Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси кадана даирилирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
2005.09.07
Ху җинтавниң канададики зиярити башлинишниң һарписида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүми мәсуллири канада баш министири паул мартинға хәт йоллап, униңдин ху җинтав билән көрүшкәндә хитайдики вә уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилилирини муһим мәсилиләр қатарида оттуриға қоюшини тәләп қилди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәзкур хетидә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида тохтилип, уйғур аптонум райони даирилириниң "үч хил күч" кә зәрбә беришни баһанә қилип, уйғурларни техиму қаттиқ бастуриватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталған.
©
2005 Radio Free Asia