Әркинлики, мустәқиллиқини тәшәббус қилған хәлқ террорчи әмәс
2006.09.14

Кәчүрүм тәшкилати канада бөлими һүсәйин җелил өзбекистан даирлири тәрипидин тутқун қилинған вә у өзбекистан даирлири тәрипидин хитайға өткүзүп берилгәндә икки қетим җидди тәдбир елиш чақириқини чиқарған шундақла, мәхсус һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә икки қетим мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, хәлқара җәмийәтни бу мәсилигә әһмийәт беришкә чақирғаниди.
Канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбити синақта
Зияритимизни қобул қилған Gloria Nafziger ханим һүсәйин җелил мәсилисидики қатмаллиқ билән канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитиниң асасән суға чилашқанлиқини әскәртип:
Хитай даирлири тәрипидин һечқандақ учур берилмәстин, үнтинсиз тутуп туриливатқан һүсәйин җелил әпәндиниң тәқдиригә алаһидә диққәт қилғанлиқимиз үчүн, бу һәқтә җидди тәдбир елиш чақириқи чиқарған вә һәр қайси дөләтләрдики кәчүрүм тәшкилатиниң әзалири хитай әмәлдарлириға хәт йезип, улардин һүсәйин җелил әпәнди һәққидики сотниң адил болишиға вә канада дипломатлириниң униң билән көрүшишигә капаләтлик қилишни һәм униң канадаға қайтишиға йол қуюшни тәләп қилғанидуқ. Лекин хитай һөкүмити канада дипломатийә хадимлириниң һүсәйин җелил әпәнди билән көрүш тәлипини йәнила рәт қилмақта вә у һәққидики сотниң адил болишиға капаләтлик қилиштин баш тартмақта. Бу канада пуқрасиниң кишилик һоқуқиға еғир хилап һәркәт.. Хитайниң һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилиш, қилмаслиқи канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитиниң давамлишиши үчүн җидди синақ болмақта", деди.
Хитай һөкүмити һүсәйин җелилни сот қилишта чиң туридикән бу сот хәлқара өлчәмләр бойичә болуши керәк
Әгәр у террорчи болса яки у террорчи, дегән җинайәт билән әйибләнгән болса, ундақта, хитай һөкүмити бу һөкүмни қандақ чиқарғанлиқи һәққидики дәлил –испатларни оттуриға қоюши керәк.
Канада кәчүрүм тәшкилати сияси панаһланғучилар бөлүминиң мәсули Gloria Nafziger хитай даирлириниң һүсәйин җелилни террорчилиқта әйиблимәкчи болғанлиқи һәққидики баянатидин башқа, у һәқтә һечқандақ чүшәндүрүштә болмиғанлиқи һәққидә тохтилип:
"Әгәр у террорчи болса яки у террорчи, дегән җинайәт билән әйибләнгән болса, ундақта, хитай һөкүмити бу һөкүмни қандақ чиқарғанлиқи һәққидики дәлил –испатларни оттуриға қоюши керәк. Сиз биравни халиғанчә террорист елан қилалмайсиз. Бурун һүсәйин җелил әпәнди сияси партийә қурмақчи болғанлиқи үчүн хитайниң түрмисидә ятқаниди. Наһайити ениқки, сияси партийә қурғанға террорчи болуп қалидиған иш болмайду. Мән хитай даирлириниң һүсәйин җелил әпәндини, қайси паалийити үчүн, бу хил һәрикәткә четип, сотлаватқанлиқини чүшәнмәймән. Әгәр хитай һөкүмити һүсәйин җелил әпәндини сот қилишта чиң туридикән, ундақта уларниң бу сотни җамаәткә учуқ-ашкара елип бериш мәҗбурийити бар. Сотта һүсәйин җелилниң өзини ақлишиға йол қуюлуши вә униңға адвукат берилиши керәк, ундақ болмайдикән неминиң ақ, неминиң қара икәнликини пәрқләндүргили болмайду. Уни әйибләш әмилийәттә қуруқ нәрсә болуп қалиду," деди.
Хитайниң уйғурларни бастуруш сияситиниң тарихи узун
У 11- сентәбир вәқәсиниң хитайниң уйғурларни техиму қаттиқ бастурушиға пурсәт болғанлиқини, амма хитайниң уйғурларни бастуруш сияситиниң тарихи узун икәнликини тилға елип:
"Хитай һөкүмити уйғур, тибәт қатарлиқ азсанлиқ милләтләргә қарита бастуруш сиясәтлирини елип бериватқанлиқиға наһайити узун йиллар болуп қалди. Бу хил сиясәт 11- сентәбир вәқәсидин бурунла бариди. Мениңчә, 11- сентәбир вәқәси хитай һөкүмити үчүн уйғурларни техиму қаттиқ бастуридиған йеңи пурсәт ата қилди. Амма хитай һөкүмитиниң мәсулийәтсизлик билән, уйғурларға қарита өлүм җазаси беридиған вәқәләр 11-сентәбир вәқәсидин бурунла наһайити омумлашқаниди. Хитай һөкүмити өзиниң әркинлики үчүн көрәш қилған уйғурларға һәр хил намлар билән өлүм җазаси бәрди. Бу хил бастуруш йәнила давам қилмақта", деди.
Әркинлики, мустәқиллиқини тәшәббус қилиш террорчилиқ әмәс
Хитай һөкүмитиниң динға етиқат қилғанларниң террорчилиқ идийиләр билән қандақ бағланғанлиқини конкрет оттуриға қуюш мәсулийити бар. Уйғурлар ислам диниға етиқат қилғанлиқи үчүнла уларни террорчи қилип көрситишкә болмайду.
Кәчүрүм тәшкилати мәсуллиридин бири болған Gloria Nafziger хитай һөкүмитиниң аталмиш үч хил күчкә зәрбә бериш сияситиниң әмилийәттә уйғурларға зәрбә беришниң йәнә бир хил йоли икәнликини әскәртип:
"Хитай һөкүмитиниң динға етиқат қилғанларниң террорчилиқ идийиләр билән қандақ бағланғанлиқини конкрет оттуриға қуюш мәсулийити бар. Уйғурлар ислам диниға етиқат қилғанлиқи үчүнла уларни террорчи қилип көрситишкә болмайду. Уйғур хәлқи узун йиллардин бәри әркинлики вә мустәқиллиқи үчүн көрәш қилип кәлди. Өз әркинлики, мустәқиллиқини тәшәббус қилиш -террорчилиқ һесабланмайду. Мусулман болушниң өзи террорчилиқ болмайду", деди.
Gloria Nafziger Мәтбуатларда һүсәйин җелилниң тәқдири һәққидә хилму –хил қиясларниң оттуриға чиқиватқанлиқи вә канада һөкүмитидики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң бу мәсилигә бивастә арилишидиған пәйтниң йетип кәлгәнликини оттуриға қоюп:
"Мениңчә, канада һөкүмити һүсәйин җелил әпәнди мәсилисидә йәнила җимҗитлиқ дипломатийисини давамлаштурмақта. Һазирқи әң муһим мәсилә баш министирниң бу мәсилигә бивастә қол тиқишидур. Stephen Harper Чоқум бу мәсилини қолиға елип, хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән бивастә учрашқандила, һүсәйин әпәндиниң қуюп берилишини қолға кәлтүргили болиду", деди.
Хитай һөкүмити өктичиләрниң авазидин қорқуду
У мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә кадәр ханимниң хитайниң түрмисидин қутулған болсиму, униңға қаритилған психик һуҗумларниң йәнила давамлишиватқанлиқи һәққидә тохтилип:
Рабийә қадир мәсилиси уйғурларниң наһайити узун замандин бәри хитай тәрипидин қандақ зиянкәшликкә учрап келиватқанлиқини көрситип бериду. Хитай һөкүмитиниң рабийә ханимниң пәрзәнтлиригә қарши елип бериватқан һәрикәтлири, уларниң охшимиған сияси көзқараштики һәрқандақ кишиниң авазиға сәвр қилалмайдиғанлиқини чүшәндүриду.. Хитай һөкүмити рабийә қадирниң пәрзәнтлири һәққидики сотниң җамаәткә учуқ-ашкара болишиға капаләтлик қилмиса, ундақта бу сотму қанунсиз һалға чүшүп қалиду", деди.
Уйғурлар мустәқил болушни тәшәббус қилғанлиқи үчүнла, хитай уларниң һоқуқлирини чәклимәктә
Gloria Ханим хитай һөкүмитиниң мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш сияситиниң кишилик һоқуққа хилап һәркәт икәнликини әскәртип мундақ деди:
"Пуқраларниң ана тилда сөзлишишини чәкләш шәхисниң һоқуқлириға хилап һәркәт. Һәрқандақ кишиниң оз ана тилинида сөзлишиш, тәлим елиш вә өз тилида алақә қилиш әркинлики болиши керек. Ана тилида сөзлишиш, нәшир һоқуқи, мәдәнийәт вә әнәнилирини қоғдаш қатарлиқлар көплигән дөләтләрдә дәмократик һоқуқ, дәп қарилиду. Йәнә нурғун дөләтләр милли әнәнини асаслиқ кишилик һоқуқ, дәп қарайду. Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң тилини чәкләш сиясәтлириму кишилик һоқуққа хилап һәркәт болуп һесаблиниду. Уйғур хәлқи хитайдин айрилип мустәқил болушни тәшәббус қилғанлиқи үчүнла, хитай һөкүмити уларға өчмәнлик қиливатиду. Улар хитайдин айрилишни тәләп қилған тәқдирдиму, уларниң мәдәнийәт җәһәттики хаслиқини сақлап қелиш һоқуқи болиду. Уйғурларниң өзигә хас мәдәнийәт әнәнилирини давамлаштуришиға тосқунлуқ қилишқа болмайду", деди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур яшлириниң чиқиш йоли нәдә?
- Хитай һөкүмити сот хадимлирини мухбирларниң зияритини қобул қилиштин чәклиди
- Рабийә қадир ханимниң нобел мукапатиға намзат көрситилиши түркийидики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди
- Вен җябав германийидә зиярәттә боливатқанда, уйғур вә тибәтләр бирликтә намайиш өткүзди
- Немичүн мавзедуңниң әрваһи техичә әгийду? (2)
- Уйғур деһқанлири вә шәһәр аһалисиниң һаяти тоғрисида сөһбәт
- Қирғизистандики мутәхәссисләр, уйғурларниң террорчилиқ билән алақиси йоқлиқини билдүрмәктә
- Хитай рәиси ху җинтавниң уйғур елигә қаратқан зияритигә қарита инкаслар
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?
- Д у қ рабийә ханимниң нобел мукапатиға намзат болғанлиқи мунасивти билән очуқ хәт елан қилди









