Әнқәрәдә мусапирлар һәққидә муһакимә йиғини чақирилди
2005.10.24

Хәлқара кәчурум тәшкилати түркийә шөбиси мәсули ләвән қорқурт әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. RFA
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати түркийә шөбисиниң орунлаштуруши билән түркийиниң әнқарә шәһридә 22-өкттәбир күни "хәлқаралиқ панаһлиқ тилигүчиләр қануни вә яврупа бирликигә әза болушқа тиришиватқан түркийиниң мусапирлар қануни лайиһиси" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди.
Йиғин әнқәрәдики The Golden Princess меһманханисида өткүзүлгән болуп, йиғинға хәлқара кәчурум тәшкилатиниң түркийә шөбиси мәсуллири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вәкиллири, түркийә ташқи вә ички ишлар министирлики мәсуллири вә явропадин түркийидин көп санда аммиви тәшкилатларниң мәсуллири қатнашти.
Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia