Балиларға диний тәрбийә бәргән аминихан сақчилар тәрипидин қолға елинди
2005.08.17

Ақсуниң шаяр наһийисидә балиларға қуран оқутқанлиқи үчүн сақчилар тәрипидин қолға елинған аминә ханим бу йил 56 яшта болуп, у мәзкур җайдики бир қисим ата - аниларниң тәлипи бойичә 37 нәпәр оқуғучини өз өйигә йиғип, уларға қуран оқутуп, ислам дини һәққидә дәрс бәргән икән.
юқири бәдәл
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә аминә ханимдин дәрс алған оқуғучиларниң көп сандикиси 7 яштин 18 яшқичә болған яш өсмүр балилар болсиму, сақчилар аминә ханимниң өйигә бастуруп киргәндә, аминә ханимни қолға елиш билән бир вақитта, дәрс аңлаватқан балиларниму нәқ мәйданда тәң тутуп кәткән. Вәқә йүз бәргәндин кейин, бир қисим балиларниң ата-анилири тәләпләр бойичә 7000 дин 10000 йүвәнгичә җәриманә төләп балилирини қутқузуп чиққан.
Бир биригә зит җаваблар
Франсийә агентлиқиниң 15 - авғуст күни бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай сақчи даирилири аминә ханим вә униң оқуғучилирини тутқанлиқини етрап қилған. Лекин уларни немә үчүн тутуп кәткәнлики һәққидә мәлумат беришни рәт қилған.
Биз мәзкур вәқә һәққидә техиму ениқ мәлуматларға еришиш үчүн, аминә ханим турушлуқ шаяр наһийисиниң тойболди кәнти сақчи понкитиға телефон қилдуқ. Телефонни алған мәзкур сақчи понкитиниң хитай сақчи башлиқи "бу иштин мениң хәвирим бар, лекин тәпсили әһвални билмәкчи болсиңиз, уйғур сақчи башлиқимизға телефон қилиң, чүнки мән пәқәт хәнзуларниң ишиғила мәсул, уйғурларниң ишиға уйғур башлиқ мәсул " дәп җаваб бәрди.
Биз хитай башлиқ дәп бәргән қол телефон номури арқилиқ мәзкур сақчи понкитиниң уйғур башлиқи билән көрүштуқ. Лекин у, әркин асия радиосидин кәлгән телефон икәнлигини билгәндин кейин, "кәчүрүң, бундақ әһвал йоқ ! " дәп йүз бәргән вәқәни етирап қилишни халимиди.
Шаяр наһийиси той болди кәнтиниң уйғур сақи башлиқи мәзкур вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилғини билән, радиомизниң хитай бөлүми мухбириниң зияритини қобул қилған шаяр наһийилик сақчи идарисида дижорнилик қиливатқан бир сақчи әмәлдари бу һәқтә тәпсили мәлумат беришни халимиған болсиму, аминә ханимниң һәқиқәтән сақчилар тәрипидин қолға елинғанлиқини етирап қилған.
Балиларниң оқутқучилириму четилиши мумкин
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди хитай сақчилириниң аминә ханимни вә униң 37 нәпәр оқуғучисини нәқ мәйдандила бирликтә тутуп кәткәлики сөзләп келип, өзиниң аминә ханимдин вә униң оқуғучилиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини, буниң аминихан вә тутулған балилар биләнла әмәс, бәлки шу балиларниң мәктәплиридики синип мудирлириғиму четилиши мумкинликини ейтти..
Дилшат решит әпәнди сөзидә йәнә, дөләт контроллиқи сиртидики пүтүн диний паалийәтләрни чәклигән хитай һөкүмитиниң, терроризмға қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң диний әркинкликини боғиватқанлиқини тәкитләп, хитайниң шәрқий түркистанда қанунсиз диний һәрикәт дегәнни баһанә қилип, өзлири чиқарған қанунға өзи хилаплиқ қиливатқанлиқини ейтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бир уйғур аялни қанунсиз диний тәлим бәргән дегән җинайәт билән қолға алди
- Аялини қоғдаш үчүн йеза кадирини өлтүргән яш, диний әсәбийлик билән әйибләнгән
- Мәһбус абдуреһимҗан қәшқәрдики түрмигә йөткәлди
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған
- Рабийә қадирға мунасивәтлик кишиләр хитай сақчилириниң тәһдидигә учримақта