Қар- ямғур апити хотән деһқанлириға зор қийинчилиқ елип кәлди


2005.04.13

Уйғур елиниң хотән вилайитидә 6-априлдин 9-априлғичә яғқан қар-ямғур , мәзкур райондики деһқанларға 20 милйон йүәндин артуқ иқтисадий зиян елип кәлгән болуп, керийә наһийисидила 330 миң мо йәрдики кевәз, миң мо йәрдики буғдай вәйран болған. 13 Миң мо йәрдики мивилик дәрәхләр зиянға учриған. Буниңдин сирт, 1639 еғиз өй өрүлүп чүшүп, 3074 аилиликниң өйи хәтәрлик өйгә айланған. 11 Миң тояқтәк мал- чарва өлгән. Бивастә иқтисадий зиян 10 милйон йүәндин ашқан.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз арзуниң апәт районидин игилигән мәлуматлири арқилиқ тәйярлиған тәпсилий хәвиридин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.