Америка вә хитай һөкүмәтлириниң тәйвәнгә тутқан позитсийисидә өзгириш көрүлди


2008.03.06

22 - Март өткүзүлидиған тәйвән президент сайлимида тәйвән һөкүмити йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға "тәйвән" намида әза болуп кириш омумий хәлқ рай синаш паалийити елип беришни пиланлиған иди. Гәрчә, америка вә хитай һөкүмәтлири әзәлдин тәйвәнниң шундақ бир қәдәмни елиши тәйвән боғузиниң вәзийитини җиддийләштүрүветиду дәп қарап, бу хил интилишкә қарши һәр хил агаһландурушларни берип келиватқан болсиму, тәйвәнниң һазирқи президенти чен шүйбйән өзиниң бу ирадисидин қәтий янмайдиғанлиқини ипадиләп, бу нөвәтлик тәйвән президент сайлими елип берилидиған күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп кириш омумий хәлқ райи синаш паалийитиниму қошуп тәң елип бериш қарарини алған иди.

Вен җиябав": тәйвәнниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаттиқ қарши туримиз"

Хитай һөкүмитиму йәнә бу нөвәт бейҗиңда ечиливатқан икки қурултийида тәйвәнниң мустәқил болуш ирадисигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән вә 5 - март бейҗиңда ечилған хитай хәлқ қурултийи мәмликәтлик омумий йиғинида, хитай баш министири вен җиябав һөкүмәт хизмитидин бәргән доклатида тәйвән мәсилисини тилға алған вә ениқ қилип тәйвәнниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә қаттиқ қарши туридиғанлиқини билдүргән.

Һалбуки, илгири тәйвәндә президентлиқ сайлими вә башқа шәкилдә һәрхил сайламлар елип берилғанда хитай тәйвәнгә һәрбий бесим ишлитип кәлгән болсиму, әмма бу нөвәт тәйвәндә елип берилидиған президент сайлими вә омумий хәлқ райи синаш паалийитигә қарши вен җиябав вә ху җинтавларниң доклатлиридики агаһландурушлардин башқа, хитай тәрәптә әскирий бесим ишлитидиған бирәр шәпә сезилмигән болуп, әксичә хитайниң тәйвән ишлири ишханиси алдинқи һәптә һазир хитай чоң қуруқлуқида яшайдиған 1 милйондин артуқ тәйвән пуқрасиниң һаятини қандақ асанлаштуруш тоғрисида бир қатар чариләрни елан қилған.

Илшат әпәнди:"тәйвән хәлқи мустәқилчиләрни һакимийәт бешиға чиқирип өз ирадисини ипадилиди"

Хитайниң илгири тәйвәнгә қарита йүргүзгән һәрбий бесим ишлитиш һәрикитиниң әкс тәсир көрсәткәнликини билдүргән сиясий көзәтчи илшат әпәнди, хитай бесим ишләткәнсери, тәйвән хәлқи әксичә мустәқилчиләрни тәйвәнниң һакимийәт бешиға чиқирип өз ирадисини билдүрди, деди.

У йәнә, хитайниң бу нөвәт тәйвәнгә қаратқан позитсийисини туюқсиз өзгәртишидики сәвәбниң хитайниң илгири йүргүзгән бесим ишлитиш сиясити карға кәлмигәндин кейин, бу нөвәтлик сайламда тәйвән мустәқилчилириниң йәнә һакимийәт бешиға чиқип қелишиниң алдини елиш үчүн, мустәқиллиқни анчә халап кәлмәйдиған гоминдаңчилар партийисиниң сайлинишни халайдиғанлиқидин болған болуши мумкинликини көрсәтти.

Кандилиза райс тәйвән мәсилисидики мәйданини сәл өзгәрткән

Хитайниң "бир җуңго" сияситини қоллайдиғанлиқини билдүрүп келиватқан америка һөкүмитиму тәйвәндә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға кириш үчүн елип берилидиған омумий хәлқ райи синаш һәрикитини америкиниң дөләт мәнпәәтигә мухалип дәп қарап, мәйли аммиви сорунларда вә мәйли тәйвән рәһбәрлири билән айрим учрашқанда болсун, өзиниң бу хил һәрикәткә қарши мәйданини ипадиләп кәлгән иди.

Һалбуки, йеқиндин бери бу хил әһвалда муәййән өзгириш көрүлүшкә башлиған болуп, вашингтон почтиси гезитидә көрситилишичә, илгири тәйвәндә омум хәлқ райи синаш паалийити елип беришни бир "хәтәрлик пикир" дегән америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханимму өзиниң тәйвән мәсилисидики мәйданини сәл өзгәрткән.

У йеқинда, хитай ташқи ишлар министири яң җейчи билән көрүшкәндә, тәйвәнниң бир демократик пүтүн гәвдә икәнликини һәмдә тәйвәндә елип берилиш пиланланған омум хәлқ райи синаш һәрикити өткүзүш ‏ - өткүзмәсликниң тәйвән рәһбәрлири өзи қарар чиқирип бәлгиләйдиған мәсилә икәнликини билдүргән.

Америка авам палатаси қарарни мақуллап тәйвән президент сайлимини қоллайдиғанлиқини билдүрди

Гәрчә,бу нөвәт америка һөкүмити тәйвәнниң омум хәлқ райи синаш паалийитигә қарита өз мәйданини қайта ипадилимигән болсиму, лекин бүгүн 6 - март күни америка авам палатаси 1гә қарши 409 аваз билән 278 - номурлуқ бир қарар мақуллап, тәйвәндә 22 - март елип берилидиған президент сайлимини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Қарар лайиһисидә америка һөкүмити тәйвәнниң демократийиси вә бихәтәрлики һәққидә бәргән вәдисини қайтидин тәкитләйдиғанлиқини билдүргән вә хәлқара җәмийәттин тәйвәнниң бу нөвәтлик сайлимини көзитишкә көзәтчиләрни әвәтишни тәләп қилған.

" Тәйвән америкиниң әң қәтий, демократик иттипақдашлириниң бири"

Бу қарарда америка һөкүмитиниң тәйвәнниң бу нөвәт елип баридиған сайлимини қоллайдиғанлиқи оттуриға қоюлупла қалмай,бәлки йәнә тәйвәнниң америка һөкүмитиниң асия - тинч окян райондики әң қәтий демократик иттипақдашлириниң бири икәнликини, шундақтиму тәйвән демократийисиниң изчил һалда хитайниң һәрбий тәһдит селишиға учрап кәлгәнликини шуңа америка дөләт мәҗлиси вә америка һөкүмитиниң чоқум тәйвәнгә бәргән вәдилирини қайта тәкитлиши лазимлиқи оттуриға қоюлған.

Хитай һөкүмити бу қарар лайиһисини әйиблиди

Мәзкур қарар елан қилинғандин кейин, тәйвән һөкүмити миннәтдарлиқини билдүргән болса, хитай һөкүмити бу қарар лайиһисини қаттиқ әйиблиди.

Хитай таш ишлар министирлики баянатчиси чиң гаң баянат елан қилди вә " америка тәйвән боғузиниң нөвәттики вәзийитиниң мурәккәп вә сәзгүрлүкини һәмдә тәйвән мустәқилчилириниң маһийитини ениқ тонуп йетип, мәзкур қарарниң сәлбий тәсирини азайтишқа чарә қилип " тәйвән мустәқилчилири " гә һәр қандақ шәкилдики хата сигнал берип қоюшни тохтитиши керәк" деди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.