Үчтурпандики йәр тәврәш апитигә учриған хәлқләр техичә чедирда ятмақта
2005.04.18
15-Феврал уйғур елиниң үчтурпан наһийисидә йәр тәврәп бүгүңичә икки ай болди. Әйни вақитта хитай һөкүмәт даирилири апәткә учриған районлардики хәлққә ярдәм беридиғанлиқи вә ярдәм үчүн хели көп миқдарда ианә топланғанлиқи һәққидә ейтқан еди.
Икки айдин кейинки бүгүнки күндә йәр тәврәш апитигә учрап чедирларда йетиватқан хәлқләрниң һәммиси өйләргә кирәлидиму? уларниң қийинчилиқлири толуқ һәл болдиму?
Өз мухбиримиз пәридә, апәт тәсиригә учриған хәлқләрниң қандақ туриватқанлиқи, уларниң қийинчилиқлириниң һәл қилинған яки қилинмиғанлиқини ениқлаш үчүн үчтурпан наһийисидики һәр қайси йезиларға шундақла деһқанларға телефон ечип әһвал игилиди.
©
2005 Radio Free Asia