Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир шәрипигә күтүвелиш мурасими уюштурди
2005.03.24
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики шөбиси чаршәнбә күни вашингтонда, атағлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадирниң түрмидин чиқип америкиға сақ-саламәт йетип кәлгәнлики мунасивити билән мәхсус күтивилиш мурасими уюштурди. Бу мурасимға америка ташқи ишлар министирлиқидики бир қисим әрбаплар, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хадимлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири һәмдә америка уйғурлири оюшмисиниң мәсуллири шундақла уйғур муһаҗирлиридин болуп 100 гә йеқин киши қатнашқан. Әлбәттә мурасимниң асаслиқ меһмини болған рабийә қадир ханимму америкидики пәрзәнтлири вә йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәнди билән мәзкур мурасимға қәдәм тәшрип қилди.
Йиғин залиниң тамлириға, рабийә қадирниң пәрзәнтлири билән чүшкән сүрити һәмдә рабийә ханим қоюп берилиштин авал униң пәрзәнтлириниң хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән бирликтә паалийәт елип бериватқан чағлиридики рәсимләр чапланған.
Өйгә қайтип кәлгиниңизни қарши алимиз
Бизниң хизмитимиз йәнә давамлишип маңиду һәмдә уйғур елидики сиясий мәһбусларни қоюп бериш йолидики тиришчанлиқлиримиз буниңдин кейин техиму күчийиши керәк.
Мурасимға кәлгән барлиқ кишиләр бир-бирләп рабийә ханимниң алдиға келип һал сориди вә униң америкиға сақ-саламәт йетип кәлгәнликини тәбрикләшти. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики шөбисиниң баш дериктори майкел орейли (Michael O’Reilly) йиғинда дәсләп сөз қилип, бу дәқиқиниң қанчилилик хушаллиққа толған бир пәйт икәнликини ейтти. У арқидинла, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хели бурундинла уйғурларниң вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлгәнликини әскәртип мундақ деди:
"Рабийә қадир қолға елиништин бурун, хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә бир йоруқлуқ елип келишкә тиришқан. У йәрдә, қанунсиз тутқун қилиш, тән җазаси бериш вә түрмигә ташлаш қатарлиқлар наһайити көп йүз берип туридикән. 1999 - Йили рабийә қадир америка дөләт мәҗлиси вәкиллири билән көрүшкили маңған чеғида хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинғанда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати буниңға алди билән инкас қайтуруп, хитай һөкүмитидин уни дәрһал қоюп беришни тәләп қилған. Шундақла хитай һөкүмити униңға 8 йиллиқ қамақ җазаси бәргәндин кейинму, биз рабийәниң мәсилисини алаһидә бир орунға қойдуқ. Шундин етибарән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң пүтүн дунядики шөбилири униң қоюп берилиши үчүн хитай һөкүмитигә тохтимай бесим ишлитип кәлди".
Майкел әпәнди сөзидә йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики бәзи бөлүмләрниң һәтта рабийә ханимниң мәсилисинила асас қилип тутуп, пүтүн хизмитини мәхсус шуниңғила мәркәзләштүргәнликини, шу вәҗидин рабийә қадирниң аллибурунла хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бир әзасидәк болуп қалғанлиқини билдүрди. У сөзиниң ахирида рабийә ханимниң америкиға қайтип кәлгәнликини тәбрикләп мундақ деди:
"Билимән, вашингтон билән үрүмчиниң арилиқи наһайити йирақ. Әмма мән сизгә шундақ дийишни әп көрдүмки, өйгә қайтип кәлгиниңизни қарши алимиз".
Көришимиз техи әмди башланди
Арқидин сөз қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбисиниң асия ишлириға мәсул дериктори т. Кумар (T. Kumar) , уларниң рабийә қадир аилиси билән биргә рабийә ханимниң қоюп берилиши үчүн узун йил ортақ күрәш қилғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Бу аилә билән биз 5 йилниң алдида тонуштуқ. У чағда техи қурамиғиму йәтмигән кичик балилар өзлириниң анисини издәвататти. Рабийә қадирниң мәсилиси биз ишләватқан түрлүк мәсилиләрниң арисидики алаһидә бир мәсилә болди. Бундақ болишида икки сәвәп бар. Бири, балилар. Иккинчиси, рабийә қадир америка һөкүмити хадимлири билән көрүшкили маңғанда қолған елинған".
Т. Кумар сөзидә йәнә, рабийә қадирниң ахири түрмидин қутулуп, пәрзәнтлири билән қайта җәм болғанлиқини тәбриклиди һәмдә рабийә ханимниң қоюп берилиши билән, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә елип баридиған күришиниң һәргизму тохтап қалмайдиғанлиқини әскәртти. У мундақ деди:
Әгәр хитай һөкүмити сизниң қоюп берилишиңиз билән бизни уйғурларниң азавини әмди унтулуп қалидиған болди дәп ойлиған болса, ундақта улар чүш көрүветипту…….. Бизниң уйғур сиясий мәһбусларни қутулдуруш йолидики көришимиз техи әмди башланди.... Хитай һөкүмити, силәр шинҗаңдики уйғурларға баравәр муамилә қилмиғичә бизниң бу йолдики күришимиз һәргизму тохтимайду.
"Әгәр хитай һөкүмити сизниң қоюп берилишиңиз билән бизни уйғурларниң азавини әмди унтулуп қалидиған болди дәп ойлиған болса, ундақта улар чүш көрүветипту. Бизниң бүгүн хитай һөкүмитигә беридиған күчлүк бир сөзимиз бар. У болсиму, бизниң уйғур сиясий мәһбусларни қутулдуруш йолидики көришимиз техи әмди башланди. Хитай һөкүмити, силәр шинҗаңдики уйғурларға баравәр муамилә қилмиғичә бизниң бу йолдики күришимиз һәргизму тохтимайду".
Интайин муһим әһмийәткә игә бир күн
Т. Кумар әпәнди сөзини ахирлаштурғандин кейин, мурасимға қәдәм тәшрип қилған америка ташқи ишлар министирлиқиниң асия вә тинч окян райони ишлириға мәсул муавин ярдәмчи министири рандал шрайвер ни сөзгә тәклип қилди. Рандал шрайвер алди билән рабийә ханимниң америкиға кәлгинини тәбриклиди. У мундақ деди:
"Мән вә мән вәкиллик қилидиған бу һөкүмәтниң сизни бу йәрдә көргинимиздин қанчилик хушал икәнлигимизни тәсвирләп берәлмәймән. Өткән қетим биз һәммимиз микрафонниң алдида туруп сизниң гепиңизни қилған идуқ. Мундақ йүз туранә туруп гәп қилишсақ техиму яхши болидикән әмәсму".
Рандал шрайвер әпәнди сөзидә йәнә, өзиниң америка һөкүмитигә вакалитән сөз қиливатқанлиқини қайта әскәртип, америка һөкүмитиниң рабийә қадирниң сақ-саламәт вә балдур қоюп берилиши үчүн көп күч чиқарғанлиқини билдүрди. У йәнә, америка һөкүмитиниң буниңдин кейинму хитайдики һәр қайси сиясий мәһбусларниң қоюп берилиши үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:
"Бу биз үчүн интайин муһим әһмийәткә игә бир күн. Мән бая дегән сөзүмни йәнә тәкрарлаймән. Бизниң хизмитимиз йәнә давамлишип маңиду һәмдә уйғур елидики сиясий мәһбусларни қоюп бериш йолидики тиришчанлиқлиримиз буниңдин кейин техиму күчийиши керәк".
Кишилик һоқуқ үчүн адаққичә күрәш қилимән
Рандал шрайвер әпәнди сөзиниң ахирида рабийә ханимниң сөйүмлүк аилиси билән қайта җәм болуп хушал-хурам һаят кәчүрүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Мурасимниң ахирида хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә ханимни сөзгә тәклип қилди. Һаяҗанға толған рабийә ханим қизи әқидәниң тәрҗиманлиғида мурасимға қатнашқан миһманларға йүрәк сөзлирини беғишлиди. У мундақ деди:
Рабийә ханимниң сөзлири йиғин залидики барлиқ кишиләрни чәксиз һаяҗанға салди һәмдә йиғиндики мәйли уйғур вә чәтәллик миһманлар болсун рабийә ханимниң сөзлирини аңлап көзлиригә яш алди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмитиниң рабийә ханимниң қоюп берилишигә қайтурған инкаслири
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати "муштумзор сақчилар" ниң ғулҗа вәқәсидики җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ғулҗа вәқәсиниң сәккиз йиллиқ хатириси мунасивити билән баянат елан қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти