Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә очуқ хәт елан қилди


2006.04.18

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йеқинда очуқ хәт елан қилип америка президенти җоҗ буштин 20 ‏- април күни хитай президенти ху җинтав билән көрүшкинидә хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини җиддий оттуриға қоюши керәкликини тәләп қилди. Мәзкур очуқ хәттә,хитай һөкүмитиниң 2001 ‏- йили дуня олимпик йиғинини хитайда ечиш һоқуқиға еришиш үчүн кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилаш һәққидә нурғун вәдиләрни қилғанлиқи лекин, йиллардин буян хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити яхшилиниш биряқта турсун, әксичә барғансери начарлишиватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкида турушлуқ баш иш беҗиргүчиси доктор вилйәм еф шалз виллиам ф счулз бу һәқтә қилған сөзидә" президент буш чоқум бу қетимқи пурсәтни чиң тутуп, хитай һөкүмитиниң әйни чағда бәргән вәдилиригә асаслинип, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашта,хитай дөләт рәиси ху җинтавға бесим ишлитиши керәк " дәп тәкитләп " әгәр у бундақ қилмайдикән, ундақта хитай һөкүмитигә америка бизниң пуқраларға тутқан позитсийимизни йоллуқ дәп қарайду ' дегәндәк хата сигнал берип қоюшимиз мумкин " дәп көрсәтти.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу қетим елан қилған очуқ хетидә көрситилишичә, хитай һөкүмити 2001 ‏- йили " олимпик йиғининиң хитайда ечилиши хитай җәмийитиниң илгирилиши, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиши вә хитайдики кишилик һоқуқниң илгирилишигә бәкму пайдилиқ" дәп туруп 2008 ‏- йили өткүзүлидиған хәлқара олимпик йиғининиң хитайда ечилиш һоқоқуқиға игә болған. Лекин хитай һөкүмити өз мәқситигә йәткәндин кейинла кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа һечбир әһмийәт бәрмигән. Йеқинқи йиллардин буян, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити күндин ‏- күнгә еғир дәриҗидә начарлашқан.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин йезилған мәзкур очуқ хәтниң апторлириниң бири, радиомизниң зияритини қобул қилған сузин ханим мәзкур хәттә оттуриға қоюлған тәләпләр һәққидә тохтилип мундақ деди :

"Бизниң үмид қилидиғинимиз,хитайниң әмгәк билән тәрбийиләш түзүми бикар қилиниши керәк, чүнки һазир хитайда 250 миң адәм һечқандақ қануний рәсмийәтсизла қамап қоюлған ; биз йәнә 1989 ‏- йили йүз бәргән тйәнәнмин вәқәси һәққидә мәхсус айрим тәкшүрүш елип берилишини тәләп қилимиз шундақла мустәқил кишилик һоқуқ тәшкилати вә хәлқ ичидики тәшкилатларниң хитайға берип хитайдики кишилик һоқуққа аит дилолар һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип беришини тәләп қилимиз ; ахирида йәнә хитай һөкүмитини пуқраларниң диний әркинликигә йол қоюшини мураҗиәт қилимиз "

Дуня уйғур қурултейиниң иҗраий комитетиниң рәиси алим сийитоф әпәнди мәзкур қурултайниң хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң очуқ хәт язғанлиқини қәтий қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң иҗраий комитетиниң рәиси алим сийтоф әпәнди өзиниң йеқинда мәзкур қурултайға вакалитән америка президенти җоҗ бушқа уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә очуқ хәт язғанлиқини һәмдә америкида йүз бәргән 11 ‏- сентәбир вәқәсидин кейин уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилисиниң илгирикидин техиму бәк начарлишип кәткәнликини тәкитләп өтти. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.