Уч турпан наһийиси яркөврүк йезисидики апәттә көплигән деһқанлар еғир зиянға учриди


2007.08.22

2007 - Йили 7- айниң 11 - күни пичан наһийисидики йезиларда йүз бәргән кәлкүн апити. AFP PHOTO

Учтурпан наһийиси яркөврүк йезисида йүз бәргән кәлкүн апитидә 288 деһқан апәткә учрап, 100 дин артуқ өй өрүлүп чүшкән, хитай ахбарат вастилири елан қилған учурларға қариғанда буниңдин келип чиққан иқтисадий зиянниң қиммити 5 милйонға йәткән. я көврүк йезиси уйғур елидики әң намрат йезилардин бири болуш билән биргә апәт көп йүз беридиған район һесаблиниду. Гәрчә йәрлик һөкүмәт даирилири илгири бу җайдики барлиқ деһқанларға апәткә чидамлиқ өйләрни селип беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән болсиму , бу земиндики деһқанлар йәнила апәт қурбаниға айланмақта .

Учтурпан наһийисидә йүз бәргән апәттә уйғур деһқанлири еғир иқтисадий зиян тартти

Икки күн илгири йәрлик даириләрниң мәлумат беришичә, учтурпан наһийисидә йүз бәргән кәлкүн апитидә 288 деһқан охшаш болмиған дәриҗидә өй - макан, терилғу - йәр вә чарва - маллиридин айрилип, техиму еғир намратлиққа дуч кәлди. Болупму я көврүк йезиси 3 ‏- кәнтиниң аһалиси апәткә әң еғир учриған болуп, хитай ахбарат вастилириниң билдүрүшичә, бу қетимқи апәттин мәйданға кәлгән иқтисадий зиянниң қиммити 5 милйон йүәнгә йетидикән.

Бирақ, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, үч турпан наһийисидә йүз бәргән зиян қиммитиниң буниңдин еғир икәнликини қияс қилишмақта.

Гәрчә биз учтурпан наһийиси я көврүк йезиси 3 ‏- кәнтидики деһқанлардин бивастә әһвал игиләш үчүн көп тиришқан болсақму, кәлкүн апитидин мәйданға кәлгән телефон симлиридики өзгириш сәвәблик мәзкур кәнт аһалиси билән алақә бағлиялмидуқ.

Шуңа әтраптики қошна йеза аһалилиридин , апәт һәққидә азрақ мәлумат игилидуқ. Қошна йезилардики деһқанлар, һөкүмәтниң апәттә өй маканидин айрилған деһқанларға чедир өй тарқитип бәргәнликини, бирақ йәнә өрүлүш еһтималлиқи бар өйләрниң игилири тәшвиш ичидә икәнликини билдүрди.

Һөкүмәт даирилири бир қанчә йиллар илгири, уч турпан наһийиси тәвәсидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидә бу җайдики деһқанларниң чоқум йәр тәврәшкә охшаш апәтләргә чидамлиқ өйләргә көчүрилидиғанлиқини вәдә қилған иди. Биз деһқанлардин һөкүмәтниң мәзкүр вәдисиниң әмиллишиш әһвалини сориғинимизда, кимлики ениқ болмиған бу киши бизгә мундақ дәп җаваб бәрди.

Учтурпан наһийисиниң йәр асти байлиқи хәлқниң апәттин қутулишиға ярдәм көрситәлмигән

Мәлуматларға қариғанда, апәткә учриған район хәлқини апәттин қутулдуруш ялғуз һөкүмәт орунлири тәрипидинла елип берилмастин, бәлки апәткә учримиған қошна йеза деһқанлири һашар әмгики усули бойичә апәттин қутулдуруш ишлириға селинған .

Йәр асти вә үсти байлиқлириниң моллуқи вә йериниң мунбәтлики билән тарихтин буян гүзәл, бай земин дәп атилип кәлгән учтурпан наһийисигә , хитай " ғәрбтики көзни қамаштуридиған мәрвайит " дегән намни бәргән.

Мәзкур наһийә йәнә дөләтниң вә аптоном районниң ашлиқ базиси болуштин сирт, нөвәттә, бу наһийидин алтун қатарлиқ 16 хил мәдән байлиқлириниң 59 кани байқалған.

Бирақ, кишини әҗәпләндүридиғини, бу байлиқларға игә учтурпан наһийисиниң аһалиси апәтләргә бәрдашлиқ берәләйдиған өйләрдә олтуруш әмәс , бәлки бу наһийә хитай бойичә, дөләт дәриҗилик қутқузилидиған нуқтилиқ намрат наһийиләр қатариға киргүзүлгән . Шуңа бу мәсилә чәтәлләрдики уйғурлар арисида муназирә пәйда қилмақта.(Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.