Америка - японийә башқурулидиған бомба мудапиә сестимиси тәтқиқат сепигә һазир австралийә қетилди
2007.05.22
Австралийә 2003 - йили 12 - айда америка - японийә башқурулидиған бомба мудапиә сестимисиға қатнишишни халайдиғанлиқини җакарлиған иди. Шуниңдин кейин, буйил 3 - айда японийә билән бихәтәрлик келишими имзалиди. японийидә чиқидиған асахи шинбон' гезитиниң 5 - айниң 22 - күни баян қилишичә, австралийә һазир японийә вә америка билән бирликтә асия -тинч окян райониниң бихәтәрлики җәһәттә һәмкарлишип иш биҗиришкә башлиған.
Буниңдин кейин бу дөләтләр асия - тинч окян райониға даир бихәтәрлик сестимиси буйичә санлиқ учурлардин тәң пайдилиниду вә буниңға даир хизмәтләрни тәң биҗириду. Америка - японийә бихәтәрлик келишимигә асасланғанда, бу икки дөләтниң башқурулидиған бомбиға қарши ортақ мудапиә сестимиси 2015 - йилидин бурун тамамлиниши керәк.
японийә билән башқа дөләтләр оттурисидики бихәтәрлик һәмкарлиқиниң сәзгүр ноқтиси тәйвән
5 - Айниң бешида, америкидики монтелйр хәлқаралиқ мәсилиләр тәтқиқат орни тәрипидин елан қилинған мулаһизидә "японийә америка вә башқа асия дөләтлири билән бихәтәрлик җәһәттә һәмкарлишип, хитайниң күндин -күнгә ешиватқан һәрбий күчигә тақабил турушни халайду, әмма хитай японийә билән америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш сестимиси қурушиға қарши туруп кәлмәктә. Чүнки хитай бу сестима арқилиқ өзиниң асиядики ибрәтләндүрүш күчи' ниң аҗизлап кетишидин әнсирәйду" дәп баян қилинған иди.
'Вашингтон көзәткүчиси' һәптилик гезиитидиму "хитай деңиз буйидики районларда тәйвәнгә қарита миңдин артуқ башқурулидиған бомба орунлаштуруп болди. Хитайниң бу башқурулидиған бомбилири нишанлаватқан районлар японийиниң җәнубидики аралларниму өз ичигә алиду. Шуңлашқа тәйвән өзини америка - японийә бихәтәрлик келишиминиң 'күнлүки' астида дәп һес қилиду" дәп баян қилған иди.
Америкидики велсун тәтқиқат мәркизи елан қилған мулаһизидә болса " тәйвәнниң америка-японийә бихәтәрлик келишимидики орни мәсилисидин ибарәт бундақ интайин сәзгүр мәсилини америка техичә тилға алғини йоқ. японийиниң шинзо абе һөкүмитиму, йеқинда тәйвән мәсилисидин өзини чәткә тартиш арқилиқ хитай билән болған дөләт мунасивитини яхшилиди. Әмма хитай һазирға қәдәр тәйвәнниң америка-японийә бихәтәрлик келишиминиң радар сестимиси даириси ичидә туруватқанлиқидин қаттиқ биарам болмақта" дәп баян қилған иди.
Америкиниң японийидики һуҗум вә мудапиә сестимиси
Хәвәр архиплириға қариғанда, японийиниң окинава араллирида һазир америкиниң пак - 3 бәлгилик, йәни йәр йүзидин һава бошлуқиға етилип чиқип келиватқан башқурулидиған бомбиларни тосувалидиған илғар вәтәнпәр үч бәлгилик мудапиә сестимиси бар.
Буниңдин башқа йәнә, америка деңиз армийисиниң см - 3 бәлгилик һуҗум сестимиси, йәни деңиздин һава бошлуқидики яки йәр йүзидики нишанларни пачақлайдиған өлчәмлик үчинчи әвлат башқурулидиған бомба сестимиси бар.
Бирләшмә агентлиқиниң токйодин хәвәр қилишичә, һазир австралийә қатнашқан америка-японийә башқурулидиған бомба мудапиә сестимиси үстидики тәтқиқат америкиниң мушу мудапиә сестимисини тәрәққи қилдуруп орунлаштурушни мәқсәт қилиду.
Синтаро ишихара әпәндиниң ейтишичә, японийә һазирла ядро қораллириға игә болуши лазим
5 - Айниң 21 - күни, америка-японийә башқурулидиған бомба мудапиә сестимиси тәтқиқат сепигә австралийә қетилиштин бир күн бурун, токйониң шәһәр башлиқи синтаро ишихара әпәнди америкиниң нюйорк шәһиридә нутуқ сөзлигәндә, хитайниң иқтисадий вәзийити вә америка - японийә бихәтәрлик келишими тоғрисида тохтилип "хитайниң иқтисадий күчи келәр йили ечилидиған олимпик мусабиқисиғичила бәрдашлиқ берәләйду, әгәр шуниңдин кейин хитайниң иқтисадида мәсилә чиқса, хитайда җәмийәт қалаймиқанлишиду, у чағда хитайниң мустәбит һөкүмити үчүн тәйвәнгә яки сәнкаку араллириға һуҗум қилиштин өзгә йол қалмайду.
Әгәр японийиниң санкаку араллири хитайниң һәрбий тәвәккүлчиликигә дуч кәлсә, японийә өзини қоғдашқа мәҗбур болиду. Һазир көзимизгә көрүнүп туридуки, урушниң бир тәрипидә 70 милйон хәлқни қирип ташлиған мавзедуңни дөләт атиси дәп чоқунидиған коммунист һакимийити турса, урушниң йәнә бир тәрипидә, ирақта үч миң адими чиқим болса уруштин тәвриниватқан америка туриду. Бундақ әһвал астида, японийә чуқум һазирла ядро қораллириға игә болуши лазим" дәп тәкитлигән иди.(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Америка кеңәш палатасиниң 100 дин артуқ әзаси хитайни судан кризисидә җиддий һәрикәт қилишқа қистиди
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Хитай - америка юқири дәриҗиликләр истратегийилик сөһбити вашингтонда өткүзүлиду
- Хитай билән америка юқири дәриҗиликләр сөһбити өткүзди
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
- Канада америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиға қатнашмайдикән