Чәт әлләрдики уйғурлар пәрзәнтлириниң ана тил өгинишигә әһмийәт бәрмәктә
2007.08.15
Чәт әлләрдә яшаватқан уйғурларниң балилири узун йиллардин буян, өзлири турушлуқ дөләтләрниң маарип системиси бойичә тәрбийилинип, яхши нәтиҗиләргә еришип, даңлиқ алий мәктәпләргә қобул қилинмақта. Әмма, уйғур ата - анилар балилириниң нәтиҗилиридин қанаәтлиниш билән чәклинип қалмай, уларниң ана тил өгинишигиму наһайити әһмийәт бәрмәктә.
Балиларниң әң кичики 3 яшта
Мәйли қайси дөләттә болмисун, уйғурларниң балиларға уйғур тили өгитиш үчүн мәктәпләрни ачқанлиқини, һеч болмиса балиларни бир ариға җәм қилип, өйләрдә уйғур тили дәрси бериливатқанлиқини аңлап турисиз. Америкиниң лос - анҗилис шәһиридики яш зиялийлар халисанә тәшкиллинип, уйғур балилириға ана тил дәрси өтүшни өзигә вәзипә қилған болуп, кишини тәсирләндүридиғини шуки ана тил өгиниватқан балиларниң әң кичики 3 яшта икән.
Америкиниң лос - анҗилис шәһиридики яш уйғур зиялийлири, бу шәһәрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтләрниң ана тил өгиниш қийинчилиқини һәл қилиш үчүн, балиларни бир ариға җәм қилип, уйғур тили өгәтмәктә.
Һәптидә бир күн балилар үчүн
Хизмәт вә өгиниш вәзипилириниң еғирлиқи шуниңдәк вақитниң қислиқиға қаримай, балиларға уйғур тили өгитиш үчүн тәшкилләнгән меһрай , зәмирә, қурбанҗан вә нурнисалар һәптидә бир күнни аҗритип дәрс өткәндин сирт, дәрс өтидиған синип болмаслиқтәк қийинчилиқларни болса, өз өйлирини синип қилип ишлитиш арқилиқ йәңгән.
Болупму кишини һаяҗанландуридиғини шуки, ана тил өгиниватқан балиларниң әң кичики 3 яшта болуп, инглиз тили йәслилиридики уйғур балиларни нәзәрдә тутқан оқутқучилар кичик яштики уйғур пәрзәнтлиригиму, ана тили өгитиш керәкликини тонуп йәткән.
Оқутқучилар , кичик яштики балиларға қизиқарлиқ оюнлар, тепишмақ һекайиләр сөзләш арқилиқ уларниң тил өгинишигә қолайлиқ шараит һазирлиған.
яш зиялий зәмирә ханим, өз өйини балиларға дәрсхана қилип һазирлап, балиларға өзигә лайиқ қизиқарлиқ усуллар билән уйғур тили өгәтмәктә .
Йәнә бир оқутқучи меһрай ханим болса, балиларға ана тил өгитишниң әһмийитиниң зорлуқини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң өз тилини сақлап қелиштики қийинчилиқлири
- Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилисини инсан һәқлири мәсилиси дәп көрсәтти
- Уйғурлар қандақ қилғанда миллий кимликини сақлап қалалайду? (1)
- Түркийидики уйғур балилар үчүн ана тил курси рәсми башланди
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' болаламду? (2)
- Хитайчә тил-йезиқ 'дуняни бойсундуридиған тил-йезиқ' боламду? (1)
- Дуня уйғур қурултийи уйғур елипбәси нәшир қилди
- Тил- миллий қәдирийитимизниң бәлгиси
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Хитай һөкүмити түркийидә коңзи иниститути қурмақчи
- Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар