Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур сиясий мәһбуслири һәққидә доклат һазирлимақчи

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң лондонда турушлуқ даимий баш катиплиқи, уйғур сиясий мәһбуслири һәққидә йеңи бир доклат елан қилиш үчүн тәйярлиқ көрмәктә. Улар узун йиллардин буян игилигән мәлуматлири билән йеңидин қолға чүшүргән материяллирини қайта рәтләш паалийитини башлиған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу хизмитини дуня уйғур қурултийи билән бирликтә елип бериш үчүн, мәзкур тәшкилатниң өзлиригә ярдәм беришини сориған болуп, бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди билән сөһбәтләшти.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org