Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң өз тилини сақлап қелиштики қийинчилиқлири
2007.08.02
Уйғурларниң әҗдадлири өз тилини сақлап қелиш мәсилисигә наһайити зор әһмийәт берип кәлгән. Һәтта улар манҗуларниң уйғур йеза - қишлақлирида ачқан мәхсус тил мәктәблиригиму балилирини беришни халимиған. Улар манҗуларниң өз мәктәблиридә оқуп чиққан уйғур балилириға алий мәнсәп вә яхши иш орни бериш вәдилиригиму алданмиған. Чүнки уйғурларниң әқиллиқ әҗдадлири балилириниң башқа милләтләргә ассимилиятсийә болуп кетишниң алдинқи сәвәблиридин бири өз тилини унтуп кетиш икәнликини биләтти. Шуңиму улар өз тилини қәдирләш вә өз тилини сақлап қелишниң зөрүрликини қәтий түрдә тәшәббус қилатти. Улар әң аввал, һәр қандақ бир милләтниң милләт болуп туруши үчүн чоқум өз тилини билиши шәрт икәнликини яхши биләтти.
Чәтәлләрдә йәрлишип қалған уйғур қериндашларниң алдида өзлириниң сап уйғур тилини сақлап қелиш мәсилиси улардин тиришчанлиқ тәләп қилип турмақта. Әгәр улар балилириға өзлириниң гүзәл уйғур тилини өгитип, бу тилни сақлап қалмиғанда, чәтәлләрдики кейинки уйғур әвладлириниң өзлирини уйғур миллитигә мәнсуп қилиш ишиму асанға тохтимайду. Ениқки, бу һалда улар яшаватқан дөләтлиридики милләтләргиму мәнсуп болалмайду. Бу я өз миллитигә яки башқа милләткә мәнсуп болалмастин оттурида қелиш дегәнликтур. Бу әң ечинишлиқ әһвалдур.
Абдурәуп һаҗим билән сөһбәт
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ абдурәуп һаҗимниң ейтишичә, сәуди әрәбистанға келип йәрлишип қалған уйғурлардин билимлик вә аңлиқ кишиләр өз тилини сақлап қелиш мәсилисигә һелиһәм әһмийәт берип кәлмәктә. Шундақтиму йәнә көп санлиқ кишиләрниң бу муһим мәсилигә йетәрлик әһмийәт берәлмигәнлики мәлум. Бундақ болушиниң сәвәблириму көп. Өтмүшләрдә сәуди әрәбистаниға кәлгән уйғурларниң мутләқ көп санлиқи һиндистан вә мисирға охшиған мәмликәтләрдики билим юртлирида илим тәһсил қилиш үчүн вәтинидин айрилип чиққан кишиләрдур.
Кейин уйғур елини коммунистлар истела қилғанлиқ сәвәбтин өз юртиға қайталмастин, сәуди әрәбистаниға келип панаһланған уйғурларму көп. Мундақлар омумән бойтақ кишиләр болуп, у вақитларда сәуди әрәбистани вә башқа әлләрдә йәрлишип қалған уйғур аилилири һазирқидәк көп болмиғанлиқтин, бу кишиләр мисирлиқ, һиндистанлиқ вә бенгаллиқ аялларға өйлинишкә мәҗбур болған. Ениқки, тили охшаш болмиған икки милләтниң бир- бири билән сөзләшкинидә өзлири туруватқан үчинчи мәмликәтниң тилида сөзләйдиғанлиқи тәбиий әһвал. Шу сәвәбтин бу уйғурлар аилисидә әрәб тили билән сөзлишиш нәтиҗисидә, өзлириниң ана тилини сөзләш пурситигә еришәлмигән.
Бу әһвалда уларниң балилири я атисиниң яки анисиниң ана тилини билмәстин, өзлири туғулуп өскән мәмликәтниң тилида сөзләп чоң болған. Йәнә бир сәвәб шуки, сәуди әрәбистанида яшаватқан милләтләрдин көпинчисиниң өз ана тилини өгитидиған мәхсус мәктәплири болған болсиму, һазирғичә, бу җайдики уйғурларниң ана тилини өгитидиған бирәрму мәктипи йоқ. Буму бу җайдики уйғурларниң өз ана тилини билмәсликигә сәвәб болған амилларниң биридур.
Йәнә бәзи уйғур аилилири әр - аял һәр иккиси уйғур турупму, тил мәсилисигә сәл қариғанлиқтин, улар аилисидә уйғур тилида сөзлишишни җари қилдурмиған. Нәтиҗидә, уларниң балилири өз тилидин бирәр сөзниму билмәйдиған пәқәтла әрәбчә сөзләйдиған болуп чиққан. Улар йәнила бу йәрдә " бу хари" яки " түркистаний" дәп атилиду. Улар йүз йилдиму әрәб болалмайду.
Уйғурлар қандақ қилғанда өз тилини сақлап қалалайду?
Абдурәуп һаҗим уйғурлар қандақ қилғанда өз тилини сақлап қалалайду дегән соалға җаваб берип мундақ деди: " әң муһими ата - ана өз аилисидә өзлириниң уйғур тилида сөзлисә вә балилириға өз тилини өгитәлисә болиду. Ундақ болмиғанда, уйғурлар бу җайда өз тилини сақлап қелишиниң башқа чариси йоқ. Өз тилини балилириға өгитиш ата - анилар үстидики аманәттур. Йәнә бир чарә шуки, уйғурлар балилирини ана вәтәнгә елип берип турғузуп кәлсә, шу җайда уйғур тилини өгитип кәлсә болиду.
Әйни вақтида пәйғәмбәр әләйһиссаламни бовиси халис әрәб тилини вә әрәб адәтлиригә көндүрүш мәқситидә, сәһрадики һәлимә сәдийә дегән бир аялниң йенида тәрбийилинишкә әвәткән. Худди шуниңға охшаш уйғурларму балилирини уйғур тилиниң макани болған ана вәтәнгә апирип турғузалиса болиду. Болмиса өз тилини балилириға өгитишниң башқа йоли йоқ ."
Абдурәуп һаҗимниң ейтишичә, һазир сәуди әрәбистанида биринчи, иккинчи, үчинчи вә төтинчи әвлад уйғурлар бардур. Биринчи әвлад, йәни сәуди әрәбистанида туғулған биринчи әвлад уйғурлардин уйғур тилини билидиғанлар аран %30ни тәшкил қилиду. Қалғанлири пәқәт әрәб тилида сөзлишиду. (Өмәрҗан тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилисини инсан һәқлири мәсилиси дәп көрсәтти
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (1)
- Түркийидики уйғур балилар үчүн ана тил курси рәсми башланди
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' болаламду? (2)
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' боламду? (1)
- Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди
- Тил- миллий қәдирийитимизниң бәлгиси
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Уйғуршунаслиқ ғәрб дунясида техиму тәрәққи қилиду
- Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи
- Шаир, алимә патигүл сабитованиң 70 яшлиқи қутланди
- Тилшунас вә түрколог туғлуқҗан талипоф һәққидики мәлумат