Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ докилатида хитайни әйиблиди
2006.05.23
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң сәйшәнбә күни елан қилинған йиллиқ докилатида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ бир илгириләшниң мәйданға кәлмигәнлики сәвәбидин, мәзкүр тәшкилатниң, яврупа иттипақидин хитайға қаратқан қорал имбарго чәклимисини бикар қилмайла қалмай , бәлки давамлаштурушини тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити террорчилиққа зәрбә бериш шуари астида уйғурларни бастуруш һәрикитини күчәйтмәктә
Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни һәрқайси дөләтләрдә турушлуқ шөбилири арқилиқ бирла вақитта 2006 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитайниң кишилик һоқуқини қаттиқ тәнқид қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шәрқий асия ишлириға мәсул тармиқиниң мудири (Mark Allison) марк аллисон, "бир қисим дөләтләр террорчилиққа қарши күрәш шуниңдәк бихәтәрликни қоғдаш баһанисида кишилик һоқуққа зиянкәшлик қилмақта. Болупму хитай һөкүмити террорчилиққа зәрбә бериш шуари астида уйғурларни бастуруш һәрикитини күчәйтмәктә " дәп көрсәтти.
Аллисон сөзидә йәнә": доклатниң муһим нуқтиси шуки, нөвәттә пүтүн дөләтләр диққитини террорчилиққа зәрбә беришкә мәркәзләштүргән болуп, бу бәзидә кишилик һоқуқниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинишини мәйданға кәлтүрмәктә, болупму непал, афғанистан бирма вә хитай қатарлиқ бир қанчә дөләтләрдә мушу хил мәсилиләр көрүлди" деди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида хитайдики деһқан вә ишчиларниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийити алаһидә тилға елинған болуп, һөкүмәтниң хәлқниң йерини рухсиәтисиз тартивилиш, диханларни йетәрлик давалаш мәнбәси билән тәминлимәслик вә уларни маарипсиз қоюш шуниңдәк кәмбәғәл билән бай оттурисидики пәрқниң чоңийип кетиши қатарлиқ амилларниң нәтиҗисидә хитайдики муқимсизлиқ әһвали күндин -күнгә күчәймәкт," дәп көрситилгән.
Өлүм җазаси билән әң көп җазалайдиған дөләт
Доклатта , хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған статистика нәқил кәлтүрүлгән болуп, буниңдин ашкарилинишичә, хитай дуня бойичә җинайәтчиләрни өлүм җазаси билән әң көп җазалайдиған дөләт һесаблинидикән, хитайда 2005 -йил бир йил ичидила 3900 адәмгә өлүм җазаси берилгән болуп , аз дегәндә 1 миң 770 адәм үстидин өлүм җазаси иҗра қилинған.
Марк аллисон сөзидә , хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң кишини қайил қиларлиқ дәриҗидә тәрәққи қилғанлиқини, әмма кишилик һоқуқта һечқандақ бир өзгиришниң мәйданға кәлмигәнликини қайта - қайта тәкитләш билән биргә, " деһқанлар вәзийитиниң начар болуши хитайниң әслидики начар болған кишилик һоқуқ хатирисини техиму начарлаштүрвәтти " деди.
Доклатта, хитай һөкүмитиниң " террорчилиқ" һәмдә " дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" дегән җинайәтләр билән әйибләнгән җинайәтчиләрни хәлқара қанунларға хлап һалда мәхпи сот қилип җазалиғанлиқи билдүрүлгән. Доклатта йәнә , америка президенти җорҗ бушниң хәлқарадики тәләпләргә қаримай гуәнтанамодики һәрбий түрмини тақимиғанлиқиму алаһидә тилға елинип қаттиқ тәнқид қилинди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хадими билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Уйғур мусапирлириниң хитайға өткүзүп берилиш хәвпи хәлқара кәчүрүм тәшкилатини һәрикәткә кәлтүрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә очуқ хәт елан қилди
- Америка һөкүмити демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилди
- Хитай америкиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайни әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайниң диний әркинликни боғуш қилмишини әйиблимәктә
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди