Уйғур мусапирлириниң хитайға өткүзүп берилиш хәвпи хәлқара кәчүрүм тәшкилатини һәрикәткә кәлтүрди


2006.04.27

Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни елан қилған қазақистан даирилири тәрипидин тутуп туруливатқан вә хитайға қайтурулуш кумкинчилики болған йүсүп қадир тохти вә абдуқадир сидиқлар һәққидики баянатида, бу кишиләр хитайға қайтурулса тән җазаси яки яман муамилигә учраш, әгәр аталмиш "җинайити еғир," дәп қаралса өлүм җазасиға һөкүм қилиниш қатарлиқ кишилик һоқуқи еғир зиянкәшликкә учраш хәвпи мәвҗут, дәп агаһландурди.

Хитайға қайтурулушниң хәвпи

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әскәртишичә, улар хитай һөкүмитиниң қазақистандин бу икки уйғурни өткүзүвелишни тәләп қиливатқанлиқи тоғрисидики учурларға еришкән.

Баянатта, "қазақистан даирилириниң йүсүп қадир тохти вә абдуқадир сидиқларни хитайға мәҗбури қайтуруветишидин әндишә қилмақтимиз вә улар хитайда тән җазаси яки өлүм җазасиға һөкүм қилиниш хәвпигә дуч келиши мумкин," дәп тәкитлгән хәлқара кәчүрүм тәшкилати," қазақистан даирилириниң бу кишиләрни мәҗбури қайтурувәтмәслики, уларниң аилә тавабати билән көрүшүш вә адвукат тутушиға йол қоюшини чақиримиз," дәйду.

Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси мекий спейгил, бу икки уйғурниң хитайға қайтурулғандин кейин кишилик һоқуқи зиянәкәшликкә учраш хәвпи әндишә яритиватқанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида терроризимға қарши туруш вә аталмиш "үч хил күчләр" гә зәрбә беришни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилмақта.

Мекий спейгил "қазақистан һөкүмити мусапирларниң тән җазасиға учраш, өлүм җазасиға һөкүм қилиниш вә адил сотлиниш мүмкинчилики болмиған бир дөләткә уйғур мусапирлирини қайтурмаслиқи керәк," дәйду.

Қолға елиниш җәряни

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әскәртишичә, йүсүп қадир 1996 - йили хитайдин айрилип қазақистанға чиққандин кейин бу йәрдә диний тәлим тәрбийә билән шуғулланған вә бу йил 8 - март күни қазақистан даирилири тәрипидин қолға елинған.

Кәчүрүм тәшкилати, абдуқадир сидиқниң қазақистан чегра даирилири тәрипидин қазақистанға өтүватқанда қолға елинғанлиқини вә чегридин қанунсиз кириш билән әйипләнгән тутқунниң 6 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдүрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әскәртишичә, абдуқадир сидиқ мәмликәттики чеғида сияси актипчанлиқи вә көз қариши, пиланлиқ туғут, һашар әмгилики, хитайниң миллий сияситини тәнқидлигәнлики үчүн 2 ай түрмидә ятқан вә бу җәрянда тәһдиткә учриғанлиқтин юртини тәрик етишкә мәҗбур болған.

Қазақистан әлчиханиси җаваб бәрмиди

Қазақистан һөкүмити бу икки мусапирниң түрмидики әһвалини, уларниң һазирғичә тутуп турулуш сәвәблирини чүшәндүрүп бақмиди.

Қазақистанниң вашингтондики әләчиханисиниң ахбарат әмәлдари бу мәсилигә баһа бәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. Телефонимизни алған қазақистан әлчиханисиниң сияси вә ахбарат ишлириға җавапкар бир әмәлдари, "бу мәсилигә баһа берәлмәймән. Қачқунлар тоғрисида мениң мәлуматим йоқ," дәйду.

Уйғур мусапирларниң тәқдири кишиләрни әндишигә салмақта

Кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күнки баянатида, қазақистан даирилирини б д т мусапирлар әһдинамисида өтәшкә тегишлик мәҗбурийитини беҗа кәлтүрүшкә чақирип, "һәр қандақ кишини хитайға мәҗбури қайтуруветиш, әһдинамидики мусапирларни мәҗбури қайтурмаслиқ тоғрисидики принсипқа хилап," дәйду.

Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатидики мекий спейгилниң әскәртишичә, хитайға қошна әлләрдики уйғур мусапирларниң тәқдири кишиләрни әндишә вә қайғуға салмақта. Пакистан һөкүмити хитайға қайтуруп бәргән исмаил сәмәтниң өткән йили 10 - айда өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини вә һазир һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән мекий спейгил," қазақистан - хитай икки дөләт арисидики өз ара келишимләр б д т вә хәлқара әһдинамиларниң роһиға хилап кәлмәслики керәк," диди. Лекин хитай һөкүмити уйғур аптоном районида "бөлгүнчиләр", "террорчилар" вә " диний әсбийләр" гә қарши күрәш елип бериватқанлиқини илгири сүрмәктә вә буларни районниң бихәтәрликигә тәһдит селиватқан күчләр, дәп қаримақта.

Хитай ташқи ишлар министирлики чин гаң, сәйшәнбә күни шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң мудапиә министирлар йиғини мунасивти билән елан қилған баянатида, аталмиш " үч хил күчләр" ни районниң бихәтәрликигә тәһдит салмақта, дәп әйиплиди вә бу қетимқи министирлар йиғининиң бу мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини билдүрди. Лекин хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянатида, хитай даирилириниң уйғур аптоном районида елип бериватқан " үч хил күчләр" ни бастуруш һәрикити "районда уйғур җәмийитини нишан қилған еғир вә омуми йүзлүк кишилик һоқуқи зиянәкәшликини кәлтүрүп чиқармақта," дәйду.

Қазақистан мәтбуатлириниң ашкарилишичә, хитай билән қазақистан 1996 - йилдин кейин имзалиған бир келишим бойичә астана һөкүмити уйғур қачқунлирини сияси мусапир, дәп қаримайдиғанлиқиға вә қазақистанда уларға б д т мусапирлар әһдинамиси бойичә муамилә қилинмайдиғанлиқиға вәдә бәргән. Лекин қазақистан һөкүмити һазирғичә хитай билән бу мәзмундики бир келишим имзаланғанлиқини ашкарә елан қилип бақмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.