңдин кейин базар игилики түзүмлирини толуқлашқа, әқилий мүлүк һоқуқини мәсулийәтчанлиқ билән қоғдашқа, пул --муамилә, йәр-земин, техника, әмгәк күчи қатарлиқ җәһәтләрдики ислаһатни чоңқурлаштурушқа вәдә бериш биләнла чәкләнгән. Әмма мәсилиләрни қандақ һәл қилиш яки қандақ ислаһат елип беришни тилға алмиған.
Бу қетимқи истратегийилик иқтисадий сөһбәт үч даиригә мәркәзләшти
Һиндистан PTI агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай билән америка оттурисида узун муддәтлик мәнпәәтләрни көзләп өткүзүлгән бу қетимқи истратегийилик иқтисадий сөһбәт үч даиригә, йәни зор миқдарлиқ сода баланс болмиған әһвал астида содини көпәйтип, иқтисадниң өсүшини қолға кәлтүрүш мәсилиси; базарни техиму кәң ечивитиш, мәбләғ риқабитигә йол қоюш мәсилиси; енергийә бихәтәрлики вә муһит мәсилисидин ибарәт үч даиригә мәзкәзләшти. Бу сөһбәттә қошумчә һалда йәнә, хитай пулиниң перивот қиммити һөкүмәт тәрипидин контрол қиливелинғанлиқ мәсилиси, әқлий мирас һоқуқи мәсилиси қатарлиқ мәсилиләр үстидиму музакирә болмақта.
Америкида баш көтүрүватқан сода мәнпәәтини қоғдиғучиларниң 27 түрлүк тәклипи һазир дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниватиду
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америка билән хитай отурисидики содида келип чиқиватқан қизил рәқәм йилдин -йилға көпийиватқан әһвал астида, америка дөләт мәҗлиси йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң 'хәлқ пули' ниң привот қиммитини мәқсәтлик һалда контрол қиливелиш, икиспортта намувапиқ баһа қоллиниш қатарлиқ вастилар арқилиқ америкиниң санаитини зиянға учритиватқанлиқини қаттиқ тәнқитләп кәлмәктә. Йеқинқи бир мәзгил ичидә америкида баш көтүрүватқан сода мәнпәәтини қоғдиғучилар сиясий сәһнигә чиқишқа башлиған иди. Һазир улар оттуриға қойған 27 түрлүк тәклип лайиһиси дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниватиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири бейҗиң зияритидә хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистимақчи
- Хитай билән америка оттурисидики сода маҗраси барғансери күчәймәктә
- Мутәхәссисләр: җоңго иқтисадиниң әмәлийити "қараңғу һаң"
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң сода мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
- Америка малийә министири хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндиди
- Хитайниң ташқи перивот җуғланмиси кимниң пули?
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси хәлқ пули қиммитини тәңшәшни тәләп қилди
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Америка хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш тоғрисидики бесимини күчәйтти