Хитай дунядики өлүм җазасини әң көп иҗра қилидиған дөләт


2005.04.05

" Хәлқара кәчүрүм тәшкилати" ниң доклатида көрситилишичә, 2004 - йили дунядики 25 дөләттә аз дегәндә җәмий 3797 адәмгә өлүм җазаси иҗра қилинған болуп, буниң ичидә хитайда өлүм җазаси иҗра қилинғанларниң санила 3400 гә йетидикән. Бу дегәнлик, дуняда 10 адәмгә өлүм җазаси иҗра қилинса, униң тоққузи хитайда дегәнликтур.

Доклатта ейтилишичә, өткән йили өлүм җазаси иҗра қилинғанларниң сани 25 йилдин буянқи әң юқири чәккә йеқинлашқан.

Әмәлийәттики сан буниңдинму көп болуши мумкин

Хитайда һәқиқий өлүм җазаси иҗра қилинғанларниң сани наһайитиму көп болиши мумкин.

" Хәлқара кәчүрүм тәшкилати" ниң лондондики асия ишлириға мәсул әмәлдари бән кардерс өткән йили хитайда елан қилинған өлүм җазасиға иҗра қилинғучиларниң көп болушиниң сәвәбини чүшәндүрүп мундақ деди:

- Биз елан қилған өлүм җазаси иҗра қилинғучилар саниниң көп болушидики сәвәб, асаслиқи биз уларниң санини игиләш вастимизни өзгәрттуқ. Бу йил биз хитай тилидики тор бетидин пайдилинип, хитай һөкүмити тор бәтлиридә өткән йили елан қилинған өлүм җазаси иҗра қилинғучилар санини һесаблап чиқтуқ. Илгири биз гезитләрдә елан қилинған өлүм җазаси иҗра қилинғанлар санинила топлайтуқ. Шуңа, бу қетим бизниң игилигән санлиқ мәлуматлиримиз өткәнки йилларниңкидин көп чиқти. Бирақ, кишиләр хитайда әмәлийәттә өлүм җазаси иҗра қилинғанлар саниниң буниңдин хелила көп икәнликигә ишиниду. Өткән йили хитайниң бир хәлқ қурултийи әзаси хитайда йилиға он миң кишигә өлүм иҗра қилиниватқанлиқини билдүргән. Буниңдин сирт, чиңдав шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бу йилниң башлири елан қилған бир хәвиридә, өткән йили мәзкур сотниңла 57 адәмгә өлүм җазаси иҗра қилғанлиқини билдүргән. Һалбуки чиңдав оттура соти, хитайда өлүм җазаси иҗра қилиш һоқуқи бар 600 сотниң бири. Шуңа, хитайда һәқиқий өлүм җазаси иҗра қилинғанларниң сани наһайитиму көп болиши мумкин.

Хитайда өлүм җазаси берилидиған җинайи қилмишларниң түри көп

Бән кардерс әпәнди йәнә, хитайниң қанунида өлүм җазаси беришкә болидиған җинайи қилмишларниң түриниң көплүки, сотниң адил болмаслиқи қатарлиқларниң хитайда өлүм җазасиниң көп қоллинилишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Хитайда һәтта чириклик, хиянәтчилик қатарлиқ зоравансиз җинайәтләрни садир қилғанларғиму өлүм җазаси берилиду. Өлүм җазаси беришкә болидиған бундақ җинайәтләрдин хитайда 67 си бар. Буниңдин сирт, хитайниң әдилийә системиси ишәнчилик әмәс. Техи бүгүнки бир хәвәрдә, хубейда бир кишиниң 1994 - йили аялини өлтүрүш җинайити билән өлүм җазасиға һөкүм қилинип, кийин бәхтигә яриша, кесими 15 йиллиқ қамақ җазасиға өзгәртилгәнлики, бирақ йеқинда аялиниң қайта пәйда болуп қалғанлиқи елан қилинди. Бу киши қийин- қистаққа елинған әһвалда қилмиған "җинайити" ни иқрар қилған вә буниң билән өлүм җазасиға һөкүм қилинған икән. Бу пәқәт аддийла бир мисал. Биз бундақ мисаллардин нурғун- нурғунлирини аңлидуқ.

Өткән йилиниң ахири биз уйғур елидә төт кишиниң үч һәптә ичидә " дөләтни парчилашқа урунуш" дегән җинайәт билән әйиблинип, өлүм җазасиға учриғанлиқидин хәвәр таптуқ.

Уйғурлар сиясий вә диний сәвәбләрдин өлүм җазасиға учраватиду

" Хәлқара кәчүрүм тәшкилати", хитай һөкүмитиниң уйғурларға сиясий вә диний сәвәбләрдин өлүм җазаси бериватқанлиқидин әндишә қилип, бу мәсилә һәққидә хәлқара җәмийәтниң диққитини тартишқа тиришиватқан кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң бири иди. Бән кардерс әпәнди, бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

"Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң сиясий вә диний сәвәбләрдин өлүм җазасиға учраватқанлиқидин әндишә қилип келиватиду. Өткән йилиниң ахири биз уйғур елидә төт кишиниң үч һәптә ичидә " дөләтни парчилашқа урунуш" дегән җинайәт билән әйиблинип, өлүм җазасиға учриғанлиқидин хәвәр таптуқ. Әмма хитай һөкүмити бу уйғурларни әйипләштә ишләткән " испат" ларни әзәлдин ашкарилап бақмиған. Шуңа биз хитай даирилириниң сотниң адиллиқиға капаләт қилалмайватқанлиқидин қаттиқ әндишә қилимиз.

Хитай һөкүмити техи үнүмлүк тәдбир қолланмиди

Хитай һөкүмити илгири өлүм җазасиниң ишлитилишини қаттиқ чәкләйдиғанлиқини билдүргән. Хитайниң баш министири вен җябавму өткән айда хитай һөкүмитиниң әдилийә системисини ислаһ қилип, өлүм җазасини адил вә еһтиятчанлиқ билән ишлитишкә капаләтлик қилиш үчүн тиришиватқанлиқини билдүргән иди.

" Хәлқара кәчүрүм тәшкилати" ниң хадими бән кардерсниң көрситишичә, нөвәттә хитайдики нурғун қанун мутәхәссислири барлиқ өлүм җазалирини хитайниң алий сот мәһкимиси қайта көздин кәчүрүп тәстиқлаш түзүмини йолға қоюшни музакирә қиливатқан икән. Хитайда 90٪ өлүм җазалири өлкилик сот мәһкимилири тәрипидин тәстиқлиниватқан болуп, һәр қайси сотларниң өлүм җазасиға һөкүм қилиш өлчәмлири бир- биригә пүтүнләй охшап кәтмәйдикән. Шуңа хитай мутәхәссислири өлүм җазалирини алий сот мәһкимиси бир туташ тәстиқлиғанда, өлүм җазаси иҗра қилинғанлар саниниң һазирқиға қариғанда ٪ 30 кемийиши мумкинликини оттуриға қоймақта икән.

Униң билдүрүшичә, хитай мутәхәссислириниң юқириқи қияси әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң аз дегәндәк٪ 30 кишигә өлүм җазасини артуқ қолланғанлиқини етирап қилғанлиқдин дерәк беридикән. Бирақ униң ейтишичә, хитай һөкүмити буни тохтитиш үчүн һазирғичә бирәр тәдбир алмиған. Хитай алий сот мәһкимиси барлиқ өлүм җазалирини тәстиқлаш ислаһатини елип барған тәғдирдиму, бу хитайдики қийин- қистаққа елиш мәсилиси, җинайәт гумандарлириниң қанун вакаләтчилиригә улишалмаслиқ мәсилиси вә өлүм җазаси берилидиған җинайәт түрлириниң көплүки қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилалмайдикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.