Америка президенти җорҗ буш билән хитай дөләт рәиси ху җинтав сөһбәтләшти


2004.11.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка президенти җорҗ буш билән хитай дөләт рәиси ху җинтав чилиниң пайтәхти сантиагода өткүзүлгән, асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғинида учрушуп өз - ара сөһбәт өткүзгән, мәзкур сөһбәт чилиниң вақти саәт 8 йеримда рәсмий башлинип, бир йерим саәт давамлашқан. Мәлум болишичә, корийә ядро қораллири мәсилисини тенчлиқ йоли бир тәрәп қилиш икки дөләт рәһбириниң бир йерим саәтлик сөһбитниң асаслиқ темиси һисаплинидикән.

Хитай дөләт рәиси алди билән, президент бушниң бир дөләт принсипи, уч хил бирләшмә баянат вә шуниңдәк тәйвәнниң мустәқиллиқ мәйданиға қарши туруш ипадилиригә юқири баһа беридиғанлиқини алаһидә оттуриға қойған.

Президент буш ху җинтав билән болған сөһбәт җәрянида, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталған, америка авази радиосиниң хәвиридин мәлум болушичә, җорҗ буш кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисиниң йәнила хитай - америка мунасивитидики муһим мәсилә икәнликини тәкитлигән.

Буниңдин сирт буш йәнә, тибәтниң диний даһийси далай ламани алаһидә тилға елип, хитайниң америка билән кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә қошулғанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүргән.

Икки дөләт рәһбири сөһбәт җәрянида йәнә, тәйвән мәсилиси, хитай хәлқ пулиниң алмаштурулуш қиммити шуниңдәк корийә ядро қораллири мәсилисини музакирә қилған.

Бу қетимқи йиғинда, президент буш корийә ядро қораллири мәсилисидики позитсийисини ениқ көрсәткән болуп, у ” ядро қораллири пиланини қәтий бикар қилишни “ җидди йосунда тәкитлигән.

21 Дөләтниң дөләт рәһбәрлири қатнашқан бу қетимқи йиғинда хәлқара сода вә террорчилиққа қарши күрәш қилиш асаслиқ музакирә қилинған.

Америка президенти җорҗ буш, йиғинға қатнашқан һәр қайси дөләт рәһбәрлирини корийигә қарита бесим ишлитишини вә корийиниң 6 тәрәп сөһбитигә қатнишишини тәләп қилишни оттуриға қойған. Чүнки, корийә даирилири 9 - айда өткүзүлмәкчи болған 4 - нөвәтлик 6 тәрәп сөһбитигә қатнишишни рәт қилғанлиқтин, мәзкур сөһбәт бикар қилинған иди.

Асия тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң али дәриҗилик башлиқлири йиғини ахирлишиш алдида бирләшмә баянат елан қилған , баянатта, "йиғинға иштирак қилған һәр қайси иқтисадий қурулминиң ташқи ишлар министирлири, ортақ йосунда асия тенч окян районидики нуқтилиқ дөләтләр дуч келиватқан риқабәткә тақабил туруши керәк һәр қайси иқтисадий қурулмиға мәсул рәһбәрләр заманивилашқан бир сода түзүмини бәрпа қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиши керәк" дийилгән . (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.