Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур сиясий мәһбуслири һәққидә доклат һазирлимақчи
2006.02.08
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң лондонда турушлуқ даимий баш катиплиқи, уйғур сиясий мәһбуслири һәққидә йеңи бир доклат елан қилиш үчүн тәйярлиқ көрмәктә. Улар узун йиллардин буян игилигән мәлуматлири билән йеңидин қолға чүшүргән материяллирини қайта рәтләш паалийитини башлиған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу хизмитини дуня уйғур қурултийи билән бирликтә елип бериш үчүн, мәзкур тәшкилатниң өзлиригә ярдәм беришини сориған болуп, бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди билән сөһбәтләшти.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- 12 - Декабир оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқи
- Б д т ниң түрмидики қийнаш әһвалини тәкшүридиған алаһидә вәкили хитайға барди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири ху җинтавниң америка зиярити җәрянида намайиш уюштурмақчи
- Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Д у қ панаһлиқ тилигән уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн һәрикәт башлиди